Австралийә тәтқиқатчилири хитай билән һәмкарлишип уйғурларниң DNA си үстидин тәтқиқат елип барған
2024.09.05
Йеқинқи йилларда чәт әл ширкәтлири вә тәтқиқатчилириниң хитай билән һәмкарлишип уйғурлар вә уйғур елидики башқа йәрлик милләтләр үстидин килиникилиқ синақ, тоқулма һүҗәйриси вә DNA тәтқиқати елип бериши бу хил һәмкарлиқ түрлириниң илмий әхлақ өлчәмлиригә болған әндишини күчәйтмәктә. Йеқинда американиң бир қанчә палата әзаси бәзи америка дора ширкәтлириниң хитай билән һәмкарлишип уйғур елидә елип барған килиникилиқ синақлирини тәкшүрүшни тәләп қилишидин кейин, австралийә тәтқиқатчилириниңму хитай билән һәмкарлишип уйғур вә уйғур елидики башқа йәрлик милләтләрниң тоқулма һүҗәйриси вә DNA си үстидин тәтқиқат елип барғанлиқи, 10 йилдин бери давамлишип келиватқан бу тәтқиқат түрлириниң хитай һөкүмити уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйибләнгәндин кейинму давамлашқанлиқи мәлум болған.
“сидней әтигәнлик авангарти” гезитиниң 2-сентәбир хәвәр қилишичә, нөвәттә австралийә тәтқиқатчилириниң бу тәтқиқат түрлиридә хитай тәминлигән DNA әвришкиси вә қан үлгилириниң шәхсләрниң разилиқи билән елинғанлиқи соал пәйда қилмақтикән.
Америкадики массачусеттис технологийә институти ғол һүҗәйрә тәҗрибиханисиниң директори, доктор майсәм мутәллипова, хитай зор һәҗимлик DNA санлиқ амбири қуруп чиққан уйғур елидә, һечқандақ бир уйғурниң DNA әвришкиси яки қан үлгиси беришни рәт қилиш әркинлики йоқлуқини тәкитләйду. Униң көрситишичә, уйғур елидә һәрқандақ разилиқ мәҗбурий болуп, “иҗазәт җәдвили, дегәнниң һечқандақ әһмийити йоқ” икән. Майсәм мутәллипова 3-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда йәнә нөвәттики сиясий муһитта уйғур ели хитай билән чәт әлниң килиникилиқ синақ, тоқулма һүҗәйриси DNA тәтқиқат һәмкарлиқ түрлирини елип беришниң тәйяр синақ базиси болуп қалмақтикән. Һалбуки, хәлқара ген тәтқиқат саһәсидики даңлиқ “илмий хатирә” журнили хитай вә австралийә тәтқиқатчилириниң 2018-йили бу журналда елан қилинған уйғур елидики йәрлик милләтләрниң DNA әдлийә санлиқ амбири қурулушиға мунасивәтлик бир тәтқиқат доклатини, бу йил 7-айда DNA әвришкиси йиғишқа сақчи арилашқан болуши мумкинлики сәвәблик елип ташланған. Бу тәтқиқат түриниң уйғурларни өз ичигә алмиғанлиқи қәйт қилинсиму, әмма бу түрдә хитай тәтқиқатчилириниң уйғур елидики 1842 нәпәр йәрлик милләт кишилириниң қан әвришкиси топлиғанлиқи, җинайәт мәйданидики DNA әвришкисиниң кимликини тепиш әдлийә санлиқ мәлумат амбири қурулушиға мунасивәтлик бу тәтқиқат түрини, хитай тәтқиқат орунлириниң тәстиқлиғанлиқи вә пул билән тәминлигәнлики илгири сүрүлмәктә.
Мәлум болушичә, “шинҗаңдики төт аһалиләр топиниң 15 хил autosomal STR алаһидилики вә қошна топлар билән болған генетикилиқ мунасивити” намлиқ бу тәтқиқат түрини, шеняңдики хитай медитсина университетиниң әдлийә генетика пәнлири факултетидики тәтқиқатчилар билән австралийәдики канберра университетиниң бир тәтқиқатчиси һәмкарлишип йүргүзгән. Һалбуки, бу тәтқиқат түригә қатнашқан канберра университетиниң даңлиқ әдлийә генетикиси илмий пирофессори денис микневин(Dennis McNevin) 3-сентәбир мухбиримизға бәргән бу һәқтики язма баянатида, өзиниң шинҗаңдики тәтқиқат түригә пәқәт бир қетимла қатнашқанлиқи, лекин тәтқиқат түригә қатнашқучилар ичидә уйғурларниң йоқ икәнликини илгири сүргән.
Денис микневин, өзлириниң шинҗаңда DNA кимликини ениқлаш санлиқ амбири қурмиғанлиқи, уларниң тәтқиқат түри генетикилиқ хас алаһидиликләрни қануни дәлил орнида ишлитишкә мунасивәтлик икәнликини билдүргән. Пирофессор денис микневин мундақ дегән: “бу тәтқиқат түри (кимлики ениқсиз ген санлиқ мәлуматидин) хуласә истатистикиси тәминләш үчүн лайиһәләнгән. Бу шинҗаңда хас ген алаһидиликлирини қануни дәлил қилип ишлитишни ишәнчлик қилиш үчүндур. Биз DNA кимликини ениқлаш санлиқ амбири қурмидуқ. Кимлики ениқсиз ген санлиқ мәлуматини конкрет DNA кимликини ениқлашта ишләткили болмайду.”
Пирофессор денис микневинниң ейтишичә, қан әвришкилирини шеняң шәһиридики хитай медитсина университетиниң бу тәтқиқат түридики оқуғучилири йиғқан икән. У, өзиниң қан әвришкиси йиғишқа қатнашмиғанлиқи, шундақла өзигә қан әвришкилириниң әркин иҗазәт билән елинғанлиқи билдүрүлгәнлики, уйғур елидә ген санлиқ мәлуматиниң қалаймиқан ишлитилидиғанлиқиға даир хәвәрләрни кейинрәк билгәнликини қәйт қилмақта. Денис микневин мундақ дәйду: “мән шинҗаңда ген санлиқ мәлуматлириниң хата ишлитилидиғанлиқида даир хәвәрләрни тәтқиқат түри елан қилинғандин кейин билдим, әмма мәндә буниң тәтқиқат түримиздә болғанлиқиға аит дәлил йоқ. Шундақла мәндә иҗазәтниң өз ихтиярлиқи билән берилмигәнликигә аит дәлилму йоқ.”
Һалбуки, америкадики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң тәтқиқат директори, доктор һенри шеҗәвиски(Henryk Szadziewski) уйғур елиниң һазирқи мәвҗут вәзийитини чиқиш қилғанда уйғурларниң иҗазити елинғанлиқини дәлилләш мумкинчилики йоқлуқини тәкитләйду.
Һенри шеҗевиски 3-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ дәйду: “биз бурун уйғурларниң DNA учурлириниң мәҗбурий яки ғәйрий рәсмий рәвиштә топланғанлиқиға даир хәвәрләрни алғанидуқ. Йәнә бир җәһәттин силәрниң радийому уйғурларниң саламәтлик тәкшүрүшкә чақиртилип, DNA әвришкилириниң иҗазәтсиз мәҗбурий елинғанлиқини хәвәр қилған идиңлар. Мениңчә, мана бу мәсилиниң чиқиш нуқтиси, бу нуқтини чиқиш қилғанда, буниң әкси испатланмиғучә ‛иҗазәт елинди‚дегән гәпләр пәқәтла ишәнчлик әмәс. Униң үстигә ‛иҗазәт‚ ниң немидин дерәк беридиғанлиқини баһалап чиқишта биз зөрүр болған учурларғиму игә әмәсмиз.”
Һенри шеҗевискиниң қәйт қилишичә, һәрқандақ бир тәтқиқатчи, уйғур елидәк б д т чеғида “инсанийәткә қарши җинайәт садир болуватқан болуши мумкин” дегән бир районда, ‛DNA тәтқиқати елип барамдим‚ дегән соални сориши керәк икән.
Һенрий шҗевиски мундақ дәйду: “әгәр сиз бир алим, тәтқиқатчи болсиңиз вә һәмкарлиқ елип беришни, болупму медитсина вә DNA саһәсидә һәмкарлиқ елип беришни ойлашқан болсиңиз, сиз чоқум өзиңиздин шу җиддий соални сорап беқишиңиз керәк. Сиз тәтқиқат елип бармақчи болған бу районниң мәвҗут һалитини чиқиш қилғанда, DNA әвришкилириниң иҗазити елинған-елинмиғанлиқи сиз сорайдиған соал әмәс, бәлки сиз сорайдиған соал, бу райондики хәлқ инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиниватқан вәзийәттә туруватқан бир пәйттә, мән DNA тәтқиқати елип барамдим, дегән соалдур. Мән тәтқиқатчилар үчүн бу соални сораш бәк мүшкүл, дәп қаримаймән.”
Биз 3-сентәбир австралийәниң хитай билән DNA һәмкарлиқ тәтқиқат түригә қатнашқан икки университетиға хәт йезип, улар бу мәсилидики әндишиләргә болған инкасини сориғанидуқ. Һалбуки, австралийәниң Sunshine Coast университети қисқа язма инкас қайтуруп, мәзкур университетниң тәтқиқатчиси бу тәтқиқат түриниң илмий доклатиға пәқәтла тәһрирлик қилғанлиқи, бу түрни шихәнзә университетиниң елип барғанлиқи вә соалимиз болса шуларға соришимизни өтүнгән. Мәлум болушичә, бу тәтқиқат түри уйғурлардики инсан папилома вирусини (HPV) тәкшүрүп, униң диябет кесили билән болған генетикилиқ алақисини тәтқиқ қилған.
Охшаш бир вақитта, хитайниң бу һәмкарлиқ тәтқиқат түригә қатнашқан австралийә едит кован университети(Edith Cowan university) бу тәтқиқат түриниң илмий әхлақ өлчәмлирини тәкшүрүватқанлиқини билдүрди. Бу университетниң баянатчиси лиса брадлей(Lisa Bradley) 3-сентәбир мухбиримизға қайтурған язма инкасида мундақ дегән: “биз һазир, сиз ейтқан бу тәтқиқат түрини тәстиқлаштики илмий әхлақ өлчиминиң тәпсилий деталларни тәкшүрүватимиз. Буниңға қатнашқан тәтқиқатчи һазир чәт әлдә, бизниң тәкшүрүшимиз давам қилмақта. Биз биз сиз оттуриға қойған әндишиләрни әтраплиқ һәл қилимиз һәм тәкшүрүш ахирлашқанда инкасимизни билдүримиз.”
Массачусеттис технологийә институтидики доктор майсәм мутәллипованиң қәйт қилишичә, нөвәттә хәлқаралиқ даңлиқ журналларда елан қилинған уйғурларниң DNA тәтқиқатиға мунасивәтлик 90 илмий мақалә илмий әхлаққа әмәл қилинған-қилинмиғанлиқини дәлилләшкә еһтияҗлиқ икән. Һалбуки, австралийә “сидней әтигәнлик авангарти” гезити, австралийә мелборн университетиниң бир тәтқиқатчисиниң 2014-йили вә 2016-йили арилиқида, хитайниң ичкири өлкилиридики “шинҗаң синиплири” да тәкшүрүш елип барғанлиқи, бу ятақлиқ мәктәпләрни б д т ниң “мәҗбурий ассимилятсийә пирограммиси” дәп қәйт қилғанлиқи, шуниңдәк австралийә тәтқиқатчилириниң йәнә “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” тәминлигән пул билән һәмкарлиқ түрлирини елип барғанлиқи, бу тәтқиқат түрлириниң булут һесаблаш, аптоматик аптомобил вә күнтахта тәтқиқат түрлириниму өз ичигә алғанлиқини билдүрмәктә.
Һалбуки, хитайниң ишләпчиқириш, йерим қораллиқ тәшкилати болған “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” америка һөкүмити тәрипидин уйғурларни бастуруштики роли сәвәблик ембарго йүргүзүлгәниди.