Долқун әйса вә өркәш дөләт “дуня әркинлик қурултийи” ниң рәһбәрлик қатлимидин орун алди
2023.11.08

Тунҗи нөвәтлик “дуня әркинлик қурултийи” 11-айниң 6-күни литва пайтәхти вилнюста башланған. Әркинлик, демократийә, кишилик һоқуқ үчүн күрәш қилиш, мустәбит түзүлмиләргә қарши туруш, әркинлик җәңчилирини һимайә қилишни түп ғайә қилған бу қурултайға 56 дөләттин кәлгән 200 дин артуқ өктичи, сиясий паалийәтчи вә хәлқарада тонулған мәшһур затлар қатнашқан. Уйғурлардин д у қ рәиси долқун әйса, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң сабиқ рәиси нурий түркәл, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат, тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң баш катипи өркәш дөләт, д у қ пирограмма йетәкчиси зумрәтай әркин вә асена изгил қатарлиқларму тәклип билән бу йиғинға иштирак қилған.
Литва пайтәхти вилнюстин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, “дуня әркинлик қурултийи” 2022-йили 11-айда вилнюста қурулған болуп, бир йиллиқ тәйярлиқтин кейин тунҗи нөвәтлик қурултийини бу йил 6-ноябир башлиған. 4 Күн давам қилидиған бу қурултайға қатнашқучилар арисида сүргүндики дөләт рәһбәрлири вә әркинлик җәңчилириму бар икән. У сөзидә, уйғур вәкиллириниң бу қурултайға қатнишип уйғур елидики уйғур ирқий қирғинчилиқини дуня рәһбәрлиригә вә әркинлик җәңчилиригә аңлитиш пурситигә еришкәнликиниң әһмийәтлик бир иш болғанлиқини тилға алди. У сөзидә йәнә бу қурултайға дахил болған мәшһур затлар арқилиқ уйғурларниң авазини дуняға техиму көпрәк аңлитиш имканийитиниң барлиққа кәлгәнликини әскәртти.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәндиниң баян қилишичә, “дуня әркинлик қурултийи” 7-ноябир күни өткүзгән идарә һәйити сайлимида, 5 қитәдин кәлгән 200 дин артуқ вәкил ичидин 31 кишини сайлап, мәзкур тәшкилатниң рәһбәрлик кеңишини бәрпа қилип чиққан. Д у қ рәиси долқун әйса вә тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң баш катипи өркәш дөләтму бу тәшкилатниң рәһбәрлик қатлимидин орун алған.
Д у қ пирограмма йетәкчиси зумрәтай әркин бу йиғин һәққидә тохталғанда, мәзкур қурултайға хәлқарада нами чиққан бир бөлүк мәшһур шәхсләрниңму қатнашқанлиқини тилға алди. Буларниң ичидә “дуня әркинлик қурултийи” ниң қурғучилиридин бири болған иранлиқ мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси алинеҗад масиһ, русийә өктичиси вә сабиқ дуня шаһмат чемпийони каспароф, венесуела ниң өктичиләр рәһбири леополдо лопиз қатарлиқларму бар икән.
Мәлум болғинидәк, литва парламенти 2021-йили 5-айниң 20-күни уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилғаниди. Литва һөкүмити шу йили йәнә тәйвәнниң вилнюста “тәйвән” дегән нам билән вакаләтхана қурушиға йол қойғанлиқи үчүн хитай билән болған иқтисадий вә дипломатик мунасивәтлири еғир киризисқа патқан. Зумрәтайниң қаришичә, хәлқарадики чоң бир тәшкилат болған “дуня әркинлик қурултийи” ниң бу қетим вилнюста чақирилиши вә мустәбит һакимийәтләргә қарши турушни асасий мәқсәт қилған бу тәшкилатниң рәһбәрлик қатлимидин уйғур сиясий затлириниңму орун елиши хитайни хелила биарам қилиши мумкин икән.