Д у қ рәиси долқун әйса явропадики түрк ахбарат органлирини һәрикәткә өтүшкә чақирди
2022.06.14
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди 6-айниң 12-күни германийәниң көлн шәһиридә өткүзүлгән 2-нөвәтлик “явропа түрк медияси алий йиғини” да сөз қилип, явропа дөләтлиридики түрк медия, йәни ахбарат органлири, сәнәтчиләр вә журналистларни “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүшкә чақирған. Билдүрүлүшичә, явропа дөләтлиридә 5 милйон әтрапида түрк яшайдиған болуп, улар явропада зор ахбарат күчигә игә икән.
Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған явропа түрк ахбарат органлири вә журналистлири бирлики рәиси алий паша ақваш әпәнди бу йиғинға иштирак қилғанларға рәһмәт ейтқандин кейин, мәзкур йиғинни чақириштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ дәйду : “һөрмәтлик баш дипломатлар, парламент әзалири, ахбарат хадимлири, аммиви тәшкилат мәсуллири, җамаәт әрбаблири вә қиммәтлик журналистлар бу йиғинимизға иштирак қилғанлиқиңлар үчүн һәммиңларға рәһмәт ейтимән. Шундақла еһтирамимни билдүримән. Бу йиғинға қатнашқан кишиләр явропадики түркләрниң мәсилисигә көңүл бөлүватқан кишиләрдур. явропадики түркләр ахбарат хизмәтлиридә бурун көп қийинчилиқларға дучар болған болсиму бүгүнки күндә бу қийинчилиқларни йеңип күчлүк ахбарат васитилиригә игә болдуқ. Бу ахбарат васитилиримиздин пайдилинип, мәсилилиримизни қандақ аңлитимиз? хәлқимизгә қандақ пайдилиқ ишларни қилалаймиз? нөвәттә сақлиниватқан мәсилиләр немә? мана буларни һәл қилишниң йоллири тоғрисида музакирә елип бериш үчүн бу йиғинни чақирдуқ. Йиғинниң мувәппәқийәтлик өтүшини тиләймән”.
Д у қ рәиси долқун әйсаниң билдүрүшичә германийәниң көлн шәһиридә өткүзүлгән “явропа түрк медияси алий йиғини” ға түркийә вә бәзи явропа дөләтлиридин кәлгән парламент әзалири, ахбарат органлириниң мәсуллири, журналистлардин болуп 500 әтрапида киши иштирак қилған.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди өзиниң алаһидә тәклип билән иштирак қилғанлиқини, йиғинниң мувәппәқийәтлик өткүзүлгәнликини тәкитлиди.
Игилишимизчә америка, канада вә явропадики ахбарат васитилиридә уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисидики хәвәрләргә көпләп орун бериливатқан болсиму, лекин түркийә вә ислам дунясидики ахбарат васитилиридә йетәрлик дәриҗидә орун берилмигән. Долқун әйса әпәнди нутқида ахбаратниң тәсир күчи тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин явропадики түрк медиясини уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн бурчини ада қилишқа чақирғанлиқини тәкитлиди.
Д у қ ниң ахбарат ишлириға мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди явропа дөләтлиридики түркләрниң нопусиниң 5 милйон әтрапида икәнликини, буларниң түрк тили вә башқа тилларда ахбарат васитилири барлиқини, бу арқилиқ явропа сияситигә, шундақла түркийә сияситигә тәсир көрситәләйдиғанлиқини, шуңа долқун әйса әпәндиниң буларға чақириқ қилишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
12-Июн күни “йиғин” ахирлашқандин кейин көп санда ахбарат органлириниң мәсуллири д у қ рәиси долқун әйса билән көрүшүп уйғурлар тоғрисида бәзи хизмәтләрни қилидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән. Долқун әйса әпәнди бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.
Бу йиғинниң 1-нөвәтликиму 2019-йили германийәдә чақирилғаниди.