Д у қ ниң 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийи икки җумһурийәтниң хатирә күнидә башланди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.11.12
duq-qurultay-xulase-1.jpg

Д у қ 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң башлиниш мурасими. 2021-Йили 12-ноябир, прага, чехийә.

duq-qurultay-xulase-6.jpg

Д у қ 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң башлиниш мурасими. 2021-Йили 12-ноябир, прага, чехийә.

duq-qurultay-xulase-5.jpg

Д у қ 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң башлиниш мурасими. 2021-Йили 12-ноябир, прага, чехийә.

duq-qurultay-xulase-4.jpg

Д у қ 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң башлиниш мурасими. 2021-Йили 12-ноябир, прага, чехийә.

duq-qurultay-xulase-3.jpg

Д у қ 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң башлиниш мурасими. 2021-Йили 12-ноябир, прага, чехийә.

duq-qurultay-xulase-2.jpg

Д у қ 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийиниң башлиниш мурасими. 2021-Йили 12-ноябир, прага, чехийә.

11-Айниң 12-күни 1933-йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-йили қурулған билән шәрқий түркистан җумһурийитиниң хатирә күни болуп, д у қ ниң 7-нөвәтлик омумий вәкилләр қурултийи дәл мушу хатирә күндә чехийә пайтәхти пирагада истиқлал марши билән башланди. Йиғинға д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди риясәтчилик қилди. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди башлиниш нутуқи сөзлиди. Д у қ ниң қурғучи әзаси вә сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди долқун әйсадин кейин тәклипкә бинаән сөзгә чиқип, д у қ ниң тарихи вә нөвәттики шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида тохтилип өтти.

Бу қетимқи қурултайға 150 вәкилниң бивастә қатнишидиғанлиқи, қалған вәкилләрниң тор арқилиқ иштирак қилидиғанлиқи бәлгиләнгән болсиму, 25 дөләттин 200 дин артуқ вәкил пирагаға йетип келип, йиғинға қатнашқан иди. Йиғинда чехийә кеңәш палатаси ташқий ишлар комитетиниң рәиси павел фишир, америка хәлқара диний ишлар комитетиниң муавин рәиси нури түркәл, баварийә парламентиниң әзаси маркос, явропа парламентиниң әзаси маркита гиригорива, франсийә парламентиниң әзаси фридерк дома, канада парламентиниң әзаси самир зубәйри, түркийә парламентиниң әзаси үмид ярдим қатарлиқ ханимлар вә әпәндиләр нутуқлар сөзләп, хитайниң ирқий қирғинчилиқ сиясәтлирини һәрхил нуқтилардин қаттиқ тәнқидләп өтти һәмдә шәрқий түркистан мәсилисигә болған һесдашлиқлирини ипадә қилишти. Зал ичидә гүлдирас алқиш садалири үзүлмиди.

Бу қетимқи қурултайға йәнә америка, канада, әнгилийә вә явропа иттипадики бир қисим даңлиқ сиясий шәхсләр син көрүнүши арқилиқ саламлирини әвәтип, 7-нөвәтлик д у қ ниң зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүшигә тиләкдашлиқ билдүргән иди.

Д у қ 7-нөвәтлик қурултайниң башлиниш күни болған 12-ноябирни хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғиниға беғишлиған иди. Йиғин күнтәртипигә асасланғанда, бүгүн “җаза лагерлири қурбанлириниң садаси”, “хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи: пакитлар, қейинчилиқлар вә әхлақий мәҗбурийәтләр”, “хитайни қануний җавабкарлиққа тартиш”, “хитайниң дектаторлуқ хирислириға қарши сиясәтләр” дегәндәк темиларда доклатлар тәқдим қилиш, муһакимиләр елип бериш паалийәтлири орунлаштурулған иди. Бу паалийәтләргә 4 нәпәр лагер шаһидлири қатнашқандин сирт, америка вә явропадики 22 нәпәр даңлиқ тәтқиқатчилар, мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири доклат беришкә тәклип қилинған иди.

Биз бу паалийәтләр әснасида, һәрқайси дөләтләрдин кәлгән вәкилләр билән нәқ мәйдан сөһбити өткүздуқ. Алди билән, д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң пикрини алдуқ. Биз йәнә д у қ ниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәндиниң йүрәк сөзини аңлидуқ. Америка аләм қатниши идарисиниң тәтқиқатчиси доктур әркин сидиқ әпәндиму зияритимизни қобул қилди. Биз йәнә бу йиғинға кәлгән бәзи уйғурлар билән қисқа сөһбәтләр елип бардуқ. Диққитиңлар нәқмәйдан программимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.