Долқун әйса “халифакс хәлқара бихәтәрлик мунбири” дә хитайни җавабкарлиққа тартишни тәләп қилди

Мухбиримиз әркин
2022.11.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
halifakis-dolqun-eysa-1.jpg Д у қ рәиси долқун әйса “халифакис хәлқара бихәтәрлик мунбири”ниң 2022-йиллиқ йиғинида, 2022-йили 18-ноябир, халифакис, канада.
RFA screenshot from Youtube

Йилда бир қетим өткүзүлидиған хәлқ‍арадики нупузлуқ бихәтәрлик йиғинлиридин бири болған “халифакис хәлқара бихәтәрлик мунбири”ниң 18-ноябир башланған 2022-йиллиқ йиғинида, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса сөз қилған. У сөзидә хитайниң уйғурларға йүргүзгән ирқий қирғинчилиқиға 6 йил болай дегән, шундақла 3 милйондин артуқ уйғур һазирму җаза лагерлириға қамалған болсиму, лекин хәлқара җәмийәтниң бу җинайәтни җавабкарлиққа тартишта һечқандақ һәрикәт қилмиғанлиқини тәнқид қилған. Бу бир уйғур паалийәтчиниң “халифакс хәлқара бихәтәрлик мунбири”ниң йиғиниға тунҗи қетим қатнишиши болупла қалмай, бәлки йәнә 3 нәпәр уйғур вәкилниң бирла вақитта бу йиғинға қатнишиши, нутуқ сөзлиши, шундақла бир уйғур паалийәтчиниң тунҗи қетим чәт әл дөләтлириниң президенти вә дөләт мудапийә министири билән бир сәһнидә сөз қилиши һесаблиниду.

Канаданиң нова скотийә ‍өлкисидики халифакис шәһиридә башланған бу йиғинда долқун әйса канада дөләт мудапийә министири анита ананд, естонийә президенти алар карис, америка кеңәш палата әзаси җеин шеһинларниң қатарида йиғин сәһнисидин орун алған. У суал-җаваб шәклидә өткүзүлгән канадалиқ сиясәт мутәхәсисси җейнис стәйинниң риясәтчиликидики бу йиғинда, дуняниң пәқәт украина уруши вә корона вируси сәвәбликла мүшкүл бир вәзийәткә дуч кәлмәйватқанлиқи, бәлки хитайниң сәвәбидин килимат өзгириши вә истибдатлиқниң башқа дөләтләргә тарқитишиғиму дуч келиватқанлиқини билдүргән; 6 йилдин бери 3 милйондин ‍артуқ уйғур вә башқа түркий хәлқләр җаза лагерлирида йетиватқан болсиму, әмма дуняниң буниңға сүкүт қиливатқанлиқини әйиблигән.

halifakis-dolqun-eysa-2.jpg

Долқун әйса мундақ деди: “президент зелениский бихәтәрлик қәйәрдә, дәп суал қойди. Лекин бихәтәрлик әмди мәвҗут әмәс. Бу русийәниң украинаға уруш қозғиғанлиқи үчүнла әмәс. Нөвәттә биз пүтүн дуня хәлқиниң интайин мүшкүл бир вақитта туруватқанлиқиға шаһит болуватимиз. Бу пәқәт украина уруши вә таҗисиман вируси сәвәбидинла болмайватиду. Чүнки бүгүн демократийәму тәһдиткә үчраватиду. Мустәбит дөләтләр, болупму хитай килимат өзгиришидә дуняға тәһдит салмақта. Хитай русийә билән чәксиз достлуққа игә болупла қалмай, бәлки йәнә русийәниң украинаға қозғиған урушини күчлүк рәвиштә астирттин қоллаватқанлиқини көриватимиз. Хоңкоңда демократийәгә хатимә берилди, буниңға пүтүн дуня шаһит болған болсиму, һечқандақ иш қилмиди. Бүгүн тибәт хәлқи изтирап чекиватиду, хитай һөкүмити тибәтләргә мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзди. Уйғурларни алсақ, 2016-йилидин буянқи 6 йилдәк вақиттин бери 3 милйондин артуқ уйғур, қазақ вә башқа түркий хәлқләр 21-әсирдики җаза лагерлирида йетиватиду. Буниңдин 75 йил аввал дуня рәһбәрлири йәһуди қирғинчилиқиниң қайтиланмайдиғанлиқи тоғрилиқ вәдә бәргән. Әпсуски, бу қирғинчилиқ йәнә қайта йүз бәрди. Дуня буниңға шаһит болуватқан болсиму, әмма сүкүт қилмақта.”

Долқун әйсаниң көрситишичә, гәрчә хәлқарада хитайниң қирғинчилиқиға қарита чуқанлар көтүрүлгән болсиму, бирақ қирғинчилиқни тохтитиш үчүн ноқул сөзләп қоюш купайә қилмайдикән. У, нөвәттә хитайниң башқа дөләтләргә истибдатлиқни екиспорт қиливатқанлиқи, хитайға қошна дөләтләрниң һечбириниң бихәтәр әмәсликини билдүрди.

Долқун әйса мундақ деди: “ялғуз сөзләп қоюшла (хитайниң) бу қирғинчилиқни тохтитишиға купайә қилмайду. Хитай уйғур, тибәт вә хоңколуқларни бастурупла қалмай, бәлки йәнә өзиниң бастуруш сияситини башқа дөләтләргә експорт қилмақта. Хитайниң ‛ бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши ши җинпиңниң ғайиси болуп, униң земин кеңәймичилик қурулушидур. Шуңа нөвәттә шәрқий асия вә тинч окяндики хитайға қошна һечқандақ бир дөләт бихәтәр әмәс.”

Йиғинда, канада дөләт мудапийә министири анита ананд, канада вә униң иттипақдашлириниң хитай билән русийәгә қарита ‍иқтисадий бихәтәрликини қоғдишиниң бәк муһим икәнликини билдүрди.

Анита анад мундақ деди: “тор, ениргийә, һәрбий вә муһит бихәтәрликини қоғдаш муһим болуш билән бир вақитта, һәммидин иқтисадий бихәтәрликни қоғдаш бәкму муһим. Биз хитай билән русийәниң бурун ‍өзлиридә болмиған санаәт саһәлирини игиләшкә тиришиватқанлиқини көриватимиз.”

Анита анадниң ейтишичә, болупму хитай канада тәбиий байлиқлирини игиләшкә бәкрәк һәрикәт қилмақта икән. Анита ананд бу һәқтә тохтилип, мундақ деди: “хитай канада ширкәтлирини контрол қилиш үчүн тиришмақта. Болупму бизниң һалқилиқ менирал байлиқлиримизни контрол қилишқа урунмақта. Шуңа биз дөләт бихәтәрлики һәққидә тохталған вақтимизда, ‍ихтисадий бихәтәрликимиз һәққидиму тохтилишимиз бәк муһим.”

“халифакис хәлқара бихәтәрлик мунбири”ниң бу йиллиқ йиғиниға тунҗи қетим долқун әйсани өз ичигә алған 3 нәпәр уйғур вәкил тәклип билән қатнишип сөз қилди. Йиғинниң шү күнидики кәчлик музакирисидә тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң баш катипи өркәш дөләт, “хадсун иниститути”ниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл сөз қилди. Долқун әйса йиғиндин кейин зияритимизни қобул қилди.

Канададики “уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши”ниң дериктори мәмәт тохтиниң 18-ноябир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда тәкитлишичә, “халифакс хәлқара бихәтәрлик мунбири”ниң бу йиллиқ йиғинида бирақла 3 нәпәр уйғурниң сөз қилиши, уйғур мәсилисиниң хәлқара учришишларда муһим орунға өткәнлики, шундақла хәлқара бихәтәрликкә четишлиқ икәнликини көрситидикән.

Мәмәт тохтиниң еитишичә, бу йиғин хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлиригә мувапиқ инкас қайтуруш үчүн, хәлқара җәмийәтниң уйғур мәсилисигә муһим хәлқара сорунларда мувапиқ орун бериш зөрүрийитини әмди тонуп йетиватқанлиқини көрситидикән. Мәмәт тохти мундақ деди: “бу қетимқи хәлқаралиқ алий бихәтәрлик учришишида хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити, болупму миллий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши ишләнгән җинайәттин кейин, буни ташқий дуняму тонуп йетип, буниңға зөрүр болған инкасни қайтуруш үчүн, уйғур мәсилисиниң орнини лайиқ болған сәвийәдә хәлқара органларда музакирә қилиш қарариға әмди келиватиду.”

“халфакис хәлқара бихәтәрлик мунбири”ниң йиғини вә йиғинда уйғурларниң сөз қилиши, америка президнети билән хитай рәһбири ши җинпиңниң 14-ноябир күни һиндонезийәдә көрүшишиниң арқисидинла өткүзүлгән. Икки дөләт рәһбириниң  һиндонезийәдики учришиши, нурғун кишиләрдә “америка-хитай мунасивәтлири юмшашқа қарап йүзлиниватамду?” дегән суал пәйда қилған иди. Лекин “вашингтон почтиси” гезитиниң обзорчиси җош роген, бу учришиш америка-хитай мунасивәтлириниң техиму начарлишишидиғанлиқини көрситип бериду, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.