Чәт әлләрдә алқишқа еришиватқан уйғур ресторанлири кимни раһәтсиз қилмақта?
2023.06.07
Уйғурлар тәрипидин чәт әлләрдә ечилған чоң-кичик уйғур ашханилар вә ресторанлар, шу дөләт яки шәһәрләрдики уйғур җамаитиниң йиғилиш орни һәм иҗтимаий қорғини болуп кәлди. Бу ресторанлар йәнә уйғур таам мәдәнийити вә ретсеплирини әвладму-әвлад сақлап қелиш, давамлаштуруш, шундақла уни дуняға тонутуштәк бәлгилик иҗтимаий мәсулийәтни тәң елип бармақта.
Уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учраватқан нөвәттики пәвқуладдә вәзийәттә, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур ашханилири вә ресторанлири яритиватқан үнүм вә тәсир буниңлиқ биләнла чәкләнмәйду. Улар йәнә охшимиған дөләт вә районлардики кишиләрни уйғурларға һәмдә уйғур вәзийитигә қизиқтурушта бәлгилик рол ойнимақта. Болупму уйғур мәсилиси бойичә актип паалийәт елип бериватқан кишиләр ресторан тиҗаритигә қәдәм қойғанда, улар өзлириниң уйғур сиясий актиплиқ салаһийити билән ресторанлирини уйғурларниң әркинлик ирадисини намаян қилидиған мунбәргә, уйғурларниң мәдәнийәт вә кимликини көрситидиған сәһнигә айландурмақта.
2015-Йили голландийәниң роттердам шәһәр мәркизидә ечилған “үрүмчи” ресторани кейинки йилларға кәлгәндә, уйғур мәсилисини голландийәгә тонуштуруш соруни вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ паалийәтлири өткүзүлидиған сорунға айланған иди. Буниң нәтиҗисидә “үрүмчи” ресторани голландийә вә башқа хәлқаралиқ мәтбуатларда көпләп тонуштурулған иди.
Мәлум болғинидәк, голландийәдики “үрүмчи” рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун кәспий бир ашпәз болупла қалмастин, бәлки йәнә чәт әлдә актип паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчиләрниң бири иди.
Радийомиз зияритини қобул қилған зәйнидин әпәнди, уйғур таамлириниң барғанчә көп кишиләрниң яхши көрүшигә еришиватқанлиқини, херидарларниң ялғуз уйғур таамлиридин һузурлиниш үчүнла әмәс, бәлки уйғурларни вә улар дуч келиватқан қийин вәзийәтни чүшиниш үчүнму келиватқанлиқини билдүрди. У йәнә “үрүмчи” рестораниниң уйғур таамлиридин һузурлинидиған йемәк-ичмәк сорунидин уйғур мәдәнийитини тонуштуридиған җанлиқ бир музейиға айлиниватқанлиқини, өзиниң һәр күни херидарларға яхши мулазимәт қилғандин сирт йәнә уйғурларни тонуштуруштәк бир муһим вәзипиниму ада қиливатқанлиқини илгири сүрди.
Һалбуки, дуняниң башқа җайлирида ечилған уйғур ресторанлириға охшашла голландийәдики “үрүмчи” рестораниму ашпәз, хам әшя, базар вә башқа түрлүк қийинчилиқлардин сирт йәнә намәлум қара қолларниң һуҗуми һәм паракәндичиликигә учраштәк әһвалларғиму дуч кәлгән. Зәйнидин әпәнди вә башқа ресторан игилири, шундақла бир қисим уйғур паалийәтчиләр, бу сирлиқ һуҗумларниң арқисида хитай һөкүмитиниң қара қоли барлиқидин гуман қилсиму, әмма бу қара қолларниң һәқиқий кимлики һазирғичә су йүзигә чиқмиған икән.
Зәйнидин әпәнди йеқинда “үрүмчи” ресторани җайлашқан кочиниң дәл удулиға, йәни арилиқи 150 метирму кәлмәйдиған бир орунни мәлум бир хитай җәмийити иҗаригә елип, лозунка есивалғанлиқини тәкитләп өтти. Униң билдүрүшичә, адәттә бу җайға анда-мунда хитайлар кирип чиқип туридикән, көпинчә вақитларда бош туридикән. Һалбуки “үрүмчи” ресторанида уйғурларниң паалийити яки кишилик һоқуқ органлири вә яки голландийә һөкүмәт әрбаблириниң муһим паалийити болидиған күнлиридә бу орундики хитайларниң һәрикити туюқсиз җиддийлишип, әтрапни көзитидиған көзләрму көпийип кетидикән.
Японийәдә “рози кавапханиси” намида икки җайда уйғур ресторани ачқан ресторан хоҗайини вә актип паалийәтчи хәлмәт рози әпәнди, һәр икки рестораниға ай-юлтузлуқ көк байрақ асқан икән. Мәзкур ресторанниң тамақ тизимлик дәптириниң биринчи бетидә мәхсус уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи тонуштурулған икән. Тамақ тизимликидә бу ресторандики таамларниң пәқәтла уйғурларға хас таамлиқи әскәртилгән болуп, “уйғур ләғмини” , “уйғур кавипи” , “уйғур полуси” дегәндәк “уйғур” нами билән аталған таамлар алаһидә гәвдиләндүрүлгән икән.
Халмәт әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, у ресторанида уйғурларниң хаслиқини гәвдиләндүргәнлики вә ай-юлтузлуқ көк байрақни асқанлиқи сәвәбидин бир хитай херидар униң ресторанида җидәл чиқарған икән.
Хәлмәт әпәндиниң тәкитлишичә, у уйғурларниң сиясий арзулирини ресторанниң тамақ рисалиси вә вивискисида гәвдиләндүрүшниң японийә-хитай мунасивити интайин сәзгүр болған японийәдә бәзи күтүлмигән паракәндичиликләргә сәвәб болуш еһтималлиқини алдин пәрәз қилған икән. Шундақ болушиға қаримай, һазир японийәлик херидарларниң уйғур тамақханилириға болған қизиқиши илгирики һәр қандақ вақиттикидинму күчлүк болмақта икән.
Зәйнидин әпәндиниң қаришичә, ресторанлар уйғур дәвасини дуняға аңлитишта интайин үнүмлүк болған бир юмшақ васитә болалайдикән. У бу һәқтә мундақ деди: “биз уларниң алдиға берип әмәс, бәлки улар өзлири халап бизниң алдимизға келип дәвайимизни аңлайду. Улар уйғурларниң вәтинигә бармай турупму уйғурлар һәққидики нурғун соаллириға ресторанлиримиздин җаваб тапалайду. Чүнки биз уларни уйғурларға хас таам биләнла әмәс, бәлки йәнә уларни уйғур тарихи вә мәдәнийити гәвдиләнгән, худди уйғур мәдәнийәт-сәнәт музейиға охшайдиған муһит билән тәминләймиз.”
Актип паалийәтчи вә ресторан ғоҗайинлиридин болған зәйнидин әпәнди билән хәлмәт әпәндиләрниң тәкитлишичә, чәт әлләрдә уйғур ресторанини йүрүштүрмәк һәр хил қийинчилиқларға вә риқабәтләргә дуч кәлсиму, әмма уйғур ресторанлири уйғур мәсилисини тинч йол билән хәлқараға аңлитиштики бир юмшақ әндизә болалайдикән. Улар дәл шу сәвәбтин, уйғур ресторанлири хитай һөкүмитиниң, шундақла хитай җасуслириниң охшимиған шәкилдики һуҗум нишаниға айлиниш еһтимали зор, дәп қарайдикән.
Зәйнидин әпәнди ахирида мундақ деди: “мениңчә, хитай һөкүмитини раһәтсиз қиливатқини, уйғур ресторанлириниң чәт әлләрдә уйғур мәдәнийитини намаян қиливатқанлиқи яки сақлап қеливатқанлиқила әмәс, бәлки техиму муһими чәт әлләрдики авам пуқраларниң уйғурларни чүшинишкә интилиши вә уйғурларни һимайә қилишқа башлиғанлиқидур.”