Фирансийә парламентида “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни чәкләш қарар лайиһәси” мақуллуқтин өтти

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.06.01
fransiye-parlamenti-parizh Франсийә кеңәш палатаси 2023-йили 16-март, париж
AFP

 Фирансийә юқири парламентида йешиллар партийәсиниң ғоллуқ әзалиридин парламент әзаси мелани вогел (Mélanie Vogel) вә гуйлавме гонтард (Guillaume Gontard) тәрипидин бу йил 16-январ парламентқа сунулған “Уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни чәкләш қарар лайиһәси” , 1-июн күни музакиригә қоюлған вә беләт ташланған. Мәзкур қарар лайиһәси биләт ташлашқа қатнашқан 144 авазниң толуқ қоллиши билән Мақуллуқтин өткән.

Фирансийә юқири парламентида “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни чәкләш қарар лайиһәси”  биләт ташлашқа қатнашқан 144 авазниң толуқ қоллиши билән мақуллуқтин өткән. 2023-Йили 1-июл, париж
Фирансийә юқири парламентида “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни чәкләш қарар лайиһәси” биләт ташлашқа қатнашқан 144 авазниң толуқ қоллиши билән мақуллуқтин өткән. 2023-Йили 1-июл, париж
Twitter/@Melanie_Vogel_

Мәзкур қарар лайиһәсидә, фирансийә вә явропа базириға импорт қилинған уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларға қарита ембарго йүргүзүлүши керәклики, фирансийә вә явропада уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған кийим-кечәк, машина вә башқа мәһсулатларниң истемал қилинмаслиқиға капаләтлик қилиниши керәклики оттуриға қоюлған.

Парламент әзаси мелани вогел қарар лайиһәси мақуллуқтин өткәндин кейин өзиниң твиттер һесабида тарқатқан язмисида мундақ дәп язған: “биз уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқниң давам қиливатқанлиқини тонуп йәттуқ. Бу қарар лайиһәси чоқум һәрикәткә айлиниши керәк.”

Мелани вогел мәзкур қарар лайиһәси мақуллуқтин өткән нәқ мәйдандин радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “мениңчә, бүгүн фирансийә парламентида рояпқа чиққан иш ( “уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болған малларни чәкләш қарар лайиһәси” ниң мақуллиниши) хәлқаралиқ сәвийәдә кишилик һоқуқни қоғдаш йолида бесилған наһайити муһим қәдәм. Биз узундин бери сақлаватқан мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларни явропа даирисидә чәкләш механизмини мақуллидуқ. Фирансийә һөкүмитини явропа иттипақиниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларниң явропа базириға керишини чәкләштә үнүмлүк һәрикәткә өтүши үчүн, һәрикәт қилишқа чақириқ қилдуқ. Қарар лайиһәсидә фирансийә һөкүмитиниң явропа комиссийони оттуриға қойған әндизә бойичә әмәс, америка йолға қоюватқан әндизә бойичә иш көрүш тәләп қилинди. явропа базириға киргүзмәкчи болған мәһсулатларниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанлиқини испатлаш мәсулийитини кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә әмәс, бәлки ашу мәһсулатларни киргүзмәкчи болған ширкәтләргә йүкләш керәк.”

У йәнә мундақ деди: “шуни дейәләймәнки, әгәр қарар лайиһәсини оқусиңиз, мәзмуни һәқиқәтән күчлүк. Фирансийә һөкүмити вә явропа парламенти тәрипидин наһайити күчлүк вә ениқ учур берилди. Бизниң учуримиз шуки, бизму уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниға охшаш механизмини йолға қоюшимиз керәк.”

Америкада 2021-йили 24-июн күни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” мақуллуқтин өткән болуп, өткән йили июндин башлап иҗра қилинишқа башлиған. Мәзкур қанунға асасән америкада уйғур районидин импорт қилинған һәрқандақ мәһсулат қачан у ширкәт өзиниң маллириниң мәҗбурий әмгәктин ясалмиғанлиқини испатлап көрсәтмигүчә, американиң мәҗбурий әмгәккә қарши туруш қанунлириға хилап болуп һесаблинидикән.

Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) 3-айниң 14-күни елан қилған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни иҗра қилиш әһвали һәққидики мәлуматқа асасланғанда, уйғур районидин америкаға кәлгән мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларниң йүк сани 3237 контейнер, қайтурулғини 424 контейнер икән. Бу малларниң ичидә електр сайманлири әң көп болуп, униңдин қалса пахта-тоқумчилиқ мәһсулатлири, йеза игилик мәһсулатлири, доригәрлик материяллири, машина запчаслири қатарлиқлар икән.

Явропа уйғур институтиниң мәсули, мәзкур қарар лайиһәсини фирансийә парламентиға сунушта һалқилиқ рол ойниған уйғур сиясий паалийәтчи доктор дилнур рәйһан мәзкур қара лайиһәси вә униң фирансийә вә явропадики тәсири һәққидә чүшәнчә бәрди.

Ахирида мелани вогел өзиниң дунядики башқа парламентлардин күтидиған үмиди һәққидә мундақ деди: “мән башқа дөләт парламентлириниңму бизниң бу линийәмизгә әгишишини, явропа иттипақи даирисидики сода сияситимизни қарар қилидиған һөкүмәтлиригә бизниң қиммәт қарашлиримизда чиң туруши керәкликини тәкитлишини үмид қилимән. Сиз бир тәрәптин давам қиливатқан бир ирқий қирғинчилиқниң барлиқини етирап қилип, йәнә бир тәрәптин бу җинайәтләрниң нәтиҗисидә ишләпчиқирилған мәһсулатларни импорт қилишни һәргизму қобул қилалмайсиз! ”

Фирансийә парламенти 2022-йили 1-айда хитайниң уйғурларға йүргүзгән вәһшийликлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.