Гүлбаһар җелилова ханимға түркийә саадәт партийәсиниң “шәрәп медали” берилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.11.18
gulbahar-jililowa-mukapat.jpg Түркийә саадәт партийәсиниң йиғин залида өткүзүлгән “һаятта төһпә көрсәткән аяллар” медал тарқитиш мурасимида лагер шаһити гүлбаһар җелилова ханимға берилгән “шәрәп медали”. 2020-Йили 14-ноябир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә саадәт партийәсиниң йиғин залида өткүзүлгән “һаятта төһпә көрсәткән аяллар” медал тарқитиш мурасимида гүлбаһар җелилова ханимға “шәрәп медали” берилди. 14-Ноябир күни мәзкур партийәниң йиғин залида өткүзүлгән мурасимға саадәт партийәсиниң рәиси тәмәл қарамоллаоғлу вә партийәниң аялларға мәсул рәиси әбру әсилтүрк ханим башчилиқидики партийә рәһбәрлири, медал берилидиған аяллар вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп көп санда киши иштирак қилди. Гүлбаһар җелилова ханимниң “шәрәп медали” ни униңға вакалитән истанбулда туруватқан оғли әхмәтҗан садироф алди. Биз мурасим тоғрисида мәлумат игиләш үчүн бу медални тәсис қилған саадәт партийәсиниң аяллар хизмитигә мәсул рәһбири әбру әслитүрк ханим, әнқәрәдики уйғур ханимлардин әзизә қәшқәрли ханим, медалға еришкән гүлбаһар җелилова ханим вә әнқәрәдики уйғур мәдәнийәт мәркизиниң мәсули абдулһәмит памир әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Әбру әслитүрк ханим алди билән “шәрәп медали” тоғрисида мәлумат берип, мундақ деди: “биз һәр йили ‛һаятта төһпә көрсәткән аяллар‚ намида медал тарқитиватимиз. Бу мукапат 6 түр бойичә берилиду. Буниң ичидики ‛шәрәп медали‚ ни өз кәспидә мувәппиәқийәт қазанған, дуня тинчлиқи вә тәрәққиятиға төһпә қошқан аялларға бериватимиз.”

Әбру әслитүрк ханим бу йил бу медални гүлбаһар җелиловаға беришниң сәвәби һәққидә тохтилип, мундақ деди: “‛шәрәп медали‚ бу йил гүлбаһар җелилова ханимға берилди. Униң миллити уйғур, диний етиқади ислам болғанлиқи үчүнла хитай һөкүмитиниң зулумиға учрап, җаза лагерлириға қамалди. 15 Ай җәрянида лагерда әқилгә сиғмайдиған дәриҗидә искәнҗигә учриди. Гүлбаһар ханим бешидин өткүзгән бу қорқунчлуқ кәчүрмишлирини җәсурлуқ билән дуня җамаәтчиликигә аңлатти. Униң бу хил җәсурлуқи вә қәһриманлиқини көздә тутуп, униңға бу ‛шәрәп медали‚ ни лайиқ көрдуқ.”

Биз “шәрәп медали” берилгән, һазир фирансийәдә яшаватқан гүлбаһар җелилова ханим биләнму телефон сөһбити елип бардуқ. У бу медални җаза лагерлирида йетиватқан бигунаһ уйғур қериндашлири, болупму җаза лагерида бир камирда ятқан уйғур аяллири намидин қобул қилғанлиқини баян қилди.

14-Ноябир күни әнқәрәдики саадәт партийәси мәркизидә өткүзүлгән медал тарқитиш мурасимиға қатнашқан әзизә ханим чәт әлдә туруп хитай зулуми астида қан яшлирини төкүватқан, уйғур аяллириниң авази болуватқан гүлбаһар җелилова ханимға берилгәнликидин өзиниң интайин хурсән болғанлиқини оттуриға қойди.

Саадәт партийәси бурундин тартип уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан партийәләрдин бири. Мәзкур партийәниң қурғучиси түркийәниң сабиқ баш министири мәрһум нәҗмәттин әрбақан 1984-йилидин тартип түркийәдә уйғур мәсилисини изчил оттуриға қоюп кәлгән киши иди. Мәзкур партийә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” йүз бәргәндә хитайға наразилиқ билдүрүп, 2009-йили 7-айниң 16-күни истанбул чағлаян мәйданида 20 миң киши қатнашқан зор наразилиқ намайишини уюштурған иди. Униңдин кейинму бу партийә изчил һалда уйғур мәсилисини оттуриға қоюп кәлмәктә. Бу қетимқи медал тарқитиш мурасимида әнқәрәдики уйғур мәдәнийәт мәркизиниң башлиқи абдулһәмит памир әпәнди уйғурларниң еғир вәзийити тоғрисида мәлумат берип өтти.

Қазақистанда туғулуп чоң болған лагер шаһити гүлбаһар җелилова ханим бу йил 10-айниң 11-күни түркийәдин фирансийәгә йетип берип, панаһлиқ тилигән иди. Гүлбаһар ханим қазақистан пуқраси болғиниға қаримай хитай даирилири тәрипидин 2017-йили 5-айниң 25-күни тутқун қилинип, 2018-йили 9-айниң ахириғичә, йәни 15 ай үрүмчидә җаза лагериға қамалған. У лагердин чиққандин кейин дәсләп қазақистанда, кейин бир мәзгил түркийәдә туруп, җаза лагерлири һәққидә түрк вә дунявий таратқуларда гуваһлиқ бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.