Д у қ ниң 20 йиллиқ хатирисидә чәт әл сиясийонлири хитай һөкүмитиниң дәпсәндичиликлиригә тақабил турушниң тәхирсизликини тәкитләшти

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.05.07
Ian-Duncan-Smith-nury-turkel.jpg “явропаниң узун муддәтлик иқтисадий кәлгүсигә капаләтлик қилиш: уйғур қирғинчилиқиға тақабил турушниң роли” мавзулуқ муһакимә йиғинда америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң сабиқ комиссари нури түркәл вә әнгилийә парламентиниң әзаси ян симис донкин (Ian Duncan Smith) сөзгә чиқти. 2024-Йили 4-май, мюнхен.
Youtube/DUQ

Дуня уйғур қурултийи қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатириләш паалийәтләр рамкиси ичидә уйғурларниң кишилик һоқуқи, мәҗбурий әмгәк мәсилиси һәмдә ғәрб демократик дөләтлириниң уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқини һәл қилишиға мунасивәтлик айрим-айрим сөһбәт йиғинлири уюштурулди. Бу йиғинларға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән нурғун чәт әллик мутәхәссисләр, кишилик һоқуқ адвокатлири вә паалийәтчиләр қатнашти һәм сөз қилди.

Бу сөһбәт йиғинлириға бир қисим дөләтләрниң сиясәтчилириму иштирак қилди. 4-Май күни өткүзүлгән “явропаниң узун муддәтлик иқтисадий кәлгүсигә капаләтлик қилиш: уйғур қирғинчилиқиға тақабил турушниң роли” мавзулуқ муһакимә йиғинда әнгилийә парламентиниң әзаси ян симис донкин (Ian Duncan Smith), фирансийә кеңәш палата әзаси антойнитти гохл ханим (Antoinette Guhl) қатарлиқларму биваситә қатнашти һәм сөз қилди.

Ян симис донкин әпәнди сөзидә, өзиниң давамлиқ һалда дуняниң соғуқ уруштин кейин көрүлүп бақмиған дәриҗидики бир тәһдит билән йүзләшкәнликини тәкитләп келиватқанлиқини; дуняда “хитайда ясалмиған” мал тепиш имкансиз бир һаләткә келип қалған мушундақ бир пәйттә, униңға тақабил турушниң нөвәттики интайин муһим вә җиддий мәсилә икәнликини билдүрди. У йәнә хитай һакимийитигә тақабил турушниң мумкин болмайдиған бир иш әмәсликини, әң кичик бир тәдбир арқилиқ, йәни хитай билән адәттикидәк тиҗарәт қилишни аяғлаштуруш арқилиқ хитай һөкүмитигә тақабил турғили болидиғанлиқиниму тәкитләп өтти. У, буниң үчүн “хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгәк сиясити, хитайниң дуняға кәлтүрүватқан тәһдити һәққидики тонушни өстүрүш, карханиларға бесим ишлитиш, шундақла хитай билән адәттикидәк мунасивәт орнитишни тохтитиш” лазимлиқини билдүрди.

Д у қ қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатириләш мурасимида италийә кеңәш палата әзаси, сабиқ ташқи ишлар министири гюллию тәрзи (Giulio Terzi) син арқилиқ тәбрик сөзи тәқдим қилди. 2024-Йили 4-май, мюнхен.
Д у қ қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатириләш мурасимида италийә кеңәш палата әзаси, сабиқ ташқи ишлар министири гюллию тәрзи (Giulio Terzi) син арқилиқ тәбрик сөзи тәқдим қилди. 2024-Йили 4-май, мюнхен.
Youtube/DUQ

Антойнитти гохл ханимму сөзидә, хитайниң муһим юқири техникиларни ясашта кәм болса болмайдиған серик топа (Rare Earth) ни ишләпчиқиришини монопол қиливелиш арқилиқ, явропани контрол қилишқа урунуватқанлиқини тәкитләп өтти. У, мушуниңға охшаш истратегийәлик маддиларниң ишләпчиқиришини қайтуруп келишниң зөрүрлүкини тәкитлиди. У йәнә, “биз бир мукәммәл иқтисадий истратегийә арқилиқ хитайға болған беқинишимизни тохтитишимиз керәк” деди.

Дуня уйғур қурултийи қурулғанлиқиниң 20 йиллиқини хатириләш мурасимиға өзлири қатнишалмиған болсиму, әмма нурғун дөләтләрниң сиясийонлири тәбрик хети әвәткән. Улар америка дөләт мәҗлис әзаси, дөләт мәҗлиси уйғур гурупписи рәиси том сози (Tom Souzzi) әпәнди, италийә кеңәш палата әзаси, сабиқ ташқи ишлар министири гюллию тәрзи (Giulio Terzi), японийә парламенти әзаси кейҗи фуруя әпәнди, канада парламент әзаси самир зубәри қатарлиқларни өз ичигә алиду.

Юқириқи сиясийонлар һәммиси дуня уйғур қурултийиниң өткән 20 йилдики хизмәтлиригә, уларниң һармай-талмай изчил һалда уйғурларниң һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн хизмәт қилғанлиқиға юқири баһа бәргән.

Америка кеңәш палата әзаси том сози тәбрик сөзидә, дуня уйғур қурултийиниң 20 йилдин бери тохтимай уйғурларниң дәрдини аңлитиш үчүн һәрикәт қилғанлиқиға рәһмәт йейтти. У йәнә уйғурлар бүгүн дуч келиватқан бастурушлар интайин еғир болсиму, әмма дуняда һәр күни йүз бериватқан түрлүк киризислар сәвәбидин диққәтниң бурулуп кетиватқанлиқини тәкитләп, “биз дуняниң диққитини хитай һөкүмити уйғурларға йүргүзүватқан бу вәһшийликләргә тартишимиз керәк, мән америка дөләт мәҗлисидики уйғур гурупписиниң рәисиниң бири болуш сүпитим билән, болуватқан башқа барчә вараң-чуруңларни бесип өтүп, уйғурлар мәсилигә диққәт тартишқа тиришимән” деди.

Италийә кеңәш палата әзаси гюллию тәрзи сөзидә, уйғурларға қилиниватқан вәһшийликләрниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини тәкитлиди. У, “хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқанлириниң ирқий қирғинчилиқ әмәсликини дейиш үчүн қариғу болуш керәк” деди. У сөзидә йәнә “явропа дөләтлири уйғурлар вәзийитиниң интайин җиддийликини дуня уйғур қурултийиниң һәрикәтлириниң сайисидә өгәнди. Шуңа биз дуня уйғур қурултийиниң һармас-талмас роһиға рәһмәт ейтимиз. Дуня уйғур қурултийи нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилишкә тамамән һәқлиқ.” деди. У йәнә дуня уйғур қурултийиниң бу мукапатқа лайиқ көрүлүшиниң һәм уйғурларға қилиниватқан зулумниң етирап қилиниши һәмдә йәнә хитай һөкүмитигә вә башқа диктатор һакимийәтләргә берилидиған күчлүк сигнал болидиғанлиқиниму әскәртип, бу мукапатниң д у қ ға берилишини арзу қилидиғанлиқини билдүрди.

Японийә вә канада парламент әзалириму охшашла өзлириниң тәбриклирини билдүрүш билән биргә йәнә бундин кейинму уйғурларни, уларниң давасини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини, шундақла хитай һөкүмитиниң хәлқара қанунларни, демократик қиммәт қарашларни дәпсәндә қилишиға йол қоймайдиғанлиқини тәкитләшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.