Дәнһагда башланған “дуня пуқралар соти” да уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ һәққидә гуваһлиқ берилгән
2024.07.12
Игилишимизчә бу йил 7-айниң 11-күни голландийәниң дәнһаһ шәһиридә “дуня пуқралар сот мәһкимиси” ечилип, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң вә униң рәһбәрликидики хитай коммунист һакимийитиниң инсанийәткә қарши җинайәтлири вә уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайити һәққидә гуваһлиқ берилгән.
11-Июл күнидики гуваһлиқ аңлаш йиғинида, гуваһлиқ бәргүчиләрниң бири фирансийәдә яшаватқан лагер шаһити гулбаһар хативаҗи ханим тунҗи болуп гуваһлиқ бәргән.
У өзиниң фирансийәдин туғқан йоллаш үчүн юртиға барғинида тутқун қилинип, лагерға қамалған чағдики кәчүрмишлири вә шаһит болған вәқәләр һәққидә гуваһлиқ бәргән.
Мәзкур соттики испат бериштин кейин зияритимизни қобул қилған гүлбаһар хативаҗи ханим, өзиниң бу сотта гуваһлиқ бериш тәклипини алған чеғида интайин һаяҗанланғанлиқини, буниң өзигә охшаш хитайниң җаза лагерида азаб чәккән милйонлиған уйғур тутқунлар үчүн гуваһлиқ беридиған яхши бир пурсәт икәнликини һес қилғанлиқини билдүрди.
Бу қетимлиқ сотта тәтқиқатчи адриан зенз әпәндиму уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ һәққидә гуваһлиқ бәргән.
Адриан зенс әпәнди, тор арқилиқ бәргән гуваһлиқида, 2017-йилдики чоң тутқун башланғандин кейин, уйғур нопусиниң шиддәт билән азийип кетиши; уйғурларниң хитай өлкилиригә әвәтилип мәҗбурий әмгәк күчлиригә айландурулуши; уйғур балилирини ятақлиқ мәктәпләргә топлап, уларни өз мәдәнийитидин мәһрум қилғанлиқи; уйғур аяллириниң мәҗбурий туғмас қилинғанлиқи; уйғурларниң әслидики яшаш адити, диний етиқади, тил-йезиқи, мәдәнийитиниң мәҗбурий хитайчилаштурулуши; шундақла уйғур елидә хитай көчмәнлириниң көпийиши қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойған.
Бу йиғинда гуваһлиқ бәргән абдувәли аюп әпәндиниң билдүрүшичә, адриан зензниң дәлил-испатлиқ күчлүк гуваһлиқи, мәзкур сотта уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни йорутуп бериштә муһим пакитларниң бири болған.
Униң билдүрүшичә, адриан зенз әпәнди йәнә, өзиниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ һәққидики гуваһлиқиға қоюлған соалларғиму наһайити әтраплиқ җаваб берип, сот мәйданидики кишиләрни қайил қилған.
Игилишимизчә, дәнһагдики “дуня пуқралар сот мәһкимиси” ечилиштин илгири мәзкур сотта гуваһлиқ беришкә тәклип қилинған бир қисим гуваһчилар хитай һөкүмитиниң түрлүк шәкилләрдики агаһландуруш вә тәһдитлиригә учриған.
Бундақ тәһдиткә учриғанларниң бири, 11-июл күнидики гуваһлиқ бериш йиғинида өз аилисидин тутқун қилинған 19 нәпәр уруқ-туғқининиң әһвали һәққидә гуваһлиқ бәргән голландийәдики уйғур паалийәтчи абдуреһим ғени әпәндидур.
Униң билдүрүшичә, у голландийәдә хитайға қарши коллектип вә ялғуз кишилик намайишларға актип қатнишип келиватқан бу йилларда үзлүксиз һалда хитай сақчилириниң юртида қалған уруқ-туғқанлирини гөрү орнида қоллинип, униңға тәһдит салған. У бу қетимлиқ сотта буларни испат орнида бирму-бир баян қилған.
Абдуреһим ғениниң билдүрүшичә, у “дуня пуқралар сот мәһкимиси” ечилиштин икки күн илгири, иҗтимаий таратқу мунбири “телеграм” дин акисиниң намида кәлгән йәнә бир агаһландуруш йолланмисини тапшурувалған икән.
Униң билдүрүшичә, униңға йолланған бу син көрүнүшидә дадисиниң еғир кесәл һалитидә кариватта ятқан һалити вә көзлири зәхмидин көкирип кәткән акисиниң ечинишлиқ һалити көрситилгән. Бу көрүнүшләр уни еғир азаблиған болсиму, әмма бу көрүнүшләр уни сотта гуваһлиқ бериштин ваз кәчкүзәлмигән.
11-Июл күнидики гуваһлиқ бери йиғинида тәрҗиманлиқ вәзиписини үстигә алған уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханимму зияритимизни қобул қилип, бу қетимлиқ сотниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини билдүрди.
Голландийәниң дәнһаг шәһиридә өткүзүлгән “дуня пуқралар сот мәһкимиси” ниң ши җинпиң вә у рәһбәрлик қиливатқан хитай коммунист һакимийитиниң җинайәтлири үстидин ачқан соти 12-июл, йәни җүмә күни йепилидикән. Шу күни алдинқи күнләрдики гуваһлиқлардин хуласә чиқирилидикән.