Боснийәдә чақирилған 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийи “даеш” ниң тәһдитигә учриди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.10.24
duq-qurultay-bosniye-1 Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултай йиғининиң иҗраийә комитети йиғини чақирилди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево боснийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Нөвәттә боснийәниң пайтәхти сарайевода ечилмақчи болған 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң тәйярлиқлири пүтүп, дуняниң һәр қайси җайлиридики вәкилләр бүгүн 24-өктәбир күни боснийә пайтәхти сарайевоға йетип кәлди. Шундақла бүгүн әтигәндә, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети җиддий йиғин чақирип, бу қетимқи қурултайниң алди-кәйнидики муһим мәсилиләр вә бихәтәрлик тәдбирлири һәққидә орунлаштуруш елип барди.

Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултай йиғининиң иҗраийә комитети йиғини чақирилди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево боснийә.
Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултай йиғининиң иҗраийә комитети йиғини чақирилди. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево боснийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйса йиғиндин кейин нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилип, бүгүн әтигән өзиниң намида сахта елхәтләр тарқитилғанлиқини, хитай тәрәпниң боснийәдики бәзи мухбирларға қурултайни қарилайдиған учурларни әвәткәнликини, бүгүн йәнә қурултайниң юқири қатлам кишилириниң даеш сияқидики кишиләрниң тәһдитигә учриғанлиқини билдүрди.

Дуняниң һәр қайси җайлиридин д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултай йиғиниға кәлгән вәкилләр хатирә сүрәттә. 2024-Йили 23-өктәбир, сарайево боснийә.
Дуняниң һәр қайси җайлиридин д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултай йиғиниға кәлгән вәкилләр хатирә сүрәттә. 2024-Йили 23-өктәбир, сарайево боснийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Дуня уйғур қурултийи телевизийәсидин иптихар абдурешит, бу учур һәққидики тәпсилатлардин мәлумат бәрди. У өзиниң әрәбчә билидиғанлиқини, бу кишиләрниң тәләппузидин әрәп әмәсликини билдүрүп бу син көрүнүшидики бәзи тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.

Игилишимизчә, бу қетимқи қурултайдин бурун, қурултай йиғини ечилмақчи болған “тәтил меһмансарийи” ға хитайниң боснийәдики әлчиханиси үч һәссә артуқ пул беридиғанлиқини вә бу қурултайниң ечилишини бикар қиливетишини ейтип адәм әвәткән. Әмма меһмансарай тәрәп хитайниң бу йолсиз тәлипини тиҗарәт вә адимийлик әхлақиға хилап дәп рәт қилған. Бу һәқтә дуня уйғур қурултийи берлин ишханиси директори ғәюр қурбан, бу қурултайниң алдида хитай тәрәпниң һәр хил тәһдит вә бесимлириға дуч кәлгәнликини, әмма қурултайниң бундақ тәһдитләргә баш әгмәйдиғанлиқини, шундақла даеш сияқиға киривалған азғунларниң һәргизму мусулманларға вәкиллик қилалмайдиғанлиқини билдүрди.

Даеш мәнсуплири долқун әйса, өмәр қанат, рошән аббас, абдулһаким идрисларға тәһдит селип бәргән баянатидин көрүнүш. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево боснийә.
Даеш мәнсуплири долқун әйса, өмәр қанат, рошән аббас, абдулһаким идрисларға тәһдит селип бәргән баянатидин көрүнүш. 2024-Йили 24-өктәбир, сарайево боснийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Буниңдин бурун хитай һөкүмити боснийәдики йиғин мәзгилидә, сабиқ рәис долқун әйсани тутидиғанлиқи һәққидә тәһдит салғаниди. Қурултай ишханиси бу һәқтә, бу мәсилиниң қурултайниң мәсилиси болуштин һалқип, һазир уйғурларни қоллайдиған бәзи күчлүк дөләтләр арилашқан хәлқаралиқ мәсилигә айланғанлиқини, 8-нөвәтлик қурултайниң ғәлибилик ечилидиғанлиқини, бәзи дөләтләрниң әлчиханилириму бу йиғинға қатнишидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.