Голландийәдики паалийәтчи абдуреһим ғениниң дадиси лагерда җан үзгән
2024.09.20
Голландийәдә турушлуқ паалийәтчи абдуреһим ғени әпәнди 20-сентәбир күни өзиниң фейсбук, X қатарлиқ иҗтимаий таратқу һесаблири арқилиқ, дадиси ғени худабәрдиниң йеқинда лагерда җан үзгәнлики һәққидики мусибәт хәвирини тарқатқан.
У өзиниң фейсбук һесабида мундақ дәп язған: “хитай таҗавузчи һөкүмитиниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи сәвәбидин, дадам ғени худабәрди билән 2017-йилдин буян һечбир алақәм болмиған иди. Әмма бу йил 7-айниң 6-күни хитай һөкүмити сақчилири акамға тәһдит селиш арқилиқ маңа телефон қилғузуп, мени 7-айниң 8-күнидин 12-күнигичә голландийәниң дәнһаг шәһиридики ‛дуня пуқралар сот мәһкимиси‚ дә фашист ши җинпиңниң җинайитини сотлашта гуваһлиқ бәрмәсликим һәққидә бесим қилғанда, мән телефонни алмиған идим. Бу һийлиси карға кәлмигәндин кейин, хитай һөкүмити дадамни җаза лагеридин елип чиқип, акам билән биргә маңа нәсиһәт видийоси ишләп әвәтти... Мана әмди дадамниң хитай таҗавузчилириниң җаза лагерида вапат болғанлиқ хәвирини аңлап көңлүм қаттиқ йерим болди...”
Абдуреһим ғени әпәнди дуня пуқралар сот мәһкимиси (The Court of the Citizens of the World ) 7-айниң 8-күнидин 12- күнигичә голландийәниң дәнһаг (Den Haag) шәһиридә хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңниң җинайәтлири үстидин ачқан “хитай соти” ға қатнашқан. У 7-айниң 11-күни хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинған 19 аилә әзаси һәққидә гуваһлиқ бәргән. У йәнә мусибәт хәвиридә тилға алған акиси сотқа қатнишиштин бурун йоллиған дадисиниң видийосиниму сотқа сунған.
Абдуреһим ғени әпәнди бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилди. У сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқ сияситиниң нәтиҗисидә дадисиниң йүзини ахирқи қетим көрүш имканийитидинму мәһрум қалғанлиқини тәкитлиди.
Сөһбитимизниң тәпсилатини юқириқи улиништин аңлиғайсиз.