Ғәрб дөләтлиридики уйғур ана тил мәктәплириниң һазирқи әһвали, сақлиниватқан мәсилилири вә имканлири

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.02.29
Йезиқ маҗираси Бизниң ана тилимиз уйғур тили – 2021-йили феврал“хәлқара ана тил күни” мунасивити билән сизилған карикатүр рәсим, рәссам йәттәсу.
RFA/Yettesu

Өткән әсирниң 90-йиллиридин кейин, ғәрб демократик дөләтлиридә уйғурлар саниниң көпийишигә әгишип, бу дөләтләрдә уйғур ана тил мәктәплириму арқа-арқидин қурулушқа башлиди. Болупму 2017-йил уйғур диярида уйғурчә маарип чәкләнгәндин кейин, муһаҗирәттики уйғурлар ана тил тәрбийәсини күчәйтишкә җиддий әһмийәт беришкә башлиди, һәр қайси дөләтләрдики уйғур ана тили мәктәплириниң саниму тездин көпийип, 70 тин ашти. Һалбуки, оқутқучи мәнбәсиниң кәмчил болуши, иқтисадий мәнбәсиниң үзүлүп қелиши сәвәблик, 2023-йилға кәлгәндә чәт әлләрдики уйғур ана тил мәктәплириниң сани азийип, 20 нәччигә чүшүп қалған.

Нөвәттә норвегийәдә яшаватқан ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп, йеқинқи йилларда ғәрб дунясида қурулған уйғур ана тил мәктәплири һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип барған. У бу җәрянда өзи байқиған бәзи мәсилиләрни биз билән ортақлашти.

Абдувәли аюпниң билдүрүшичә, 2019-йили уйғурларниң һәр қайси әлләрдики уйғур җамаити топлишип олтурақлашқан җайларда қурған ана тил мәктәплири 70 тин ашқан. Һалбуки, 3 йил давам қилған коруна вируси юқуми мәзгилидики карантин сәвәбидин, шәнбә-йәкшәнбилик уйғурчә ана тил мәктәплиридә нәқ мәйданда дәрс өтүш мумкин болмиған. Бу мәзгилдә торда һәқлиқ ана тил өгитидиған тор курслири вә оқутқучилар көпәйгән. 2022-Йилиға кәлгәндә, түркийә вә явропа дөләтлиридики вә ана тил мәктәплириниң йерими дегүдәк тақилип қалған. 2023-Йилға кәлгәндә, әмәлий дәрс өтүватқан уйғур ана тил мәктәплириниң сани 20 нәччигә чүшүп қалған.

Ундақта, чәт әлләрдики ана тил мәктәплириниң тақилип қелишиға қандақ сәвәбләр тәсир көрсәткән? буниңда қандақ әмәлий мәсилиләр сақланмақта?

Абдувәли аюпниң қаришичә, ана тил мәктәплирини тәминләйдиған муқим мәбләғ вә кирим мәнбәси болмаслиқи буниңдики әң асаслиқ сәвәбләрниң бири икән. Ана тил мәктәплиридә оқутқучилиқ қилидиғанлар асасән дегүдәк мааш алмайдиған пидаий оқутқучилардин тәркиб тапқан болуп, түрлүк сәвәбләр билән улар узун мәзгил оқутушни давам қилдурулмиған. Униңдин башқа, уйғур ана тил мәктәплириниң оқутуш пирограммиси вә методи һәр қайси дөләтләрниң маарип вә педагогика методлириға мас кәлмигән. Оқутулидиған дәрслик китабларда сақлиниватқан қалаймиқанчилиқ вә йетәрсизлик, бирликкә кәлгән дәрсликниң болмаслиқи, шундақла оқутуш қолланмисиниң илмий системиға чүшмәслики қатарлиқ көп хил амиллар, ана тил мәктәплириниң оқутуш үнүминиң дегәндәк яхши болмаслиқини кәлтүрүп чиқарған.

Абдувәли аюп бу җәһәттә австралийәниң аделайд шәһиридики “җәнубий австралийә уйғур ана тил мәктипи” , американиң вирҗинийә иштатидики “меһрибан ана” уйғур ана тил мәктипи вә германийәниң мюнхен шәһиридики “уйғурийә” уйғур ана тил мәктипини мисал тәриқисидә тилға елип, юқириқи ана тил мәктәплириниң узунғичә давамлишишиниң сәвәблирини тәһлил қилип өтти. Униң дейишичә, бу мәктәпләрниң нәтиҗә қазинишида мәктәпләрдики оқутқучиларниң йиллардин буян тохтимай көрситип келиватқан тиришчанлиқи, шу җайлардики уйғур җамаитиниң маслишиши, шундақла шу дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири, йәрлик һөкүмәт органлири вә башқа орунларниң һәр җәһәттә қоллиши, түрткилик рол ойниған икән.

Австралийәниң аделайд шәһиридики уйғур ана тил мәктипиниң оқутқучиси мәликизат ғәйрәтму зияритимизни қобул қилип, бу һәқтики қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Униң билдүрүшичә, ғәрб дөләтлиридики ана тил оқутушида йәрлик һөкүмәт вә тәшкилатларниң қоллишини қолға кәлтүрүш, дәрслик материяллирини толуқлаш вә бирликкә кәлтүрүш, ана тил оқутқучилирини тәрбийәләш қатарлиқлар муһим икән. Техиму муһими, шу җайдики уйғур җамаитиниң һәр җәһәттин қоллишини қолға кәлтүрүш зөрүр икән.

Абдувәли аюп әпәнди, ғәрб демократик дөләтлиридә уйғур ана тил оқутушида нәтиҗә қазанған мәктәпләр һазирлиған оқутуш муһити вә улар еришкән иқтисадий ярдәмләрниң, ғәрб дунясидики һәрқандақ бир җайда мумкинликини билдүрди. У, өзи яшаватқан норвегийәниң көчмәнләр сиясити вә мәдәнийәт-маарип саһәсидики имканийәтләр һәққидә тәкшүрүш елип барғанлиқини, шималий америка вә явропа дөләтлирини асас қилған ғәрб әллиридә һәр қайси көчмән хәлқләрниң өз ана тилини оқутушта дөләтниң ярдәм фондлириға илтимас келиш имканийәтлириниң зорлуқини тәкитләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.