Дуня банкиси уйғур районидики “кәспий тәрбийәләш программиси” ға қәрз бәргәнликини ақлиди
2019.08.27

Дуня банкиси 27-авғуст күни радийомизға баянат берип, өзлириниң 2015-йили уйғур аптоном районидики 5 алий мәктәпниң “кәспий тәрбийәләш программиси” ға 50 милйон доллар қәрз пул бәргәнликини ақлиди. Дуня банкисиниң мәзкур программиға қәрз пул бәргәнлики бу йил 5-айларда ашкарилинип, кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң, америка дөләт мәҗлиси әзалириниң диққитини қозғиған. Америка авам вә кеңәш палатасиниң икки нәпәр әзаси 13-авғуст күни дуня банкисиниң рәһбири дәйвид малпасқа мәктуп йезип, дуня банкисиниң райондики лагерлар билән кәспий мәктәпләрниң пәрқини тәкшүргән-тәкшүрмигәнликини сориғаниди.
Биз 27-авғуст күни дуня банкисиға телефон қилип, уларниң мәзкур мәсилидики инкасини сориғинимизда банка даирилири өзлириниң бу программиға қәрз бәргәнликини ақлиди. Дуня банкисиниң баянатчиси дәйвид дәис шу күни соалимизға елхәт арқилиқ җаваб берип, бу программиниң уйғур районидики 5 кәспий мәктәпни қоллаш арқилиқ мәзкур районниң кәспий маарип системисиниң сүпитини юқири көтүрүшни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди. Баянатта қәйт қилинишичә, бу программа юқириқи 5 мәктәпниң дәрслики вә баһалаш методини йеңилаш, дәрс өтүш вә башқурушни сәрхиллаштуруш, мәктәп әслиһәлирини яхшилаш қатарлиқ түрләрни өз ичигә алидикән.
Дуня банкисиниң қәрз пули санҗидики “шинҗаң йеза игилик кәспий техника институти”, “шинҗаң санаәт институти”, “шинҗаң йеник санаәт кәспий техника институти”, хотәндики “уйғур тебабәтчилик алий техникоми” вә “үрүмчи кәспий университети” қатарлиқ 5 мәктәпкә берилгән. Дуня банкиси баянатида йәнә бу программиниң райондики 48 миң нәпәр оқуғучиға мәнпәәт йәткүзидиғанлиқини тәкитлигән. Дуня банкисиниң қәрз пули 2015-йили берилишкә башлиған болсиму, лекин униң “кәспий тәрбийәләш программиси” дегән намда берилиши, шундақла бу программиниң һазирға қәдәр давамлишиватқанлиқи кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғимақта.
Бәзи тәтқиқатчиларниң илгири сүрүшичә, бу программидики юқириқи 5 мәктәп рәсмий мунтизим мәктәпләр болуп, уларниң райондики радикаллиққа қарши “кәспий маһарәт өгиниш мәркәзлири” билән биваситә алақиси болмисиму, лекин улар алақә қиливатқан бәзи йәрлик кәспий мәктәпләрниң алақиси бар икән. Канадада турушлуқ мустәқил тәтқиқатчи шавен җаң 27-авғуст зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “дуня банкиси пул бәргән 5 кәспий мәктәп нормал мәктәпләр болуп, уларниң ‛тәрбийәләш лагерлири‚ билән алақиси наһайити аз. Лекин, бу 5 кәспий мәктәпниң җәнубий шинҗаңдики бир қанчилиған йәрлик кәспий мәктәпләр билән һәр хил шәкилдә чоңқур һәмкарлиқ мунасивити бар. Һалбуки, бу йәрлик кәспий мәктәпләр ‛қайта-тәрбийәләш лагерлири‚ билән мунасивәтлик. Шуңа, юқириқи 5 алий мәктәпниң мунасивити вақитлиқ мунасивәттур.”
Шавен җаңниң билдүрүшичә, “йәкән кәспий техника мәктипи” юқириқи алий мәктәпләр билән алақиси бар йәрлик кәспий мәктәпләрниң бири икән. Шавен җаң 2018-йили 11-айда бу мәктәпниң 30 миң долларлиқ бихәтәрлик әсваблирини сетивалғанлиқини ашкарилиған. Лекин, шавен җаңниң илгири сүрүшичә, йәкән наһийәлик кәспий техника мәктипи сетивалған бихәтәрлик әсваблириниң дуня банкиси бәргән қәрз пулға сетивелинғанлиқи яки әмәслики мәлум әмәс икән. У мундақ деди: “йәкән кәспий техника мәктипи билән дуня банкиси пул бәргән юқириқи 5 мәктәпниң нисбәтән қоюқ алақиси бар. Лекин, йәкән кәспий техника мәктипи сетивалған әсваблар дуня банкисиниң пулиму -әмәсму, буниңға мәнму ениқ бир немә дейәлмәймән. Лекин, бу мәктәп юқириқи бихәтәрлик әсваблирини сетивалди. Униң пули биваситә яки васитилик дуня банкисидин кәлдиму, буниси ениқ әмәс.”
Дуня банкисиниң мәзкур программиси америкадики кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиған. Америкадики “әркинлик сарийи” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, бу вәқә дуня банкисиниң назарәт механизми ишлимигәнликини көрситидикән. Әркинлик сарийиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси сараһ кук ханим 27-авғуст күни зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бу вәқәдә дуня банкисиниң назарәт механизми ишлимигән. Бу йәрдики мәсилә дуня банкисиниң бир хадими илгири бу тоғрисида агаһландуруш бәргән болсиму, лекин һечқандақ тәдбир елинмиғанлиқи әмәс. Башқа нуқтидин қариғандиму бу программиниң өзи бурунла қизил сигнал бериши керәк иди. Мәсилән. Бу программа йолға қоюлидиған районниң муһити диққәт қозғиши яки буниңға қарита назарәтчилик болуши керәк иди. Лекин өткән йили бу программиға дуня банкисиниң хитай тәвәликидики бир хадими мәсул болған. Униңға дуня банкисиниң башқа хадимлири арилашмиған. Мениңчә буниң өзила қизил сигнал бериши керәк иди. Униң үстигә бу программидики учурларда ‛кәспий тәрбийәләш маарипи‚ дегән сөзлүк бар. Һалбуки, сөз хитай һөкүмити қайта-тәрбийәләш вә тутуп туруш орунлириға ишлитиватқан сөзлүктур”.
Сараһ кукниң илгири сүрүшичә, бу вәқә һәр қандақ бир хәлқара тәшкилат хитай һөкүмитиниң уйғур районидики органлири билән һәмкарлиқ елип барса, пәвқуладдә һошяр болуши керәкликини көрситип бәргән. У мундақ деди: “һәр қандақ бир хәлқара тәшкилат хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики органлири билән һәмкарлиқ елип барса, өзлириниң бу районда қандақ ишларға ярдәм қиливатқанлиқи, қандақ ишларни қоллаватқанлиқиға пәвқуладдә диққәт қилиши керәк. Чүнки, дуня банкисиниң пули бу райондики ‛қайта-тәрбийәләш лагерлири‚ниң бихәтәрлик әсваблирини сетивелишқа ишлитилмигән тәқдирдиму, һәтта униң пули бу орунларниң хадимлириниң маашиға ишлитилгән, яки хитай тили өгитишкә ишлитилгән вә яки қайта тәрбийәләшкә ишлитилмигән тәқдирдиму, сиз йәнила бу райондики қайта тәрбийәләш орунлириниң малийә муқимлиқиға, уларниң паалийити вә сияситигә ярдәм бәргән болисиз.”
Америка авам палата әзаси җим микговерн билән кеңәш палата әзаси марку рубио 13-авғуст күни дуня банкиси президенти дәйвис малпасқа язған мәктупида униң бу мәсилигә чүшәнчә беришини, униң “дуня банкисиниң программисидики кәспий мәктәпләр билән йиғивелиши лагерлириниң охшаш бир нәрсә болуп қелиш еһтималини тәкшүргән-тәкшүрмигәнлики” ни сориғаниди.
Дуня банкисиниң баянатчиси дәйвид дәис сәйшәнбә күни бизгә әвәткән баянатида, америка дөләт мәҗлиси әзалириниң “интайин конкрет соалларни қойғанлиқи, униңға әтраплиқ җаваб беришни пиланлаватқанлиқи” ни билдүргән.
Лекин марку рубио билән җим микговернниң мәктупида: “һалбуки, бизниң әндишә қиливатқинимиз, мәзкур районда йиғивелиш лагерлириниң пәйда болғанлиқи вә хитай һөкүмити өзиниң бу сияситини ақлаш үчүн кәң көләмлик тәшвиқат елип бериватқанлиқи ениқ болған болсиму, лекин дуня банкисиниң қәрз беришни давамлаштурушидур” дейилгәниди.