Долқун әйса роза һейти мунасивити билән муһаҗирәттики уйғурларниң өз бирликсепини күчәйтишини тәләп қилди
2023.04.21

Бүгүн, йәни 21-апрел чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар дуня мусулманлири билән биргә мубарәк рози һейтини әркин азадә күтүвелишти.
Нурғун дөләтләрдики уйғурлар һейт намизини биргә өтәп, коллектип һейтлишиш паалийәтлирини уюштурди.
Җүмлидин, уйғурлар бир қәдәр көп җайлашқан оттура асия җумһурийәтлири шуниңдәк түркийәдики уйғурларму роза һейтини юқири қизғинлиқ билән бирликтә қутлуқлашти. Һәтта истанбулдики уйғурларниң көпи бирйәргә җәм болуп бирликтә һиейит намизи оқуди. Бундақ әһвал бу йил башқичә җанланғаниди.
Рози һейт мунасивити билән дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса мәхсус тәбрикнамә елан қилип, пүтүн дуня мусулманлириниң, җүмлидин уйғур хәлқиниң роза һейтини қутлуқлаш билән биргә, муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларни техиму иттипақлиққа вә бирликкә чақирди һәмдә миллий бирликсепини йәниму мустәһкәмләшни тәләп қилди.
Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди радийомиз зиятини қобул қилип уйғур хәлқиниң рози һейтини тәбрикләп мундақ деди: “әзиз қериндашлар, һәр қетим пүтүн дуня мусулманлирини шатлиққа чөмдүргән мана мушундақ хасийәтлик һейт-байрамлар йетип кәлгинидә, хитай тәрипидин үсти очуқ түрмигә айландурулған вәтинимиздә хитай зулуми астида азаб чекиватқан хәлқимиз, хитайниң вәһший зинданлирида, җаза лагерлирида җан талишиватқан милйонлиған бигунаһ қериндашлиримиз, хитайниң ичкири өлкилиридә қул орнида мәҗбурий ишлитиливатқан қериндашлиримиз, йәнә шундақла вәтәнсизлик дәрдидин көрүш имканийитимиз болмиған вәтәндики ата-ана, уруқ-туғқан вә дост-ярәнлиримиз көз алдимизда намаян болиду вә буниңдин чәксиз азаблинимиз.
Һәммәмизгә мәлум болғинидәк, вәтинимиз шәрқий түркистан коммунист хитайниң таҗавузиға учриғандин буян, вәтән ичидики хәлқимизниң бирәр күниму хатирҗәмлик вә шатлиқ ичидә өтүп баққини йоқ, хәлқимизниң һәр бир күни қанлиқ яш төкүш вә мусибәт ичидә һәсрәтлиниш билән өтти, муһаҗирәттики қериндашлиримизму вәтәндики ата-ана, уруқ-туғқан, дост-ярәнлири вә сөйүмлүк хәлқиниң дәрди-пирақида қайғуруш, һәсрәтлиниш вә азаблиниш туйғуси ичидә бүгүнкидәк һейт-байрамларни күтүвелишқа мәҗбур болуп кәлди”.
Долқун әйса әпәнди сөзини мундақ давамлаштурди: “бүгүн биз шәрқий түркистанлиқлар тарихта мисли көрүлмигән зор ирқий қирғинчилиққа дуч келиватқан бир хәтәрлик вәзийәттә туруптимиз, мустәбит хитай һакимийитиниң хәлқимизгә қаратқан фашистик қилмишлири бүгүн пүтүн хәлқара җамаәтчиликни ойғатти, дуня мәдәнийитигә шанлиқ төһпиләрни қошқан уйғур хәлқиниң бир пүтүн милләт сүпитидә йоқилип кетишигә тақәт қилип туралмиған хәлқара җамаәтчилик мустәбит хитай һакимийитидин буниң һесабини сораш үчүн һәрикәткә өтүшкә башлиди. Мана мушундақ һалқилиқ бир пәйттә, барлиқ шәрқий түркистан хәлқи чоқум қайғуни күчкә айландуруп, хитайға қарши бирликсәпни мустәһкәмләп, шәрқий түркистан дәвасини күчәйтиш йолида йүксәк җасарәт вә пидакарлиқ роһи билән милләт сүпитидә җиддий һәрикәткә өтүшимиз толиму зөрүрдур”.
Нөвәттә уйғурларниң диний ибадәтлири, диний етиқад әркинликлири, җүмлидин миллий мәдәнийтииниңму қаттиқ чәклимигә учраватқанлиқи хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин изчил тәкитләнмәктә. Бундақ әһвалда чәтәлдики уйғурларниң миллий вә диний байрамлириға әһмийәт беришиниң әһмийити немә? д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммәди әпәнди бундақ миллий вә диний байрамлирини техиму раваҗландуруш, яш әвладларға өгитиш вә тәрғип қилишниң зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Муһаҗирәттики уйғурлар пүтүн дуня мусулманлири билән бирликтә бу йиллиқ рози һейтни күтүвалған бир мәзгилдә уйғур дияридики мусулманларниң бу йиллиқ рози һейтни қандақ күтүвалғанлиқиға җиддий соаллар қоюлмақта. Хитай мәтбуатлири роза һейтигә аит хәвәрләргиму орун бәрмигән болуп, уйғурларниң рамизан ейини вә роза һейтни қандақ өткүзгәнлики ва башқиларға аит учурлар қамал қилинмақта.