Д у қ 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң ечилиш мурасими прагада дағдуғулуқ өткүзүлди
2021.11.11
11-Ноябир күни д у қ ниң 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиға қатнишиш үчүн дуняниң һәрқайсий әллиридики 25 дөләттин кәлгән уйғур вәкилләр вә чәт әллик шәрәп меһманлири чехийә пайтәхти пирага шәһиридики грандиор меһманханисиға җәм болди. Чүштин кейин саәт 18:00 дин башлап меһманханиниң чоң залида “уйғур авази рәсим көргәзмиси”, “уйғур авази китаб йәрмәнкиси” паалийити уюштурулуш билән биргә, 7-қурултайниң ечилиш мурасими өткүзүлди.
Д у қ ниң 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң ечилиш мурасимиға д у қ программа йетәкчиси зумрәтай риясәтчилик қилди. Мурасимда д у қ рәиси долқун әйса, чехийә парламенти кеңәш палатасиниң муавин рәиси җири оберфалтсир, германийә парламент әзаси розин миллар, түркийәлик адвокат иляс доған, чехийәдики “мунбәр 2000” ниң иҗраийә мудири якоб килепал, түркийә парламент әзаси метин кесәр қатарлиқлар нутуқ сөзләп, 7-қурултайға утуқлар тилиди вә шәрқий түркистан хәлқиниң хитай асаритидин, җаза лагерлиридин тезрақ қутулуп, әркинлик, һөрлүктин ибарәт әқәллий һәқлиригә бир қәдәм болсиму балдуррақ еришишигә тиләкдашлиқ билдүрди. Йәнә бир қисим шәрәп меһманлириму мурасимда сөз елип, хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лирини қаттиқ әйиблиди.
Биз д у қ ниң 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиға қатнишиш үчүн чехийәгә кәлгән бәзи вәкилләрни пирагадики грандиор мәһманханисида зиярәт қилип, уларниң бу қетимқи қурултайға қарита көз қарашлирини игиләшкә териштуқ. Диққитиңлар нәқ мәйдандин бәргән бу программимизда болсун.