8-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң тәйярлиқ хизмәтлири җиддий давам қилмақта
2024.10.23
Нөвәттә боснийәниң пайтәхти сарайевода чақирилған 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң тәйярлиқ хизмәтлири ғәлибилик давамлишиватқан болуп, дуняниң һәр қайси җайлиридики қурултай вәкиллири сарайевониң мәркизигә җайлашқан “тәтил меһмансарийи” ға келишкә башлиған. Дуня уйғур қурултийи берлин ишханисиниң директори ғәюр қурбан нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилип, 8-нөвәтлик қурултайниң тәйярлиқ хизмитиниң хитайниң тосқунлуқиға қаримай ғәлибилик һалда җиддий елип бериливатқанлиқини билдүрди.
Бу қетимқи 8-нөвәтлик қурултайниң бихәтәр өткүзүлүши үчүн, сарайево сақчи идариси билән бихәтәрлик ширкәтлири бирликтә тәдбир алған болуп, дуня уйғур қурултийи аяллар комитети мудири, хәлқара алақә директори зумрәтай әркинму бу һәқтики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Бу бир нәччә күнидин бери 8-нөвәтлик қурултайниң йеқинлап келишигә әгишип, хитайниң һәр-хил питнә-пасат вә тор һуҗумлири шиддәт билән давам қиливатқан болуп, қурултай ишханисиниң билдүрүшичә, бәзи қурултай вәкиллиригә, қурултай рәһбәрлик намзатлириға исимсиз номурлардин тәһдит, алдаш, қорқутуш телефонлири кәлгән. Ғәюр қурбан әпәнди бу әһваллар һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Ғәюр қурбанниң билдүрүшичә, һәтта бәзи вәкилләргә, бихәтәрлик мәсилиси сәвәбидин бу қетимқи қурултайниң әмәлдин қалдурулғанлиқиға аит учур вә елхәтләр кәлгән, вәкилләрниң босна айродурумида тосувелинғанлиқи һәққидә учурлар тарқалған.
Бу қетимқи 8-нөвәтлик қурултайға норвегийәдин йетип кәлгән, норвегийә уйғур җәмийити рәиси хәлчәм мәмтимин, сарайевоға кириштә һечқандақ аваричилик болмиғанлиқини билдүрди.
Хитай тәрәпму бу қетимқи қурултайға бузғунчилиқ қилиш үчүн өсәк сөз тарқитиш, хаккерлаш қатарлиқ һәр хил васитиләрни қолланған. Шундақла бүгүн, йәни 10-айниң 23-күни кимлики намәлум бир нәччә хитай пуқраси қурултай вәкиллири чүшкән меһмансарайға келип қурултай вәкиллирини синға елишқа урунған, әмма нәқ мәйдандики қурултай вәкиллириниң буларни вақтида байқап мәлум қилиши билән меһмансарай аманлиқ хадимлири бу хитайларни нәқ мәйдандин чиқиривәткән.
8-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийи чәт әлдики уйғур җамаитиниңла әмәс, хәлқарада уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүватқан барлиқ кишиләрниң диққитини тартиватқан болуп, қурултай ишханисиниң радийомизға билдүрүшичә, бу қетимқи қурултайға германийә, руминийә, америка, чехийә қатарлиқ дөләтләрниң боснадики әлчилири қатнашқандин башқа йәнә түркийә вә бәзи явропа дөләтлириниң парламент әзалириму көзәтчи сүпитидә қатнишидикән.