Әзһәр университети хитай билән давамлиқ һәмкарлашмақта
2024.12.05

Әрәб-ислам әллириниң хитай билән болған йеқин һәмкарлиқи уйғур мусулманлири учраватқан бастурушниң хәлқарада кәң даирилик тәсир қозғиялмай келишидики муһим сәвәбләрниң бири болуп кәлмәктә. Мисир, сәуди әрәбистан, пакистан қатарлиқ ислам дөләтлири хитай һөкүмити билән иқтисад, дипломатийә җәһәттә бирлик сәп шәкилләндүрүпла қалмай, бу дөләттики ислам тәшкилатлири, алий мәктәпләр вә тәтқиқат орунлириму хитай ислам җәмийити билән алақисини күчәйтмәктә.
Йеқинда “зимистан” торида елан қилинған бир мақалидә, хитай ислам җәмийитиниң әзһәр университети шәйхләр кеңиши баш катипи аббас шуманни күтүвалғанлиқи, аббас шуманниң болса хитай һөкүмитиниң “шинҗаң сиясити” ни махтап, уйғурларға қаритилған бастурушни қоллиғанлиқи баян қилинған.
2024-Йил 10-айниң ахирида, хитай ислам җәмийити рәһбәрлири аббас шуман билән көрүшүп, бейҗиңдики дуңси мәсчити вә ислам динини хитайчилаштуруш көргәзмә мәркизигә апирип зиярәт қилдурған. Аббас шуманниң бу зиярити хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң билән мисир пирезиденти сиси көрүшкән вә икки дөләтниң истратегийәлик һәмкарлиқ орнатқанлиқиниң 10 йили хатириләнгәндин кейин елип берилған болуп, мисир билән хитай мунасивәтлирини аммиви саһәдә күчәйтиш ролини ойниған.
Америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң башлиқи абдулһаким идрис әпәнди мисир билән хитайниң иқтисад вә дипломатийәдә айрилалмас шерик икәнликини билдүрди.
Хитай тәрәпниң инкасиға қариғанда, аббас шуман бу зиярәт давамида хитайниң “диний әркинлик сиясити” ни махтиған, хитай һөкүмитиниң “радикал ислам, диний әсәбийлик вә бөлгүнчилик” кә зәрбә беришини мисир вә әзһәр университетиниң қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Мақалидә мундақ дейилгән: “радикал ислам, диний әсәбийлик, бөлгүнчилик дегәнләр дәл хитай компартийәсиниң уйғур вә башқа түрки хәлқ мусулманлирини бастуруш баһаниси болуп, бир қисим дөләтләр бу бастурушни ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп әйиблимәктә”.
Әмма аббас шуман сөзидә, мисирниң хитай билән, әзһәр университетиниң болса хитай ислам җәмийити билән һәмкарлиқни күчәйтип, диний әсәбийликкә қарши туруши керәкликини, чүнки хитай билән мисирниң охшашла диний әсәбийлик вә террорлуқниң тәһдитигә учриғанлиқини, шуңа тәдбир қоллинип униңға тақабил туридиғанлиқини ейтқан.
Мәлум болғинидәк, уйғур елидә кәң көләмлик тутқун башланғанда, 2017-йил мисир һөкүмити хитайға маслишип, мисирда оқуватқан 100 гә йеқин уйғур оқуғучини тутқун қилип хитайға қайтурғаниди. Буларниң ичидә әзһәр университетида оқуватқан оқуғучилар көп санлиқни игилигән. 2021-Йил бу һәқтә елан қилинған доклатта, хитайға қайтурулған бу уйғурларниң бирдәк лагерға қамалғанлиқи вә 15 йилдин артуқ кесилгәнлики мәлум қилинған.
Мақалидә көрситилишичә, ислам сүний мәзһипидики нурғун дөләтләр мисир әзһәр университетини идеологийә җәһәттә йетәкчи орган дәп қарайдиған болуп, бу университетидики нопузлуқ бир шәхсниң хитайға берип зиярәт қилиши, һәтта хитай компартийәсиниң қәбиһ сияситини қоллиши вә униң билән һәмкарлишиш арзусини билдүрүши наһайити номуслуқ бир иш икән.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавидин әпәндиниң билдүрүшичә, сиясий өзгириш қилип һоқуқ тартивалған генерал сиси мисирға һөкүмран болғандин кейин әзһәр университети бурунқидәк болмай қалған, йәни өзиниң ислам дунясидики нопузи вә ролини йоқатқан.
“зимистан” торидики мақалидә мундақ дейилгән: “бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа җайларда хитай билән мисир өзлириниң кишилик һоқуқ җинайәтлири йошуруп кәлмәктә. Бу вақти өткән бир сиясий оюн. Әмма оттура шәрқтики нопузлуқ бир сүний мәзһәп университетиниң охшашла сүний мәзһәп мусулманлири болған уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитайға көз юмуши вә униң билән һәмкарлишиши қобул қилғусиз бир сәтчиликтур”.
Абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, хитай билән мисир һөкүмити бирлишип, мисирниң ахбарат вә пикир әркинликини контрол қиливалған болуп, әзһәр университетиму шуниң қурбанлиридин бири һесаблинидикән.
Мисир, сәуди әрәбистан, пакистан қатарлиқ көплигән мусулман дөләтлириниң хитай тәрәптә туруши, хитайниң сиртқи тәшвиқат ишлири үчүн пайдилиқ болмақта.
30-Ноябир, иҗтимаий алақә суписи X да тарқитилған бир видийода, хитайниң йеңи зеландийәдә турушлуқ баш әлчиси ваң шявлуң йеңи зеландийә телевизийәсиниң мәхсус пирограммисиға чиқип, хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан бастурушлирини инкар қилип: “ғәрб дөләтлири бизниң шинҗаңдики уйғурларға қолланған тәдбиримиз һәққидә қалаймиқан гәп қилғанда, бирму мусулман дөлити яки ислам дөлити чиқип, ‛хитайниң қилғанлири хата, бу еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидур‚ дегән гәпни қилип бақмиди. Мушуниң өзила нурғун мәсилини чүшәндүриду” дегән.
Хитай әлчиниң бу сөзи хитай һөкүмитиниң мусулман дөләтләр билән қанчилик йеқин икәнликини вә уларниң қоллиши билән уйғурларни бималал бастуруватқанлиқини ипадиләп бәргән.