Д у қ ниң 8-нөвәтлик қурултийи утуқлуқ ахирлашти
2024.10.28
27-Өктәбир күни дуня уйғур қурултийи (д у қ)ниң боснийәниң пайтәхти сарайевода ечиливатқан 8-нөвәтлик қурултийида йепилиш нутқи сөзлигән турғунҗан алавудун нутқида 8-нөвәтлик қурултайға йеңидин рәис болуп сайланғандин кейин “дуня уйғур қурултийиниң шәрқий түркистанда давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн қилмақчи болған ишлири” темисида тохталди. Шуниңдәк қурултайниң йеңи бир нөвәтлик рәиси болуши сүпити билән қурултай вәкиллири, һәр қайси дөләтләрниң парламент әзалири вә шәрәп меһманлириға өзи вә йеңи рәһбәрлик һәйитиниң вәдисини оттуриға қойди. Турғунҗан алавудун бу тоғрисида нуқтилиқ қилип “бизниң ахирқи нишанимиз уйғур хәлқиниң әркинлики вә өз тәқдирини өзи бәлгиләйдиған һөр вә демократик һоқуқини, шундақла шәрқий түркистанниң һөрийитини қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қилиш” дәп көрсәтти һәмдә қурултай низамнамисигә қошулидиған бәзи маддилар һәққидиму чүшәнчә бәрди.
Бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилған турғунҗан алавудун бу қетимқи қурултайда елип баридиған ислаһат вә қурултай низамнамисигә киргүзүлгән бәзи түзитишләр һәққидә мәлумат бәрди.
Қурултайниң бүгүнки күнтәртипидә йеңи бир нөвәтлик қурултай рәһбәрлик қатлими өз комитетлиридики гуруппиларни йеңидин қуруп чиққан иди. японийәдин бу нөвәттики қурултайниң баш тәптишликигә сайланған абдукерим абдурахман зияритимиз җәрянида өзиниң бу қетимқи қурултайға тәптиш болуп сайланғанлиқиниң бир шәрәп вә зор мәсулийәткә игә бир вәзипә икәнликини билдүрди.
Канададин кәлгән кәвсәр камил 7-нөвәтлик қурултайда кишилик һоқуқ комитетиниң мудири болуп сайланғандин буян өзиниң яшлиқиға қаримай уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши бәзи үнүмлүк хизмәтләрни вуҗудқа чиқарған иди. Нәтиҗидә бу қетимму охшаш вәзипигә тәкрар сайлинип, дуня уйғур қурултийиниң әң яш рәһбәрлиридин бири болуп қалди. Бу мунасивәт билән нәқ мәйданда 8-нөвәтлик қурултайниң һәр қайси комитетлириға сайланған йеңи бир нөвәтлик рәһбәрлик қатлимини айрим-айрим зиярәт қилдуқ, улар өзлириниң бу комитетларға рәис вә мудир болуп сайланғанлиқиниң һаяҗини вә мәсулийитини радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Дуня уйғур қурултийиниң йетиливатқан яш дипломати, актип паалийәтчи зумрәтай әркин ана тилини пишшиқ билгәндин башқа бирнәччә чәтәл тилидинму яхши хәвәрдар болуп, һазирғичә дуня д у қ хәлқара мунасивәтләр директори, қурултай аяллар комитети мудири қатарлиқ муһим вәзипиләрни өтәп кәлгән. Бу җәрянда бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа көплигән хәлқара сәһниләрдә уйғур хәлқи вә қурултайға мунасивәтлик хизмәтләрни утуқлуқ бир яқлиқ қилип келиватқанлиқи мәлум. У бу қетим қурултайниң муавин рәисликигә сайланғандин кейин өзиниң бу һәқтики һаяҗанлири вә бундин кейин қилмақчи болған ишлири һәққидики көз қарашлирини радийо аңлиғучилар билән ортақлишип өтти.
Бу қетимқи қурултай 27-өктәбир күни кәчтә 22 дөләттин кәлгән вәкилләр, шәрәп меһманлири, чәт әлләрниң парламент әзалири, америка вә явропа дөләтлириниң көзәткүчилири вә һәрқайси ахбарат васитилириниң қатнишишида утуқлуқ ахирлашти. Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән вәкилләр вә шәрәп меһманлири йеңи бир нөвәтлик рәһбәрлик қатлимини тәбрикләшти. Шуниң билән биргә д у қ вә уйғур хәлқи үчүн йеңи бир нөвәтлик рәһбәрлик қатлимидин күтидиған үмид-арзулири вә әң яхши тиләклирини билдүрүшти.
Қирғизистан уйғурлири бу қетимқи қурултайға елип кәлгән совға қатарида қирғизистандики атақлиқ рәссам сабит камал оғли бабаҗанниң “иккинчи нөвәтлик шәрқий түркистан җумһурийити” ниң рәһбири әхмәтҗан қасиминиң май бояқ рәсимни тәқдим қилди, шуниңдәк йеңи рәис турғунҗан алавудунға қирғизистан уйғурлири намидин доппа кийдүрди.