Әнглийә парламентида әнглийә һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишқа чақирилди
2024.12.10
![London-soti-uyghur-irqiy-qirghinchiliqi London-soti-uyghur-irqiy-qirghinchiliqi](https://uygdev.rfaweb.org/uyghur/xewerler/engliye-parlamenti-uyghur-irqiy-qirghinchiliqi-hokumet-12092024184722.html/london-soti-uyghur-irqiy-qirghinchiliqi.jpg/@@images/54de740b-7207-410b-8ade-ebfaffd76a0e.jpeg)
Әнглийә парламент әзалири, қанунчи вә адвокатлар һәм уйғур паалийәтчилириниң 9-декабир лондон мустәқил сот коллегийәси 2021-йили елан қилған уйғур ирқий қирғинчилиқ қарариниң үч йиллиқи мунасивити билән әнглийә парламентида өткүзүлгән хатириләш йиғинида әнглийәни өз ичигә алған һөкүмәтләр уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишқа чақирилди. Сабиқ хәлқара җинайи ишлар сотиниң баш тәптиши, уйғур сот коллегийәсиниң баш сотчиси сир җефрей найис (Geoffrey Nice) ниң башчилиқидики лондон мустәқил соти 2021-йили дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң хитай хәлқ җумһурийити үстидин ачқан әрзини көрүп чиқип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға тутқан қәбиһ муамилисиниң “ирқий қирғинчилиқ” һәм “инсанийәткә қарши җинайәт” тәшкил қилидиғанлиқини һөкүм қилған.
Сот коллегийәси “хитай хәлқ җумһурийитиниң шинҗаңдики уйғурларниң һалқилиқ бир қисмини йоқитишни мәқсәт қилған туғутниң алдини елиш тәдбирлири маһийәттә ирқий қирғинчилиқ садир қилғанлиқ” дәп елан қилған. Әйни вақитта сот қарариниң һөкүмәтни мәҗбурлаш күчи болмисиму, әмма униң символ характерлик әһмийити наһайити зор, дәп қаралған иди.
9-Декабир әнглийә парламентиниң авам палатасида өткүзүлгән “һәқиқәт вә җәсурлуққа апирин оқуш: уйғур сот коллегийәсиниң ирқий қирғинчилиқ қарариниң үч йиллиқи вә ирқий қирғинчилиқниң қурбанлирини хатириләш” намлиқ йиғинда, баш сотчи сир җефрей найис сөз қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан зулминиң “немә үчүн ирқий қирғинчилиқ” ни тәшкил қилидиғанлиқи вә әнглийәни өз ичигә алған һөкүмәтләрниң буни ирқий қирғинчилиқ, дәп етирап қилишта мәсулийитини ада қилмиғанлиқини билдүргән. Сир җефрей найис 9-декабир бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, әнглийәни өз ичигә алған нурғун һөкүмәтләрниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиштин өзини қачурушта бир қатар растчил болмиған сәвәбләрни көрситип келиватқанлиқини билдүрди.
Сир җефрей найис мундақ деди: “мениңчә сиз вә силәрниң радийо аңлиғучилириңлар шу муһим нуқтини чүшиниши керәк: биританийә һөкүмити вә шуниңға охшаш нурғун һөкүмәтләр ирқий қирғинчилиқ йүз бәргән йүз бәрмигәнликини қарар қилишта, мәйли әнглийә һөкүмити болсун яки башқа һөкүмәтләр болсун, бир қатар растчил болмиған сәвәбләрни оттуриға қоюп кәлди. Һалбуки, уларниң бу ирқий қирғинчилиқни етирап қилип, буниңға қарши тәдбир алмаслиқи наһайити чоң сәвәнлик.”
Сир җефрей найисниң қәйт қилишичә, бүгүнки йиғин баш органларниң, шундақла сода паалийәтчилириниң техиму көп ишларни қилиши нуқтисидин диққәт қиларлиқ бир музакирә болған.
Бу қетимлиқ хатириләш паалийити уйғур паалийәтчиләр башқа һөкүмәтләрниң америка һөкүмитини өрнәк елип, хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини ирқий қирғинчилиқ, дәп етирап қилиши, шуниң билән бир вақитта хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартип, бу қирғинчилиқниң көлими һәм еғирлиқ дәриҗисигә мунасип әмәлий һәрикәт қоллинишни тәләп қиливатқан пәйттә өткүзүлгән. Лондон мустәқил уйғур сот коллегийәсиниң қанун мәслиһәтчиси, әнглийәлик адвокат һамид саби (Hamid Sabi) нөвәттики әң чоң қийинчилиқ һөкүмәтләрниң “хәлқара ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси” дики мәҗбурийәтлирини ада қилмаслиқи икәнликини билдүрди. Һамид саби мундақ дәйду: “һазирқи әң чоң қийинчилиқ дунядики һәрқайси һөкүмәтләрниң өзи имза қойған ‛ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси‚ дики тәләпләрни иҗра қилишни халимаслиқи болмақта. Һалбуки, хәлқара әһдинамисидә ирқий қирғинчилиқ садир болуш гумани пәйда болған һаман әза дөләтләрниң барлиқ васитиләрни қоллинип, ирқий қирғинчилиқ йүз беришини дәрһал тохтитиши тәләп қилиниду.”
Лекин һамид сабиниң қәйт қилишичә, гәрчә һөкүмәтләр ‛ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси‚ ни иҗра қилишни халимисиму, мустәқил уйғур сот коллегийәсиниң қарариниң тәсири наһайити чоң болған. Һамид саби 9-декабир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда: “сот коллегийәсиниң қарариниң тәсири наһайити чоң болди. Нурғун дөләтләрниң парламентлири, җүмлидин әнглийә парламенти биләт ташлап, мутләқ көп авазниң қоллишида хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини етирап қилишта уйғур сот коллегийәсиниң қараридин пайдиланди” дәп көрсәтти.
Әнглийә парламенти авам палатасиниң мәркизи йиғин залида өткүзүлгән 9-декабир күнидики хатириләш паалийитигә, хитай һөкүмитиниң чәкләш тизимликидики бәш нәпәр парламент әзасиниң һәммиси қатнашқан. Һалбуки, бу қетимлиқ хатириләш паалийитиниң риясәтчиси, парламент әзаси блайир мәкдогал (Blair McDougall), әнглийәдә йеңи һакимийәт бешиға чиққан “ишчилар партийәси” һөкүмити уйғур мәсилиси үчүн пурсәт икәнликини тәкитлимәктә. Блайер мәкдогал бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “мениңчә, бизгә йеңи һөкүмәт вә бу һөкүмәтниң (кишилик һоқуқ) пиринсипида чиң туруш вәдиси бойичә йочуқ ечилип, хәлқиңларға болуватқан ишларни қаттиқ позитсийәдә күнтәртипкә елип келишниң пурсити туғулди.”
Әнглийәдә турушлуқ паалийәтчи, “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш бирләшмиси” ниң рәиси рәһимә маһмут болса, нурғун һөкүмәтләр уйғур сот коллегийәсиниң қарарини рәсмий қобул қилмиған болсиму, әмма униң символлуқ әһмийити наһайити чоң икәнликини тәкитләйду. Рәһимә маһмутниң қаришичә, сотниң қарари уларниң һөкүмәтләргә бесим ишлитиштики муһим һөҗҗәтлик ролини ойнимақта икән.
Лондон мустәқил сот коллегийәсиниң уйғур ирқий қирғинчилиқ қарариниң үч йиллиқи мәзгилидә йәнә америка авам авам палата әзаси йоң ким (Young Kim), канада парламент әзаси йивес бланғиет (Yves Blanchet), әнглийә парламент әзаси иян дункан смит (Ian Duncan Smith) қатарлиқ нурғун сиясийонлар X, Linked-In қатарлиқ иҗтимаий таратқу супилирида баянат елан қилип, хитайни җавабкарлиққа тартишқа чақирған. Америка җумһурийәтчи авам палата әзаси, “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ниң сунғучиси йоң ким бу һәқтики баянатида: “уйғурлар һәр күни җимиқтурулмақта, тутқун қилинмақта, қийин-қистаққа учримақта, түрмигә ташлинип, хитай компартийәсиниң лагерлирида меңисини ююлмақта. Уйғур хәлқиниң реаллиқиға көз юмуш ши җинпиң вә униң ирқий қирғинчилиқ һәрикитигә йол қойғанлиқтур” дегән.