Дуня уйғур қурултийи 8-нөвәтлик қурултайниң рәһбәрлик қатлимини сайлап чиқти
2024.10.26
26-Өктәбир күни, боснийәдә ечиливатқан дуня уйғур қурултийи (д у қ) 8-нөвәтлик омумий вәкилләр йиғинида демократик усулда беләт ташлаш вә ашкара назарәт қилиш арқилиқ қурултайниң йеңи рәһбәрлири сайлап чиқилди.
Бу қетимқи сайламда турғунҗан алавудун қурултай рәисликигә, әркин әхмәтов, зумрәтай әркин вә абдурешит абдулһамитлар муавин рәисликкә сайланди. “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң директори рошән аббас болса қурултай иҗраийә комитетиниң рәисликигә сайлап чиқилди. Иҗраийә комитетиниң муавин рәисликигә абдулһәмид қарахан, әркин зунун, мутәллип қурбан вә полат сайимлар сайланди. Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйса бу һәқтә бу сайламниң наһайити демократик вә чәтәллик көзәткүчиләрниң назарити астида тамамланған адил бир сайлам болғанлиқини билдүрди.
Бу қетимқи қурултай сайлиминиң алдида, йәни чүштин бурунқи йиғинида уйғур академийәси рәиси доктор ришат аббас, оттура асия уйғурлириға вакалитән қәһриман хоҗамбәрди, “хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” ниң муавин рәиси лоқманҗан һира, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң баш тәптиши абдуләһәд учқун, “шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси” ниң муавин рәиси маһмут имин дамоллам, доктор султан маһмут қәшқәри, “или мәшрәп вәхписи” дин қудрәт ғулҗа қатарлиқ шәрәп меһманлири арқа-арқидин сөзгә чиқип, 8-нөвәтлик қурултайға пикир-тәклиплирини, тәбриклирини вә әң яхши тиләклирини тәқдим қилди.
Арқидинла, пәрһат муһәммидиниң риясәтчиликидә алди билән қурултай сабиқ рәиси долқун әйса вә униң рәислик дәвридики қурултай рәһбәрлик қатлими 7-нөвәтлик қурултайдин һазирғичә қолға кәлтүргән нәтиҗилири вә тәҗрибә-савақлири йәкүнләп үч йиллиқ хуласә доклатини оқуп өтти. Қурултай иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат мәзкур комитетиниң өткән үч йиллиқ хизмәт хуласисини тәқдим қилди. Сабиқ рәис долқун әйса сөзидә 7-нөвәтлик қурултайниң “шәрқий түркистан давасини хәлқаралаштуруш вә уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш” ни нишан қилған паалийәтлирини қисқичә әсләп өтти.
Арқидинла сабиқ рәис долқун әйсаниң риясәтчиликидә 7-нөвәтлик қурултайда сайлап чиқилған д у қ рәһбәрлириниң истепанамиси тапшурувелинип, уларниң алдинқи үч йилда көрсәткән пидакарлиқлири үчүн тәқдирнамә һәдийә қилинди. Шундақла 8-қурултайниң сайлам назарәтчилики үчүн алий диван һәйити қурулуп, сайлам тәртипи вә рәһбәрлик намзатлири тизимлики елан қилинди.
Бу қетимқи сайламға оттура асиядики қурултай вәкиллири келәлмигәнлики сәвәблик уларниң сайламға қатнишиши тор арқилиқ аваз бериш шәкли шәклидә тамамланди. Кәчлик тамақтин кейин елан қилинған сайлам нәтиҗиси қурултай вәкиллириниң қизғин алқишиға еришти. Шуниңдәк йиллардин буян д у қ ни маддий вә мәниви җәһәттин зор күч билән қоллап кәлгән шәхсләргә гуваһнамә тарқитип берилди. Нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилған рошән аббас ханим өзиниң бу сайлам һәққидә ойлиғанлири вә өзиниң сайланғандин кейинки һес-туйғулирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Бу қетимқи қурултайда вәзипә алған аяллар вә яшлар көп санлиқни тәшкил қилған болуп, 8-нөвәтлик қурултайниң рәис вә муавин рәислири, һәрқайси комитетларниң мудир вә муавин мудирлири бир-бирләп сәһнигә чиқип җамаәт билән қайта дидарлашти. Бу мунасивәт билән 8-нөвәтлик қурултайниң рәиси турғунҗан алавудун радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң бу сайлам һәққидики тәсирати вә бундин кейинки нишанлири һәққидә ойлиғанлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Боснийәдә ечилған бу 8-нөвәтлик қурултайниң сайлими хитайниң бесими, паракәндичиликлири вә террорлуқ тәһдитлиригә қаримай, бүгүнму охшашла түркийә, америка, әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң бәзи дипломатлири вә ахбаратчилириниң қатнишишида, шуниңдәк сарайево сақчи идариси вә боснийә алаһидә һәрикәт қисминиң муһапизитидә дағдуғилиқ давам қилди.