Д у қ германийә баш министири шолизға қойған 4 түрлүк тәләп мәтбуатлардин орун алди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.04.15
volkswagen-urumchi-AP.jpg Шаңхәй аптомобил гуруһи волкисваген(Volkswagen) аптомобил чәклик ширкитиниң үрүмчиниң сиртиға җайлашқан ширкити. 2021-Йили 22-апрел, үрүмчи.
AP Photo/Dake Kang

Германийәдә нәшрдин чиқидиған “күндилик әйнәк” гезити 13-апрел “д у қ волкисвагенниң хитайдин чиқип кетишини тәшәббус қилди” намлиқ бир мақалә елан қилди.

Мақалида, германийә баш министири олаф шолиздин 13-апрел башлинидиған хитай зиярити мәзгилидә, уйғурларға мунасивәтлик төт түрлүк тәләпни хитай рәһбәрлири билән болған сөһбәттә күнтәртипкә кәлтүрүшни тәләп қилғанлиқи оттуриға қоюлғаниди.

Мақалида д у қ рәиси долқун әйса тәрипидин оттуриға қоюлған төт түрлүк тәләп мундақ баян қилинған:

Биринчиси, уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә дәрһал хатимә берилиши лазим. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң доклати, германийә федератсийә парламенти тәтқиқат башқармисиниң доклати, явропа парламентиниң қарари вә башқа 11 дөләт парламентиниң қарарида очуқ оттуриға қоюлғандәк, хитайниң бу җинайәтлириниң нами һәқиқий вә ениқ рәвиштә “ирқий қирғинчилиқ” дәп атилиши керәк.

Иккинчиси, баш министир олаф шолиз хитайниң җаза лагерлириға қамалған барлиқ уйғур вә башқа түркий милләтләрни дәрһал қоюп беришни тәшәббус қилиши лазим. Қамақтики бу инсанлар өзлириниң вә башқиларниң кишилик һоқуқини қоғдиған, өз пикирлирини әркин баян қилған, динға ишәнгән, өз етиқади вә мәдәнийити билән яшиғанлиқи үчүн қанунсиз тутқун қилинған бигунаһ инсанлардур. Сахароф мукапатиға еришкән, һазир хитай түрмисидә яшаватқан илһам тохтиму шуниң ичидә.

Үчинчиси, хитайниң уйғурлар вә башқа түркий милләтләргә қаритилған шәпқәтсиз ассимилятсийә сиясити дәрһал тохтиши лазим. Уларниң мәдәнийәт кимлики, тили, өрп-адити билән яшишиниң имканийәткә игә қилиниши вә қоғдилиши, бу хәлқләрниң һоқуқи һәм әркинликиниң түп капалитидур.

Төтинчиси, б д т ниң сода вә кишилик һоқуққа даир пиринсиплириниң роһиға бинаән, хитайниң уйғурлар һәм башқа милләтләргә йүргүзүватқан мәҗбурий әмгәк вә заманиви қуллуқ сияситигә дәрһал хатимә берилиши лазим.

“күндилик әйнәк” гезитидә оттуриға қоюлған бу төт түрлүк тәләпниң шәрқий түркистан хәлқи дуч келиватқан паҗиәләрниң ғоллуқ гәвдисини әкс әттүргәнликини тәкитлигән д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң баян қилишичә, бу тәләпләрни уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүватқан германийә парламент әзалири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириму оттуриға қоюп кәлмәктә икән. Униң қаришичә, германийә һөкүмити бу мәсилигә изчил бипәрва муамилидә болуп кәлмәктә икән.

Германийә баш министири шолизниң хитай зиярити 13-апрел хитайниң чоңчиң шәһиридин башланған болуп, у йәнә шаңхәй вә бейҗиңда зиярәттә болған. 15-Апирилдики хәвәрләрдә баян қилинишичә, шолиз хитай рәиси ши җинпиң вә баш министир ли чиаң билән 16-апрел көрүшидикән. Униң кишилик һоқуқ мәсилисини, җүмлидин уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилисини хитай рәһбәрлири билән болған учришишларда оттуриға қоюш-қоймаслиқи гуманлиқ бир мәсилә икән. Бәзи хәвәрләрдә, иқтисадий келишимләрни асасий мәқсәт қилған бу зиярәт әснасида, шолизға һәтта кишилик һоқуқ мәсилисини тилға алғудәк бир пурсәтниңму несип болмаслиқи һәм мумкин икән.

Һалбуки, шолиз хитай зияритини башлаштин илгирила көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлири баянатлар елан қилип, шолиздин хитай рәиси ши җинпиң билән болған сөһбәттә кишилик һоқуқ мәсилисини алаһидә тилға елишни, уйғур, тибәт, хоңкоң, җәнубий моңғулийә хәлқлири учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә зулумларни бу қетимқи хитай зияритиниң муһим бир күнтәртипи қилишни тәшәббус қилишқан, болупму уйғурлар учраватқан еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә хитайни кәскин тәнқидләшни вә бу мәсилини әстайидил һәл қилишни тәләп қилишқаниди.

Д у қ рәһбәрлиридин турғунҗан алавидин әпәндиниң ипадә қилишичә, германийә баш министири олаф шолиз хитай зияритидә уйғурлар тәрипидин оттуриға қоюлған тәләпләрниң һәммисини тилға алалмиған тәқдирдиму, бир қисмини оттуриға қоюши мумкин икән.

“күндилик әйнәк” гезитиниң мәзкур мақалиси германийәдики башқа ахбарат васитилиридиму көпләп тарқитилған. Униңда 2016-йилидин буян уйғурлар районида йүз берип келиватқан хитайниң инсан қелипидин чиққан бастуруш һәрикәтлири мисаллири билән оттуриға қоюлған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.