Нури түркәл: “уйғур қирғинчилиқиға қарши тәдбир елишта дуня җамаәтчиликини һәрикәткә өткүзүш бир җәряндур”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.10.18
nuri-turkel-paaliyet Чехийә пайтәхти пирагада өткүзүлгән 27-қетимлиқ “мунбәр 2000” йиғиниға қатнашқанларниң хатирә сүрити, 2023-йили 15-өктәбир, пирага
Nuri Turkel

“демократик дуня тәртипи үчүн” дегән тема бойичә өткүзүлгән 27-қетимлиқ “мунбәр 2000” йиғини 17-өктәбир күни мувәппәқийәтлик ахирлашқан. Чехийә пайтәхти пирагада җәмий үч күн орунлаштурулған муназирә пирограммилирида дуняниң демократийәси дуч келиватқан һәр түрлүк хирислар һәққидә кәң-кушадә муназирә елип берилған.

Йиғинниң ахириқи күнигә орунлаштурулған сөһбәтләрдә сүний әқилниң дуняниң демократийәсигә көрситидиған тәсири муһим темиларниң бири болған. “демократийәниң кәлгүси” темисидики сөһбәткә америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл әпәндиму тәклип қилинған болуп, у хитайниң технологийә арқилиқ дуняға хоҗа болушқа урунуш йолидики истратегийәлири үстидә тохталған.

У нәқ мәйдандин радийомизниң зияритини қобул қилип, сөһбәттә өзи тохталған муһим нуқтиларни қисқичә чүшәндүрди.

Униң ейтишичә, чехийәниң хитайниң явропаға тәсир көрситиш истратегийәсиниң бир парчиси болуп қалмаслиқи үчүн, у чехийә рәһбәрлиригә хитай монопол қеливалған “14+1” пирограммисидин чиқип чиқишни чақириқ қилған.

Чехийә пайтәхти пирагада өткүзүлүватқан 27-қетимлиқ “мунбәр 2000” йиғинида америка хәлқара дини әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл вә д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиләр чехийә җумһурийитиниң президенти питир павил(Petr Pavel) билән. 2023-Йили 15-өктәбир.
Чехийә пайтәхти пирагада өткүзүлүватқан 27-қетимлиқ “мунбәр 2000” йиғинида америка хәлқара дини әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл вә д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиләр чехийә җумһурийитиниң президенти питир павил(Petr Pavel) билән. 2023-Йили 15-өктәбир.
Dolqun Eysa

Нури түркәл әпәнди өзиниң америка һөкүмитигә вә американиң иттипақдаш дөләтлиригә сиясий мәслиһәт бериш мәсулийитиниң барлиқини, шуңа бу қетимқи чехийәдә өткүзүлгән йиғинда тилға илинған тәклип-тәвсийәләргиму сәл қарашқа болмайдиғанлиқни тәкитлиди.

Чехийә җумһурийити парламентиниң кеңәш палатаси 2021-йили июнда қарар мақуллап, хитайниң уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қиливатқанлиқини елан қилғаниди.

Оңдин солға америка хәлқара дини әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл билән чехийә җумһурийити авам палатасиниң рәиси маркета пекарова адамова (Markéta Pekarová Adamová)  биллә чүшкән хатирә сүрәт, 2023-йили 15-өктәбир, пирага
Оңдин солға америка хәлқара дини әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нури түркәл билән чехийә җумһурийити авам палатасиниң рәиси маркета пекарова адамова (Markéta Pekarová Adamová) биллә чүшкән хатирә сүрәт, 2023-йили 15-өктәбир, пирага
Nuri Turkel

Нури түркәл әпәнди иштирак қилған сөһбәт пирограммисиға чехийә җумһурийити авам палатасиниң рәиси маркета пекарова адамова (Markéta Pekarová Adamová) ханимму қатнашқан болуп, у сөзидә баштин-ахир демократийәни қоғдашниң зөрүрлүкини тәкитлигән. У сөһбәтниң ахирида мундақ дегән: “маделин албрайт ейтқандәк, демократийә чоқум йәткүзүлүши керәк. Муһим болғини демократийәниң һәқиқәтән һәммә кишиләргә йәткүзүлүшидур. Биз чоқум һәр даим өзимизгә кишилик һоқуқ, кишилик иззәтниң муһимлиқни әскәртип турушимиз керәк. Дуняниң һәрқандақ йеридики кишилик һоқуқ мәсилиси, демократийәни тутуп туруштики муһим бир җәрян. Демократийәни қоғдап қелиш-қалалмаслиқ бизгә бағлиқ” .

 Нури түркәл әпәнди ахирида дуня җамаәтчиликигә уйғур мәсилисини аңлитиш тәскә тохтимисиму, әмма уйғур қирғинчилиқини тохтитишқа һәрикәткә өткүзүшниң бир җәрян тәләп қилидиғанлиқни тәкитлиди. У йәнә һәрқайси һөкүмәтләрниң уйғурлар мәсилисидә тарихиниң тоғра тәрипидә туруши үчүн өзиниң сиясий мәслиһәт бериш хизмитини үмидварлиқ билән давам қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.