Чәтәллик бәзи тор чолпанлири чоң сәһниләрдиму хитайниң думбиқини челишқа башлиған

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.10.28
Fernando-Munoz-Bernal CGTN Телевизийә қанилиниң даимлиқ мухбири фернандо муноз бернал (Fernando Munoz Bernal) зиярәтни қобул қилип сөзләватқан көрүнүш.
X/@AndyBxxx/Screenshot

Хитай һөкүмити бәзи чәтәллик тор чолпанлиридин пайдилинип, ахбарат таратқулири вә иҗтимаий супиларда “һәқиқий шинҗаң” тәшвиқатини йүргүзүп, өзиниң җинайитини ақлашни давамлаштурмақта.

Хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқни йошуруш “тәшвиқат уруши” сепидә актип рол ойнаватқан “чөпқәт” лиридин бири “хитай йәр шари телевизийә қанили” (CGTN) ниң даимлиқ мухбири фернандо муноз бернал (Fernando Munoz Bernal) болуп, у 20-авғуст күни “хитай күндилик тори” да елан қилған бир парчә мақалисидә, өзиниң ноябир ейида испанийәдә өткүзүлидиған бир хәлқаралиқ мунбәргә қатнишип, “шинҗаң мәсилиси” һәққидә нутуқ сөзләйдиғанлиқини һәмдә бу мунбәрниң “соал-җаваб” суписиға қатнишидиғанлиқини ейтқан. Униң уйғур ели һәққидә хәлқаралиқ мунбәрдә пикир баян қилиши, нөвәттә хитай вәзийити вә уйғур мәсилисигә көңүл бөлүватқан көзәтчи, анализчилар арисида муназирә қозғимақта. Уларниң қаришичә, бу тор чолпанлири хитай һөкүмитиниң тәшвиқат истратегийәсидә, йәни ғәрб дөләтлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә сөзлиригә ғәрбликләрниң ағзи арқилиқ рәддийә бериштә баш рол ойнимақта икән.

 Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири бөлүми муавин директори мая ваң радийомизға йоллиған язма инкасида мундақ дәйду: “хитай һөкүмити йеқинқи бир қанчә йилда уйғур районида елип бериватқан вәһшийликини инкар қилипла қалмастин, бәлки қайтурма зәрбигә өтүп, өзлиригә тәһдит дәп қариған һөкүмәтләргә һуҗум қилди вә өзлири учриған бесимни ғәрбниң суйиқәсти дәп оттуриға қойди. Шуниң билән бир вақитта, ‛җазалаш вә мукапатлаш‚ тин ибарәт юмшақ вә қаттиқ күч тактикисидин пайдилинип, уйғур райони һәққидики пикир еқимини, өзиниң у районда йүргүзүватқан зораванлиқи вә вәһшийлики тоғрисидики хәлқара әйибләшләрни һәр хил усуллар билән контрол қилишқа урунди. Хитай һазир бир қисим чәтәллик мухбир-обзорчилар вә тор чолпанлирини қоллинип, уларни өзиниң назарити вә контроллуқи астиға елиш арқилиқ, уларға хитай һөкүмитиниң көз қаришини тәшвиқ қилдуруватиду. Шуңа мениңчә, буни хитайниң давамлиқ қоллинидиған бир тактикиси дәп қарашқа болиду.”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат ишханиси директори һенрик шаҗивиски бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, фернандо муноз берналдәк чәтәллик тор мухбирлириниң нөвәттә хитайниң сиясий тәшвиқат истратегийәсиниң бир қисмиға айланғанлиқини тәкитләп мундақ деди:

 “бу йәрдики мәсилигә диққәт қилидиған болсақ, бурнел әпәнди ғәрб дөлитиниң әркинликидин пайдилинип, хитай һөкүмити үчүн хизмәт қиливатиду. Һалбуки, хитай һөкүмити у районда йүргүзүватқан зулум сияситиниң еғир болуши түпәйлидин ирқий қирғинчилиқ җинайити билән әйибләнгән. Һәммимиз билгинидәк, испанийә әркин җәмийәт. Әлвәттә униң у йәрдә әркин сөзләш һоқуқи бар. Бирақ йәнә бир нуқтидин тәһлил қилғанда, маңа нисбәтән бу ақ тәнликләрниң имтияз мәсилисидур. Гәрчә у бу сәһниләрдә өзиниң ‛шинҗаң мәсилиси‚ һәққидики учур-мәлуматлирини тарқиталайдиған болсиму, әмма уйғурларда униңға охшаш әркинлик йоқ. Уйғурлар у йәрдә хитай һөкүмитини тәнқид қилалмайду, өзлириниң бешидин өткән кәчүрмишлирини сөзлийәлмәйду. Ваһаләнки, бернал әпәнди өз кимликидин пайдилинип хитай вә испанийәдә әркин паалийәт елип баралайду. Әмма бу имтияз уйғурларда йоқ”.

 “хитай йәр шари телевизийә қанили” ниң депини челиватқан фернандо муноз бернал “хитай хәвәрлири тори” да елан қилған “ялған-сахта учурларға қарши күрәш _ шинҗаңда мәсулийәтчан саяһәтчилик бәрпа қилиш” намлиқ мақалисидә, ғәрб дөләтлириниң хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи һәққидә тарқитиватқан “ялған-сахта учур” лириға қарши турушқа тиришиватқанлиқини тәкитлигән. У йәнә, өзиниң йеқинда йеңи тор бәт (-mediawithoutmeans.org) Қуруп, бу иҗтимаий алақә һесабати арқилиқ дуняниң һәрқайси җайлиридики мухбирлар билән “аңлап бақмиған һекайиләр” һәққидә сөһбәттә болғанлиқи, “кәлгүси шинҗаңни барлиққа кәлтүрүш” үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқи һәққидә давраң салған.

У мәзкур мақалисидә, өзиниң испанийәдә өткүзүлидиған бир хәлқаралиқ мунбәргә қатнишип, “шинҗаң мәсилиси” һәққидә нутуқ сөзләйдиғанлиқини ашкарилиған болсиму, әмма бу мунбәрниң исми һәққидә учур бәрмигән. Ениқлашлиримиз җәрянида бу мунбәрниң қандақ мунбәр икәнлики һәққидә ениқ мәлумат тепилмиди.

Исраилийәдики хитай язғучи таң дәнхоң ханим радийомизға қилған сөзидә, уйғур елигә әркин-азадә берип саяһәт қиливатқан вә хитай тәшвиқатиға актип аваз қошуватқан мухбир фернандониң хитай һөкүмитиниң “тәшвиқат канийи” сүпитидә “шинҗаң мәсилиси” һәққидә бу хәлқаралиқ мунбәрдә нутуқ сөзләшкә қатнишишиниң толиму қизиқ иш икәнликини билдүрүп, мундақ деди:

“адәттә хәлқаралиқ мунбәрләрдә кишилик һоқуқ, мәдәнийәтни қоғдаш вә иқтисадий тәрәққиятқа мунасивәтлик мәсилиләр музакирә қилиниду. Мән бу мунбәр һәққидә ениқ учур билмәйдикәнмән. Әмма, ишинимәнки бу хилдики мунбәрләрдә оттуриға қоюлған мәсилиләр бу мунбәргә қатнашқан дөләтләрниң сияситигә тәсир көрситиши мумкин. Ундақта бу мунбәр немишқа уни таллиди? бу қизиқарлиқ бир мәсилә. Бу һәқтә издинишкә тоғра келиду. Чүнки, хитайдики кишилик һоқуқ, иқтисадий тәрәққият вә мәдәнийәтни қоғдашқа мунасивәтлик мәсилиләрни, шундақла шинҗаңдики әһвални обдан билидиған нурғун мутәхәссисләр бар. Шундақ туруқлуқ немишқа уларни тәклип қилмайду? шуңа мениңчә, уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә хадимлири бу җәһәттә тәкшүрүш вә тәтқиқат елип бериши, андин бу һәқтики доклатларни бәзи таратқуларда инглизчә елан қилип ашкарилиши керәк.”

Дәрвәқә, йеқинқи мәзгилләрдә хитайниң тәшвиқатчилириға айланған чәтәллик мухбирлар вә тор чолпанлири хелила көпийип қалған болуп, уларниң “уйғурларниң тинч, бәхтияр яшаватқанлиқи” ни тәшвиқ қилиш билән қалмай, бәлки хәлқаралиқ мунбәрләрдә “шинҗаң мәсилиси” һәққидә сөзләш салаһийитигә игә болуши хитайниң сиясий тәшвиқат тактикилирини күчәйтиватқанлиқидин дерәк бәрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.