Дуня җамаити күнләрниң биридә уйғур елидики җаза лагерлириниму хатириләмду?
2025.01.27

1940-Йили натсистлар германийәси тәрипидин полшаниң җәнубида қурулған аусвитиз-биркенав (Auschwitz-Birkenau) җаза лагери 1945-йили 1-айниң 27-күни сабиқ совет иттипақи армийәси тәрипидин азад қилинған болуп, мәзкур җаза лагери азад қилинғанлиқиниң 80 йиллиқини хатириләш паалийити бүгүн аусвитизда өткүзүлгән. “6 милйон йәһудийниң өлүминиң символи” дәп қарилидиған аусвитиз-биркенав җаза лагерида өткүзүлгән бу мурасимға явропа иттипақиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири, б д т хадимлири, 54 хәлқаралиқ вәкилләр өмики вә 2-дуня урушида ирқий қирғинчилиқтин аман қалған 50 дин артуқ йәһудийни өз ичигә алған көплигән киши қатнашқан.
Һалбуки, дуня бундин 80 йил илгири азад қилинған җаза лагерлирини хатириләватқанда, хитай мустәбит һакимийитиниң уйғур илида тәсис қилған җаза лагерлири һелиму мәвҗутлуқини сақлап турмақта. Қанчилик уйғурниң бу җаза лагерлирида һаятидин айрилғанлиқи мәлум болмисиму, милйонлиған уйғурниң бу лагерларда 7-8 йилдин буян азаб-оқубәтләр тартиватқанлиқи һәммигә мәлум. Әҗәба, күнләрниң биридә бу дуня уйғур паҗиәсиниң қанлиқ мәйдани болған бу җаза лагерлириниму хатириләмдиғанду?
Бүгүн, йәни 27-январ “80 йил илгирики йәһудий ирқий қирғинчилиқини хатириләш” мурасимиға қатнишиш үчүн әнглийә пайтәхти лондонға йетип кәлгән д у қ ниң сабиқ рәиси долқун әйса әпәнди бу йиғинда уйғур ирқий қирғинчилиқини күнтәртипкә кәлтүрүшкә теришидиғанлиқини әскәртти. У сөзидә йәнә, кәлгүсидә уйғур ирқий қирғинчилиқиниңму хәлқаралиқ бир темиға айлинидиғанлиқини тәкитлиди.
“фирансийә авази” радийоси 26-январ елан қилған “аусвитиз җаза лагери азад қилинғанлиқиниң 80 йиллиқи: вондер лайин чоң қирғинчилиқниң зиянкәшликигә учриғанларни мәңгү әстә сақлашқа чақирди” намлиқ хәвәргә қариғанда, аусвитиз-биркенав җаза лагери 1979-йили б д т тәрипидин “дуня мәдәнийәт мираслири тизимлики” гә киргүзүлгән.
Голландийәдә яшаватқан җаза лагерлири шаһити қәлбинур сидиқ ханим бу һәқтә тохталғанда, алди билән көңлиниң йерим болғанлиқини тилға алди. Әмма у сөзидә, кәлгүсигә үмид билән қарайдиғанлиқини, уйғур хәлқиниңму һаман бир күни әркинликкә еришип, өзлирини ечинишлиқ қисмәтләргә гириптар қилған җаза лагерлирини хатириләйдиған күнләрниң чоқум келидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.
Явропа иттипақи 26-январ белгийә пайтәхти бирюсселдики хизмәт бинасиниң чирағлирини яндуруп, 2-дуня урушидики ирқий қирғинчилиқта қурбан болған йәһудийларға тәзийә билдүргән. явропа комиссийониниң рәиси урсула вондер лайин “биз рәһимсизләрчә өлтүрүлгән 6 милйон йәһудийни вә чоң қирғинчилиқниң зиянкәшликигә учриған барлиқ кишиләрни мәңгү унтуп қалмаймиз” дегән.
Җаза лагерлири шаһити өмәр бекали бу һәқтә ипадә билдүрүп, шәрқий түркистандики җаза лагерлириниң узунға қалмай кәлгүси әвладлар үчүн өтмүштин дәрс алдиған музейларға айлинидиғанлиқини тәкитлиди. Фирансийәдики җаза лагерлири шаһити гүлбаһар хативаҗиму бу һәқтә қарашлирини ипадә қилип өтти.