“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” дин мирас қалған чақириқ: миллитимизни сақлап қелиш үчүн пидакарлиқ керәк

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2025.02.06
Ghulja-qirghinchiliq-5-fewral-1920 “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” дин мирас қалған чақириқ: миллитимизни сақлап қелиш үчүн пидакарлиқ керәк
Photo: RFA

1997-Йили 2-айниң 5-күни, көп қисми яшлардин тәшкил тапқан ғулҗа хәлқи хитайниң йолсиз сиясити вә бастурушлириға қарши намайиш қилған. Намайиш қанлиқ бастурулғандин кейин, бу вәқә пүтүн дуняға ашкариланған вә вәзийәтни көзәткүчиләр буни хитайниң йеқинқи дәврдә уйғур яшлириға қаратқан қәтлиами дәп қариған. Шуниңдин буян бу вәқә “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” дәп атилип, һәр йили хатирилинип кәлмәктә.

Бу мунасивәт билән, биз шу вәқәни биваситә көргән шаһитлар вә вәзийәт көзәткүчилири билән алақилишип, йүз бәргән қәтлиамниң тәпсилати вә бүгүнки уйғур вәзийити билән болған бағлиниши һәққидә зиярәт елип бардуқ.

 Шаһитлар 5-феврал күни намайишқа чиққанлар ичидә бир қанчә йүз адәмниң уруп вә етип өлтүрүлгәнликини, қиш күни соғуқ су чичиш һәмдә тутулғанларни соғуқ җайларда қамап қоюш нәтиҗисидә бирмунчә адәмниң тоңлап өлгәнликини баян қилиду.

Әтиси 6-февралда миңлиған киши кочиға чиқип намайиш қилған һәмдә наһәқ қамалған яшларни қоюп беришни тәләп қилған. Хитай һөкүмити ғулҗа хәлқиниң бу орунлуқ тәлипигә қулақ селиш у яқта турсун, қораллиқ күчлирини ишқа селип хәлқни оққа тутуп бастурған.

Шу қетимлиқ намайиш һәққидә ашкариланған мәлуматларға қариғанда, әйни чағда хитай даирилири икки һәптигичә ғулҗада һәрбий һаләт йүргүзүп, өйму-өй кирип нәччә миңлиған бигунаһ уйғурни тутқун қилған.

Абдухелил абдумиҗит, турсун сәләй қатарлиқ мәшрәп гуруппилириниң йигит башлириға өлүм җазаси берилгән. Муддәтсиз қамақ җазаси вә 10 йилдин юқири қамақ җазалириға һөкүм қилинғанлар нәччә йүздин ашқан.

Канадада яшаватқан гүлшән абдуқадир ханим, 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқиниң йүз беришигә сәвәб болған амиллар, хитай һөкүмитиниң уни қанлиқ бастуруши һәққидә, 2020-вә-2021йиллири “5-феврал архиплири” намлиқ икки қисимлиқ китабини нәшр қилдурғаниди. Аптор китабида “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқиниң дуняға ашкарилиниши, дәп көрсәткән. Китабта тилға елинишичә, абдухелил абдумиҗитниң мәшрәп гурупписидики 200 дин артуқ яш, 5-феврал күни ғулҗа кочилириға чиқип, тинч шәклидики наразилиқ намайишини башлиған. Намайиш шу күни кәч қанлиқ бастурулғанға қәдәр, уйғур яшлириниң үзлүксиз қошулуши билән намайишчилар қошуни зорийип, 1000 дин ешип кәткән. Намайиш бастурулғандин кейин, ғулҗидики пүткүл мәшрәп гуруппилиридики яшлар түркүм-түркүмләп тутқун қилинған. Әгәр башқа мәшрәп гурупписидики яшларму бу намайишқа қатнашқан болса, шу күндики намайишчилар саниниң 10 миңдин ешиши мумкин икән.

-5 Феврал ғулҗа намайишиниң қатнашқучиси вә шаһитлиридин, мәлум бир дөләттә яшаватқан яри һаҗим, 1997-йили 5-феврал ғулҗа яшлириниң намайишидин илгири гәрчә бу намайиштин хәвәр тапмиған, һәтта униң алдидики мәшрәп паалийәтлиригиму қатнашмиған болсиму, шу күни адәттикидәк әтигәндә өйидин ишқа қарап кетиватқанда, йолда бир топ яшларниң “уйғурларға әркинлик” , “уйғурларға иш пурсити берилсун” дегәндәк шоарларни товлишип намайиш қилип маңғанлиқини көрүп тәсирлинип, өзлүкидинла сәпкә қетилғаникән. Намайиш сепи, әнә шундақ өй-өйләрдин, мәһәллә-мәһәллидин чиқип қетилған йүзлигән яшлар билән тездин улғайған, улар йол бойи тинчлиқ билән шоар товлап маңған, қени қизиған бәзи яшларниң “бизгә хитайниң һечнемиси керәк әмәс” дәп үстидики чапанлирини ташлиши билән, қалғанларму соғуққа қаримай чапанлирини, һәтта хитай тарқатқан кимликлирини ташливәткәникән.

Яри һаҗим, әйни вақитта әмдила 25 яшниң қарисини алған вә йеңи дада болған йигит болуп, 28 йилдин буян, оққа тутулған, су чечип тоңлитип өлтүрүлгән уйғур яшлириниң налә-пәрядлириниң қулақ түвидин кәтмәйдиғанлиқини, қанлиқ вәһший көрүнүшләрниң һазирғичә көз алдидин кәтмәйдиғанлиқини билдүрди. Ғулҗидики бу қанлиқ бастуруш җәряниға шаһит болған яри һаҗи, хитай даирилириниң намайишчиларни қанлиқ бастуруш җәрянини ойлиғинида, хитай һөкүмити, хитай компартийәсиниң һәқиқий әпти-бәширисини көргәндәк болғанлиқини ейтиду. У қолида лозункидин башқа һечнемә йоқ уйғур яшлирини бастурған хитай қораллиқ күчлирини, “улар худди дүшмән билән уруш қиливатқандәк қирғинчилиқ елип барди” дәп тәсвирләйду.

Әмма у йәнила, өзи демәтлик ғулҗа яшлири билән гирәлишип или дәрясидәк долқунлинип, ишсизлиқ, миллий кәмситиш, бастурушларға қарши йүрәклик һалда ғулҗидики хитай һөкүмәт бинасиға қарап маңғандики һаяҗанлиқ туйғусини “худди ток соққандәк” болған иди дәп пәхирлиниш ичидә тәсвирләйду.

Америкидики уйғур көзәткүчиләрдин илшат һәсән әпәнди-5феврал ғулҗа қирғинчилиқини чәтәлләрдики хитай җамаитигиму тонутушниң муһимлиқини тәкитләп кәлмәктә. Униң қаришичә, 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи әмәлийәттә уйғурлар учрап кәлгән ирқий қирғинчилиқниң бир қисмидур. У мундақ дәйду: “биз күрәш тарихимиздики5-февралдәк вәқәләрни хатириләш вә тонуштуруш арқилиқ, хитай һакимийитиниң һечқачан әркинлик, мустәқиллиқ ирадимиздин ваз кәчтүрәлмәйдиғанлиқини, пәйти кәлгәндә бу арзулиримиз үчүн бәдәл төләшкә йәнила тәйяр икәнликимизни билдүрүшимиз керәк” .

Илшат һәсән әпәнди йәнә, ғулҗа яшлириниң өз миллити вә вәтини үчүн көрсәткән пидакарлиқ роһиға варислиқ қилиш, уни яш әвладларға билдүрүш керәкликини тәкитләп: “болупму уйғурлар ирқи қирғинчилиққа учраватқан бүгүнкидәк вәзийәттә, ғулҗа яшлириниң шу хил ойғиниш роһиға, пидакарлиқ роһиға моһтаҗмиз” дәйду.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун мәхсус зияритимизни қобул қилип, 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқини испатлиқ язма вә синлиқ хатириләп қалдуруш, үнүмлүк васитиләр арқилиқ дуняға аңлитиш вә яш әвладларға тонутушниң муһимлиқини, буниң үчүн пиланлиқ хизмәтләрни елип бериливатқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.