Әнқәрәдә 5-июл үрүмчи қирғинчилиқи һәққидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.07.09
Yighin-zali1-1024 Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” темисида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлди. 2024-Йили 5-июл, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

2009-Йили 26-июн кечидә хитайниң гуаңдуң өлкиси шавгүән шәһиридики шүри оюнчуқ завутида йәрлик хитайларниң калтәк-тоқмақлар билән уйғур ишчиларға һуҗум қилип көп сандики уйғурларни өлтүрүш вә яриландуруш вәқәси йүз бәргәндин кейин 7-айниң 5-күни үрүмчидә буниңға қарши наразилиқ намайиши болғаниди. Намайишчилар һөкүмәттин уйғур ишчиларни өлтүргән җинайәтчиләрни җазалашни тәләп қилған. Лекин хитай һөкүмити 5-июлдики бу намайишқа топилаң қатарида муамилә қилип, уни қанлиқ бастурғаниди. Мана шу бастурушни хатириләш вә уни әстә сақлаш һәм уни дуняға билдүрүш үчүн һәр йилдикигә охшаш бу йилму дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар мәзкур 5-июл қирғинчилиқини хатирилиди.

5-Июл күни түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” темисида мухбирларни күтүвелиш йиғини вә “түркийәдә шәрқий түркистан мәсилиси” темисида йиғин өткүзүлди. Йиғинға дуня уйғур қурултийи вәхписи, уйғур академийәси вәхписи, түрк сиясәт тәтқиқат вәхписи вә хәлқара яш билим адәмлири тәшкилатиниң йетәкчилири һәм башқа көп сандики аммиви тәшкилат мәсуллири, университет оқутқучилири вә мухбирлар иштирак қилди. Мухбирларни күтүвелиш йиғинида шәрқий түркистан тәшкилатлири мәсуллири бирдәк түркийә һөкүмити вә түркий җумһурийәтләрни уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн күч чиқиришқа, хитайниң ирқий қирғинчилиқ сияситигә қарита сүкүттә турмаслиққа чақирди.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, әнқәрә
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

5-Июл күни гранд дора (Grand Dora Hotel) меһманханисида өткүзүлгән мәзкур мухбирларни күтүвелиш йиғинида дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулхәмит әпәнди мәтбуат баянатини оқуп өтти. У мундақ деди: “һөрмәтлик мухбирлар, аммиви тәшкилат мәсуллири, алий мәктәп оқутқучи вә оқуғучилири бундин 15 йил бурун шәрқий түркистанниң мәркизий үрүмчидә қәтлиам болди. Биз бу қирғинчилиқни узун йиллардин буян аңлитишқа тиришиватимиз. Шу вақитта хитай һөкүмитиниң бу намайишни топилаңға айландуруветиши вә қанлиқ бастуруши билән аяғлашқаниди. Бүгүн биз бу қәтлиамда шеһит болғанларни хатириләш вә хитайдин һесаб сораш мәқсити билән бу йиғинни ечип олтуруптимиз. Коммунист хитай һакимийити1949-йили шәрқий түркистанни бесивалған күндин тартип уйғурларға қарита ассимилятсийә сиясити елип бармақта. Гәрчә 1955-йили уйғур аптоном райони салаһийити бәргән болсиму, әмәлийәттә аптономийә һеч қачан иҗра қилинмиған. Шәрқий түркистан хәлқиниң қануний һәқ вә һоқуқлириғиму һөрмәт қилмай, ассимилятсийә сияситини күнсайин күчәйтти. Ахирида хитайниң бу сиясити ирқий қирғинчилиққа айланди.”

5-Июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 15 йиллиқи мунасивити билән тәйярланған ортақ баянатта йәнә мундақ дейилгән: “хитай һөкүмити 2017-йили җаза лагерлири қуруп ирқий қирғинчилиқ сияситини башлиди. Бу инсанийәткә қарши җинайәт һесаблиниду. Пүтүн инсанийәт дуняси буниңға ләнәт оқуши керәк. Һәр қайси дөләтләр, һөкүмәтләр вә ширкәтләр хитай билән мунасивәт орнатқанда буни нәзәрдә тутуши керәк. Ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан хитайға ләнәт оқуймиз. 5-Июл үрүмчи қирғинчилиқида вә униңдин кейинки вақитларда хитай тәрипидин вәтини вә миллити үчүн шеһит болғанларниң һәммисини һөрмәт вә рәһмәт туйғумиз билән әсләймиз. Биз дуня уйғур қурултийи қатарлиқ шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән бирликтә түркийә һөкүмитини уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн күч чиқиришқа, сүкүттә турмаслиққа чақиримиз.”

Уйғур академийәси иҗраийә рәиси абдулһәмид қарахан сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, әнқәрә
Уйғур академийәси иҗраийә рәиси абдулһәмид қарахан сөзләватиду. 2024-Йили 5-июл, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Мухбирларни күтүвелиш йиғининиң ахирида мәзкур йиғинни уюштурған уйғур академийәси иҗраийә рәиси абдулһәмид қарахан әпәндигә микрофонимизни узаттуқ. У, түркийә җамаәтчиликигә вә түркийә һөкүмитигә уйғур қирғинчилиқини аңлитиш вә уларни һәрикәткә кәлтүрүш мәқсити билән бу йиғинни уюштурғанлиқини, яхши өткәнликини тәкитлиди.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики йилдирим бәязит университети медитсина факултети аммиви сағламлиқ кафедраси оқутқучиси доктор намәтҗан мәмәт әпәнди йеқиндин буян һәр хил сәвәбләр түпәйлидин уйғур мәсилисиниң түркийә һөкүмитиниң күн тәртипидин чүшүп қеливатқанлиқини, буни қайта җанландуруш үчүн бу хил паалийәтләрниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.

Бу йилму алдинқи йилларға охшашла түркийәдики уйғурлар топлишип олтурақлашқан истанбул, қәйсәри вә әнқәрә қатарлиқ шәһәрлиридә 5-июл үрүмчи қирғинчилиқи мунасивити билән түрлүк паалийәтләр өткүзүлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.