Д у қ рәһбәрлири түркийә парламентида муһим учришишларни елип барди
2024.10.10
8-Өктәбир күни дуня уйғур қурултийиниң рәиси доктор әркин әкрәм, дуня уйғур қурултийи баянатчиси зумрәтай әркин қатарлиқ 5 кишидин тәркиб тапқан һәйәт түркийә парламентидики әң чоң өктичи партийәләрдин бири болған җумһурийәт хәлқ партийәси рәиси өзгүр өзәл, муавин рәиси бурһанидин булут, парламент әзаси маһир башарир, билал билиҗи, “ийи” партийәсиниң гуруппа башлиқи буғра қавунҗу вә кишилик һоқуқ комитети әзаси йүксәл сәлчуқ түркоғлу қатарлиқлар билән айрим-айрим көрүшүп, уйғурларниң еғир вәзийити вә ирқий қирғинчилиқ тоғрисида тәйярлиған доклатларни сунди. Ахирида бәзи конкрет тәләпләрни оттуриға қойди.
Учришишта әркин әкрәм әпәнди алди билән дуня уйғур қурултийиниң дуня миқясида елип барған паалийәтлири, америка, явропа дөләтлири вә японийәгә охшаш демократик дөләтләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға болған инкаслири, уйғурлар тоғрисида мақулланған қарарлар тоғрисида мәлумат бәрди. Андин түркийә һөкүмитиниңму қериндаш уйғур хәлқиниң бундақ еғир вәзийитигә қарап турмаслиқи керәкликини, һеч болмиса буларни түркийә парламентида оттуриға қоюши керәкликини билдүрди.
Арқидин парламент әзалири хитайниң уйғурларға немишқа бундақ зулум салидиғанлиқини сориғинида дуня уйғур қурултийиниң рәиси, доктор әркин әкрәм буниң сәвәбиниң көп икәнликини, буниң ичидә әң муһим сәвәбиниң бу земинниң игиси болған уйғурларни йоқ қилиш, хитайниң бу земинни өзиниң қиливелиш икәнликини баян қилди.
Зумрәтай әркин җумһурийәт хәлқ партийәси рәиси өзгүр өзәлгә вә парламент әзалириға уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқ тоғрисида тәйярланған доклатларни бәргәндин кейин, қериндаш түркийә җумһурийитидин хәлқара сорунларда, болупму бирләшкән дөләтләр тәшкилатида уйғур қирғинчилиқини оттуриға қоюши вә уйғурларни қоллиши керәкликини илтимас қилди.
Учришиш ахирида, парламент әзаси буғра қавунҗу зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз түркийә парламентида шәрқий түркистанлиқларниң авази, уйғур қериндашлиримизниң авази болуп кәлдуқ. Уйғурларниң тәләплирини һәр даим түркийә парламентида күн тәртипкә елип келимиз. Дуня уйғур қурултийи һәйити оттуриға қойған тәләпләрни орунлашқа тиришимиз”.
“ийи” партийәсиниң парламент әзаси сәлчуқ түркоғлу 2023-йили 6-айда уйғур дияридики йиғивелиш лагерлириға соланған кишиләрниң тәқдири вә хитайниң нөвәттә уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә кишилик һоқуқ сияситини тәкшүрүш үчүн мәхсус бир гуруппа қуруш һәққидики бир тәклип лайиһәсини түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиға сунғаниди. 3-Июл сунған бу тәклип лайиһәси музакирә қилинип, “ислам қорқунчи вә ирқчилиққа қарши туруш комитети” рәсмий қурулғаниди. У, буниңдин кейинму мәзкур комитетта уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқини давамлиқ оттуриға қойидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “мән түркийә парламенти кишилик һоқуқини көзитиш комитетиниң әзаси. яш вақтимдин тартип түрк дунясиға вә шәрқий түркистан дәвасиға игә чиқип кәлгән бири болуш сүпитим билән, шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини түгитиш үчүн қолумдин кәлгәнни қилимән; уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини кишилик һоқуқ комитетида давамлиқ оттуриға қойимән. ”
Д у қ хитай ишлири комитети мудири адил абдукерим әпәнди бу қетимқи зиярәткә иштирак қилғанларниң бири. У, 8-9-өктәбир күнлири әнқәрәгә елип барған зиярәтләрдики мәқситиниң уйғурларниң еғир вәзийитини аңлитиш билән бирликтә түркийә һөкүмити вә түркийәдики өктичи партийәләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқини түркийәдә вә хәлқара сорунларда, болупму түрк вә ислам дунясида оттуриға қоюшини әмәлгә ашуруш икәнликини оттуриға қойди.
Зумрәтай әркинниң билдүрүшичә, улар түркийә парламентида елип барған учришишларда оттуриға қойған ишлардин бири түркийә парламентида уйғур достлуқ гурупписиниң қурулуши, йәнә бири уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисини күнтәртипкә қоюш икән. У йәнә, уйғурлар дучар болуватқан чегра һалқиған тәһдит мәсилисини түркийә парламентида оттуриға қоюш тәлипидә болғанлиқини билдүрди.
Д у қ һәйити 2019-йилдин башлапла малайсия вә һиндонезийәни көп қетим зиярәт қилип, у дөләттики мусулман җамаитини уйғурларни қоллашқа майил қилиш, б д т, исламий һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ хәлқара сорунларда у дөләтләрниң қоллишини қолға кәлтүрүшкә тиришқан һәм мәлум утуқларни қолға кәлтүргәниди.