8-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийи хитайниң тәһдитлиригә қаримастин сарайевода ғәлибилик ечилди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.10.25
duq-8-echilish-01-1024

Қурултай мувәққәт рәиси доктор әркин әкрәм сөзләватиду. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево RFA/Hebibulla izchi

duq-8-echilish-02-1024

Шәрқий түркистан вә боснийәниң истиқлал марши оқулмақта. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево RFA/Hebibulla izchi

duq-8-echilish-03-1024

Риясәтчи кишилик һоқуқ адвокати евелина охап сөзләватиду. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево RFA/Hebibulla izchi

duq-8-echilish-04-1024

Түркийә парламент әзаси, келәчәк партийәсиниң муавин рәиси сәлчуқ өздағ сөзләватиду. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево RFA/Hebibulla izchi

duq-8-echilish-05-1024

Чехийә парламент әзаси йери оберфалзәр сөзләватиду. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево RFA/Hebibulla izchi

duq-8-echilish-06-1024

Оңдин кәвсәр камил, келлий курий, өмәр қанат, тим лавтонвә, риясәтчи евелина охап. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево RFA/Hebibulla izchi

Боснийәниң пайтәхти сарайевода чақирилған 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийи, бүгүн 25-өктәбир әтигән дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән қурултай вәкиллири, һәрқайси дөләтләрниң парламент әзалири, ахбаратчилар, тәтқиқатчилар вә адвокатларниң қатнишишида ғәлибилик ечилди.

Йиғинниң ечилиш мурасимида дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән қурултай вәкиллири, шәрәп меһманлири, түркийә, боснийә вә бәзи явропа дөләтлириниң парламент әзалири, һәр қайси таратқуларниң мухбирлириниң қатнишишида 350 дин җиқ киши боснийә вә шәрқий түркистанниң дөләт маршиға һөрмәт билдүрди.

Йиғинниң күнтәртипи бойичә, д у қ хәлқара мунасивәтләр директори, қурултай аяллар комитетиниң мудири зумрәтай әркинниң риясәтчиликидә, қурултайниң мувәққәт рәиси әркин әкрәм бу қетимқи 8-нөвәтлик қурултайниң ечилиш нутқини сөзлиди.

У сөзидә: бу қетимқи қурултайниң боснийәдә ечилишиниң сәвәби һәққидә тохтилип, боснийәниңму йеқинқи заманда ирқий қирғинчилиқни бешидин өткүзгән бир дөләт болуши сүпити билән, шәрқий түркистан вә боснийә хәлқиниң тәқдирдаш икәнликини, бу қетимқи қурултайни бу йәрдә ечиш арқилиқ мәзкур икки хәлқниң тәқдирдашлиқи шуниңдәк һәр икки хәлқниң мусулман хәлқ болушидәк алаһидилики билән ислам дунясиниң диққитини тартишниму мәқсәт қилғанлиқини билдүрди. У сөзидә йәнә: “мәқситимиз дуняға әйни вақитта бу дөләттә йүз бәргән қирғинчилиқниң шәрқий түркистанда бүгүнки күндә йүз бериватқанлиқини хатирилитиш” дәп тәкитлиди.

Арқидин сөзгә чиққан чехийә парламент әзаси йери оберфалзәр, йиғин әһлигә, алдинқи қетимлиқ қурултайниң чехийәдә өткүзүлгәнликини әслитип өтүш билән биргә, чехийәниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн елип бериватқан бәзи паалийәтлири вә явропа парламентиниң уйғур қирғинчилиқини тохтитишта қандақ қилиши керәкликидә өзиниң көз қариши, хитайниң чәт әлләргә созулған қара қоли һәққидә тохтилип өтти.

Әнглийәдә ечилған уйғур сотиниң баш сотчиси сир җефри найс, бу қетимқи қурултайға интернет арқилиқ қатнишип, “боснийә қирғинчилиқи билән уйғур ирқий қирғинчилиқиниң пәрқи шуки; боснийә қирғинчилиқи явропаниң йүрикидә йүз бәрди, шәрқий түркистандики қирғинчилиқ болса хитайниң у йәрниң алақисини ташқи дуня билән үзүши вә қаттиқ назарити астида болди, бу сәвәбтин уйғур қирғинчилиқи боснийә қирғинчилиқидәк һәр қайси дөләтләрдин ярдәм алалмиди” дегәнни оттуриға қойди.

Бу қетимқи қурултайниң өзгичилики болса, арқидинла давам қилған “боснийә қирғинчилиқидин уйғур ирқий қирғинчилиқиға нәзәр” дегән темида елип берилған сөһбәт болуп, бу муһакимә йиғинида бу икки қирғинчилиқтин елинған савақлар йәкүнләнди

Орунлаштурулди бу сөһбәткә кишилик һоқуқ адвокати доктор евелина охаб риясәтчилик қилди. Буниңға д у қ иҗраийә комитети рәиси өмәр қанат, канададики кишилик һоқуқ паалийәтчиси, қурултай кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси кәвсәр илһам, американиң б д т дики сабиқ баш әлчиси келлий курий, әнглийә парламентиниң сабиқ әзаси тим лавтон қатарлиқлар қатнашти.

Келлий курий ханим сөзидә мундақ деди; “һәр қандақ коллектип қәтлиам ирқий қирғинчилиқ әмәс, һәр қандақ ирқий қирғинчилиқ коллектип қәтлиам әмәс!”.

У йәнә дуняниң мушу нуқтида туруп уйғур ирқий қирғинчилиқиға болған көз қаришини өзгәртишини тәләп қилди.

Сөһбәттә боснийә қирғинчилиқидин уйғур ирқий қирғинчилиқиғичә болған җәрянлар, нөвәттики мәвҗут мәсилиләр вә буниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа көрсәткән тәсири, мустәбит күчләрниң бирлишивелиш арқилиқ хәлқара сәһниләрдә үчинчи дуня әллирини арқиға елип қиливатқан йолсизлиқлири, уйғур мәҗбурий әмгикини тохтитиш үчүн һәрқайси дөләтләрниң актип һәрикәт қилиши керәклики, уйғур қирғинчилиқиниң уйғур пәрзәнтлиригә көрсәткән тәсири дегәнләр мулаһизә қилинди.

Сөһбәт ахиридики қәһвәдин кейин, доктор әркин әкрәмниң риясәтчиликидә түркийә парламенти әзаси сәлчуқ өздағ, доған бекин, язғучи халис өздәмир вә доктор алимҗан инайәтниң қатнишишида хитайниң чәт әлгә созулған қара қоли вә түркийәниң уйғур сиясити һәққидә сөһбәт елип берилди.

Сәлчуқ өздағ бу сөһбәттә өзиниң түркийәгә қайтқандин кейин, түркийә парламентиға уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш һәққидә йеңи бир тәвсийә сунидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.