Әнқәрәдики уйғур пәрзәнтлири “шәрқий түркистан җумһурийити” байримини қутлуқлиди

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.11.15
enqere-2-jumhuriyet-kuni-02 Түркийә пайтәхти әнқәрәдә туруватқан уйғурлар “шәрқий түркистан җумһурийити” күнини хатирилиди. 2024-Йили 12-ноябир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

12-Ноябир күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар 1933-йили қурулған “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” ниң 91 йиллиқи вә 1944-йили қурулған “шәрқий түркистан җумһурийити” ниң 80 йиллиқини хатирилиди. Мана мушу күндә түркийә пайтәхти әнқәрәдә туруватқан уйғурлардин йәттә яштин 15 яшқичә болған балилар мәхсус оюн тәйярлап 20-әсирдә қурулған икки қетимлиқ “шәрқий түркистан җумһурийити” ни хатирилиди. Паалийәттә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан еғир бастуруш сиясити әйибләнди, шуниңдәк “хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәтсун!” дәп хитаб қилинди.

Түркийәдә уйғурлар бир қәдәр кәң тарқалған болсиму, әнқәрәдә уларниң сани анчә көп әмәс. Мәлум болушичә, әнқәрәдә 300 дин артуқ уйғур яшайдиған болуп, бу уйғурларниң көп қисми пайтәхттики дөләт идарилиридә хизмәт қилмақта. Түркийәдики уйғурларниң зор көпчилики истанбул, қәйсәри вә коня қатарлиқ шәһәрләргә орунлашқан.

Әнқәрә шәһиридики азғина уйғур 2018-йилидин тартип мәзкур шәһәрниң тарихида тунҗи қетим уйғур ана тилини қәдирләш вә пәрзәнтлиригә өгитишни мәқсәт қилип, уйғур ана тил курси ачқаниди. Һазир уйғур пәрзәнтләрниң көпийишигә әгишип, улар пәрзәнтлиригә ана тилини өгитипла қалмастин, уйғурларниң тарихи, әдәбияти, җуғрапийәси вә өрп-адәтлириниму өгәтмәктә. Әнә шу паалийәтләрниң бир қисми сүпитидә бу яш-өсмүрләр бу йил 12-ноябир күни 114 йиллиқ тарихқа игә түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири “түрк оҗақлири” тәшкилатиниң залида мәхсус оюн қоюп, уйғурлар 20-әсирдә қурған икки җумһурийәтни хатириләш паалийити өткүзди.

Түркийә пайтәхти әнқәрәдә туруватқан уйғурлар “шәрқий түркистан җумһурийити”  күнини хатирилиди. 2024-Йили 12-ноябир, әнқәрә
Түркийә пайтәхти әнқәрәдә туруватқан уйғурлар “шәрқий түркистан җумһурийити” күнини хатирилиди. 2024-Йили 12-ноябир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Нузугум қарахан, надир орхун вә румәйса қәшқәри риясәтчилик қилған мурасим икки җумһурийәтни қуруш җәрянида җенини пида қилған шеһитләр вә икки җумһурийәтни қурғучи даһийларниң роһиға қуран тилавити қилиш билән башланди. Арқидин “шәрқий түркистан истиқлал марши” оқуп өтүлди.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси, уйғур академийәси вәхписиниң рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди паалийәтниң ечилиш нутқини сөзләшкә тәклип қилинған иди. У, уйғур балиларниң җумһурийәт байримини тәбрикләп мундақ деди: “сөйүмлүк пәрзәнтлиримиз! һәммиңларниң шәрқий түркистан җумһурийәт күнигә мубарәк болсун! бүгүн вә бу айларда тарихта ата-бовилиримиз икки қетим шәрқий түркистан җумһурийитини қуруп, бизгә әркинликниң вә мустәқиллиқниң тәмини тетитқан иди. Биз бүгүн уларни әсләп туруптимиз. Худайим буйруса пат йеқинда вәтинимизниң мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүп, әркин, һөр вә демократик шәрқий түркистанда бирликтә яшаймиз.”

Паалийәткә қатнашқан балилардин сатуқ буғра қарахан өз нөвитидә паалийәт әһлигә “вәтән қәдри” дегән шеирни декламатсийә қилип бәрди.

 Арқидин уйғур пәрзәнтлириниң һәр бири турпан, атуш, куча, ақсу, или, корла вә хотән қатарлиқ уйғур юртлиридин бирни таллап, шу җайдики мәшһур шәйиләрни тонуштуруп өтти.

Уйғур пәрзәнтлириниң көпи чәт әлдә туғулуп чоң болуватқан болсиму уларниң уйғур тилини раван сөзлийәлиши диққитимизни тартти. Бир йерим саәт давамлашқан оюн қоюш мурасимида уйғур пәрзәнтлири мәрһум абдулһеким бақи илтәбирниң “вәтән бизниң җенимиз” намлиқ шеирини декламатсийә қилди. Арқидин өмәр уйғур укиси билән бирликтә мәрһум күрәш күсәнниң “атландуқ” намлиқ нахшисини орунлап бәрди.

Мурасим ахирлашқандин кейин зияритимизни қобул қилған уйғур зиялийси рәна қарахан ханимниң билдүрүшичә, әнқәрәдики ана тил курсиға қатнишиватқан уйғур балилар йешиға қарап синипларға айрилған. Улар уйғурчә өгәнгәндин сирт һәр йили җумһурийәт күни вә ана тил күнидә мәхсус номур тәйярлап, тамашибинларға тәқдим қилип кәлмәктә икән.

Түркийә пайтәхти әнқәрәдә туруватқан уйғурлар “шәрқий түркистан җумһурийити”  күнини хатирилиди. 2024-Йили 12-ноябир, әнқәрә
Түркийә пайтәхти әнқәрәдә туруватқан уйғурлар “шәрқий түркистан җумһурийити” күнини хатирилиди. 2024-Йили 12-ноябир, әнқәрә
RFA/Erkin Tarim

Мәлум болушичә, әнқәрәдә уйғурларниң сани аз болсиму ата-аниларниң балилириға уйғурчә өгитиш вә пәрзәнтләрниң уйғурчә өгиниш қизғинлиқи бәкла юқири икән. Болупму 2017-йили хитайниң зулум сиясити күчийип, чәт әлдики уйғурларниң уруқ-туғқанлири билән болған алақиси үзүлүп қалғандин кейин ана тил курси вә вәтән дәвасиға болған қизиқиш күчәйгән. Әнқәрәдики йилдирим бәязит университети оқутқучиси, доктор намәтҗан орхун әпәнди әнқәрәдики уйғур балиларниң көп қисми чәт әлдә туғулуп чоң болуватқанлиқини, шуңа буларни вәтәнпәрвәрлик сөйгүсидә тәрбийәләшниң зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләйду.

Әнқәрәдикигә қариғанда уйғурларниң сани истанбулда хелила көп икәнлики мәлум. Истанбул вә қәйсәридики уйғурлар хели бурундин тартипла бу хил курсларни ечип кәлмәктә. Истанбулда уйғурлардин йетишип чиққан мәлум сандики карханичи, тиҗарәтчи, дохтур, сиясийон вә сәнәт әрбаблири бар. 1950-Йиллардин кейин түркийәгә келип йәрлишип қалған биринчи әвлад уйғурларниң көп қисми бу дуня билән хошлашқан болуп, һазир 2-вә 3-әвлад уйғурлар өз паалийәтлирини давамлаштурмақта. Илгири кәлгәнләрниң әвладлириниң көпи уйғур тилини асасән унтуп кәткән болсиму 2009-йилидин кейин арқиму-арқидин түркийәгә кәлгән уйғурлар билән уйғур җамаитиниң сани ашқан. Нөвәттә, әнә шуларниң пәрзәнтлиригә ана тилини өгитиш, пәрзәнтләрни ана тилида мукәммәл оқуйдиған вә язидиған қилиш, шундақла уйғурларниң тарихи, җуғрапийәси вә вәтәнпәрвәрлик сөйгүси билән тонуштуруш муһим мәсилә болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.