Ғәюр қурбан: “1-өктәбир хитайлар үчүн байрам, уйғурлар үчүн матәмдур”
2024.10.03
10-Айниң 1-күни хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 75 йиллиқи ичкий хитайда вә униң мустәмликиси астидики районларда түрлүк усулларда тәбрикләнгән болсиму, әмма муһаҗирәттики уйғур вә тибәтләр бу күнни “матәм күни” дәп атап, хитайға қарши наразилиқ намайишлири өткүзгән. Чәт әлләрдики таратқуларда бу һәқтә мәхсус мақалиләр елан қилинип, хитай мустәмликиси астидики 75 йиллиқ асарәт қаттиқ әйибләнгән.
Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбанниң “хитайлар үчүн шерин чүш, башқилар үчүн қабаһәтлик чүш” намлиқ мақалиси 2-өктәбир күни германийә ахбарат қаналлиридин “үстәл медия” (Table Media) намлиқ тор сәһиписидә елан қилинған. Мақалә мундақ җүмлә билән башланған: “хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 75 йиллиқ хатирә күнини хитай коммунистик партийәси хитайларниң бирлик вә иқтисадий тәрәққият арзуси толуқ әмәлгә ашқан күн, дәп тәбриклимәктә. Әмма бу байрам уйғурлар вә тибәтләргә 75 йиллиқ зулум вә бастурушни әсләтмәктә. Хитайниң бу шерин чүши башқилар үчүн қабаһәтлик чүштур.”
Мақалидә йәнә мунулар баян қилинған: “биз уйғурлар вә тибәтләргә нисбәтән хитайниң дөләт байрими күниниң матәм күни болушидики сәвәб: хитай хәлқ җумһурийитиниң қурулуши мустәқил шәрқий түркистан вә мустәқил тибәт дөләтлириниң йимирилишини кәлтүрүп чиқарди. Хитай хәлқ азадлиқ армийәси 1949-йили бу икки дөләткә таҗавуз қилип кирип, уйғурлар вә тибәтләрниң игилик һоқуқиға хатимә бәрди. Шуңлашқа бу йил, қанчә 10 йилларға созулған зулумларниң башлиниш мәзгили, дәп қарилиду.”
Ғәюр қурбан әпәнди бу йил 28-май германийәдики торлашқан ахбарат мәркизи- “үстәл медия” ниң “хитай мунбиридики 100 мәшһур шәхсниң бири” болуп талланған иди. У бүгүн бу мақалә мунасивити билән зияритимизни қобул қилғанда, өзиниң “үстәл медия” ниң ролидин пайдилинип, уйғурлар дуч кәлгән 75 йиллиқ асарәтни германийә хәлқигә йәнә бир қетим аңлитишни мәқсәт қилғанлиқини тилға алди.
Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 75 йиллиқини хатириләш паалийәтлири хитайда анчә көңүллүк өтмигән. “фирансийә авази” радийоси 1-өктәбир күни германийәдә нәшрдин чиқидиған “базар учурлири” гезитидә елан қилинған “иқтисадий аҗизлиқ бейҗиңниң тәбрикләш кәйпиятини бузувәтти” намлиқ хәвәрдин нәқил елип баян қилишичә, компартийәниң арзуси бу кәмгичә “иқтисад, техника вә һәрбий җәһәттә дунядики алдинқи қатардики дөләткә айлиниш” тин ибарәт болуп, хитайниң нөвәттики иқтисадий зәиплики вә түрлүк ички мәсилиләр коммунистларни бу “улуғвар нишан” ға йетиштин мәһрум қалдурған. Болупму иқтисадий җәһәттики изчил чекиниш бейҗиңниң бу йил дөләт байримини қизғин тәбрикләш кәйпиятини бузуп ташлиған.
Хәвәрдә баян қилишичә, ши җинпиңниң бүйүк арзулиридин бири “тәйвәнни хитайниң қойниға қайтуруп келиштәк бүйүк нәтиҗиниң игиси болуп, өз намини хитай тарихиға йезип қалдуруш” тин ибарәт икән, униңға йеқин кәлгүсидә бундақ бир “шәрәп” ниңму несип болуш еһтималлиқи йоқ икән.
Әксичә, ши җинпиңниң нами дуня тарихиға “мав зедуңдин кейинки йәнә бир коммунист җаллат” болуп йезилидикән. Бу қарашни илгири сүргән норвегийәдики “уйғур әдлийәси архип амбири” ниң мәсули бәхтияр өмәр әпәндиниң тәкитлишичә, ши җинпиңниң җинайити мав зедуңниң җинайитидинму еғир икән. У сөзидә йәнә, ши җинпиңниң кәлгүсидә уйғур ирқий қирғинчилиқидин сирт, тибәт, хоңкоң вә хитайдики қирғинчилиқларниң һәмдә корона вабаси билән өлгән дуняниң һәрқайси җайлиридики милйонлиған инсанларниң өлүминиң җавабкарлиқиға мәсул болидиғанлиқини әскәртти.
“хитайлар үчүн шерин чүш, башқилар үчүн қабаһәтлик чүш” намлиқ мақалә йәнә мундақ җүмлиләргә орун бәргән: “хитай рәиси ши җинпиңниң рәһбәрликидә, шәрқий түркистан вә тибәттики бастурушлар техиму әвҗигә чиқти. Йеқинқи йиллардин буян 1 милйон 800 миң билән 3 милйон арисидики уйғур вә башқа түркий милләтләр җаза лагерлириға қамалди. Тутқунлар мәҗбурий меңә ююш вә бастурушларға учриди, аяллар мәҗбурий туғмас қилинди. Тибәттә болса, тәхминән 4 яш билән 8 яш арисидики 1 милйонға йеқин бала мәҗбурий ятақлиқ мәктәпләргә орунлаштурулди. Буниңдики мәқсәт, балиларни ана тилида сөзләткүзмәслик һәмдә уларни аилә вә мәдәнийәт муһитидин айрип ташлаш; кичик вақтидин башлапла балилардики қаршилиқ идийәлирини йилтизидин йоқитиш.”
Ғәюр қурбан әпәндиниң тилға елишичә, “хитайлар үчүн шерин чүш, башқилар үчүн қабаһәтлик чүш” намлиқ мақалиниң “үстәл медия” ға охшаш даңлиқ ахбарат васитилиридә елан қилиниши бәлгилик әһмийәткә игә икән.
“иқтисадий аҗизлиқ бейҗиңниң тәбрикләш кәйпиятини бузувәтти” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, хитай дөлитиниң бу 75 йили хитай коммунистик партийәсиниң тарихи билән чәмбәрчас бағланған болуп, хитай һакимийити нөвәттә хитай дөлитиниң тарихи яки хитай коммунистик партийәсиниң тарихи һәққидә хитай хәлқиниң йезиш, сөзләш һоқуқини тамамән йоққа чиқарған. Чүнки, мав зедуңдин ши җинпиңғичә, бу мустәбитләрниң өткүзгән хаталиқлириниң һәдди-һесаби йоқ икән.