Ғулҗа байтоқайда тартивелинған терилғу йәрләрниң хитай ширкәтлиригә сетиветилгәнлики ашкариланди
2024.04.10

Өткән һәптә иҗтимаий таратқуларда ғулҗа наһийәсиниң байтоқай йезисида аһалиләрниң терилғу йәрлириниң мәҗбурий тартивелинғанлиқи вә бу йәрләрниң намәлум кишиләр тәрипидин ағдурулуп зираәт териливатқанлиқи нәқ мәйдан син көрүнүши билән инкас қилинған иди. Мухбиримизниң ғулҗа наһийәсигә қарита телефон зиярәтлири давамида, даириләрниң аһалиләрни бу терилғу йәрлирини сетиветишкә мәҗбурлиғанлиқи, аһалиләр сетишни рәт қилғандин кейин, йәрләрниң мәҗбурий тартип елинип, хитай ширкәтлиригә бериветилгәнлики ашкариланди.
Мәлум болушичә, ғулҗа наһийәсиниң или дәря бойиға җайлашқан мәнзирилик йезилиридин болған байтоқай, 2000-йиллардин башлапла хитай ширкәтлириниң көзлирини қизартишқа башлиған иди. Йеқинқи йилларда уйғур елидә саяһәтчилик ишлириниң мәйли базар, мәйли сиясий еһтияҗ билән раваҗландурулуши, бу гүзәл маканға қарита иштиһани техиму ашурған. Өткән һәптә торларда тарқалған бир син көрүнүшидә қәйт қилинишичә, байтоқайниң чиғлиқмазар кәнтидики бир парчә терилғу мәйдан аһалиләрниң қолидин мәҗбурий тартивелинған вә намәлум кишиләр тәрипидин ағдурулуп териқчилиқ қилишқа башланған. Син көрүнүшни тарқатқучиниң әскәртишичә, тартивелинған бу йәрләр үчүн аһалиләргә һечқандақ һәқ берилмигән.
Биз бу әһвалниң тәпсилатини билиш үчүн, алди билән ғулҗа наһийәлик тәбиий байлиқларни башқуруш идарисигә телефон қилдуқ.
Тәвәликтин телефонимизни қобул қилған, әмма өзини ашкарилашни халимиған вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң ашкарилишичә, өткән һәптә терилғу йәрлириниң намәлум кишиләр тәрипидин ағдурулуп териливатқанлиқини көргән чиғлиқмазар кәнтидики аһалиләр, әһвални телефон арқилиқ наһийәлик йәр башқуруш идарисигә мәлум қилған. Алақидар хадимлар, инкасни тапшуруп алғандин кейин қулақ йопурувалған. Мәзкур идарә хадими, аһалиләрдин тартивелинған мәзкур йәр һәққидә өзлиригә бир инкас кәлгәнликини дәлиллиди. Вәзийәттин хәвәрдар киши тартивелинған йәрләр хитай ширкәтлириниң илкидә болғачқа, йәр башқуруш идарисиниң бу ишқа арилишишқа җүрәт қилалмиғанлиқини ашкарилиди. Униң дейишичә, хитай даирилири байтоқайдики аһалиләрни терилғу йәрлирини хитай ширкәтлиригә сетип беришкә буйруған вә мушундақ қилғанда йәрлирини өзлири териғанға қариғанда юқири үнүмгә еришидиғанлиқини, чүнки хитай ширкәтлириниң бу йәрләргә көпләп мәбләғ селип иқтисадий үнүмни ашуридиғанлиқини ейтқан. Әмма йәрни “деһқанниң җени” дәп билгән аһалиләр, көз алдидики мәнпәәткә қизиқмиған вә узақни көзлигән һалда йәрлирини сетишни рәт қилған. Мәзкур идарә хадими, байтоқайдики әнә шу йәрләрни териватқанларниң “һәр йәр, һәр йәрдин кәлгән кишиләр” икәнликини тилға елишқа арқилиқ, бу йәрләрниң хитай ширкәтлири тәрипидин тартивелинғанлиқини дәлиллиди.
Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң йәнә әскәртишичә, аһалиләрни йәрлирини сетишқа көндүрәлмигән байтоқай йезилиқ һөкүмәт вә чиғлиқмазар кәнт кадирлири юқириниң буйруқи вә хитай ширкәтлиридин келидиған пайдиниң қизиқтуруши билән, аһалиләрниң разилиқини алмастинла терилғу йәрләрни хитай ширкәтлиригә әрзан баһада сетивәткән.
Байтоқайда вәзипә иҗра қиливатқан бир сақчи хадими, мәзкур терилғу йәрләр үчүн аһалиләргә һәқ берилидиғанлиқи, лекин нөвәттә баһада келишәлмәслик болуватқанлиқини баян қилиш арқилиқ, мәзкур йәрләрниң мәҗбурий тартивелинғанлиқини дәлиллиди.
Юқирида ғулҗа байтоқайдики терилғу йәрләрниң аһалиләрдин мәҗбурий тартивелинип хитай ширкәтлиригә әрзан баһада сетиветилгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.