Шең шө : “һәрбий контроллуқ астида туруватқан уйғур райониға хәлқара җәмийәтниң арилишиш мәҗбурийити бар! ”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2023.10.30
tarim-medeniyet-sayahet Уйғур районидики биңтүән биринчи дивизийәниң арал шәһиридә “тарим мәдәнийәт саяһәт һәмкарлиқ бирләшмиси” келишимини имзалаш мурасими көрүнүши. 2023-Йили 20-өктәбир, арал
chinanews.com.cn

Хитай таратқулиридин мәлум болғинидәк, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң уйғур елидә қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилип кәлгән “хитайчилаштуруш” һәрикити билән “қизиллаштуруш” һәрикитиниң қошулуп бирликтә иҗра қилиниватқанлиқи барғансери ашкара болмақта.

Хитай һөкүмити башқурушидики “хитай хәвәрлири тори” дин мәлум болушичә, 20-өктәбир күни, уйғур районидики биңтүән биринчи дивизийәниң арал шәһиридә “тарим мәдәнийәт саяһәт һәмкарлиқ бирләшмиси” келишимини имзалаш мурасими вә “тарим мәдәнийәт-саяһәт байрими” өткүзүлгән. Хәвәрдә көрситилишичә биңтүәнниң ақсудики 1-дивизийә арал шәһири, корлидики 2-дивизийә баш әгим шәһири, ақсудики 3-дивизийә тумшуқ шәһири вә хотәндики 4-дивизийә қурум қаш шәһәрлик мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә саяһәт идариси қатарлиқ орунлар бирликтә бу һәмкарлиқ келишимини имзалиған.

1954-Йили уйғур районида қурулған “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” хитай һөкүмитиниң партийә, һөкүмәт, һәрбий вә карханиларни бирләштүрүшни асас қилған алаһидә системилиқ характеригә игә органдур. Дәрвәқә, һәрбий контроллуқ түзүлмисидики “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” ниң уйғур райониниң җәнубий қисмидики биңтүән өзи қурған шәһәрләрни бирләштүрүп “тарим мәдәнийәт саяһәт һәмкарлиқ бирләшмиси” ни тәсис қилиши чәтәлдики хитай вәзийити вә уйғур мәсилисини йеқиндин көзитип келиватқан бир қисим мутәхәссисләрниң диққәт нуқтисиға айланди.

 “демократик хитай фиронти” ниң муавин рәиси, “манҗурийәни әслигә кәлтүрүш һәрикити” ниң мәслиһәтчиси, канададики сиясий анализчи шең шө ханим бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида, бу келишим һәққидә тохтилип өтти. Униң қаришичә, хитай коммунистик партийәсиниң бу һәрикити маһийәттә өзиниң бастуруш сияситини йәрлик хәлқниң күндилик турмушиға, һәтта көңүл ечишни асас қилған күндилик турмуш паалийәтлиригичә толуқ сиңдүрүватқанлиқи һесаблиниду. Шең шө ханим биңтүәнниң һазир һәрбий контроллуқ системисиниң еһтияҗи үчүн уйғур районида әң еғир вә әң рәһимсиз васитиләрни оттуриға чиқириватқанлиқини, шуниңдәк райондики йәрлик хәлқниң һечқачан әркин яшаш һоқуқидин бәһримән болмиғанлиқини илгири сүрди. У йәнә, нәччә он йилдин буян һәрбий контроллуқ астида туруватқан уйғур райониға хәлқара җәмийәтниң күчлүк һалда арилишиш мәҗбурийитиниң барлиқиниму алаһидә әскәртип өтти.

 “мениңчә хитай коммунистик партийәсиниң шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ сиясити натсистларниң йәһудийларға қолланған биваситә қирғинчилиқ усулидин пәрқлиниду. Хитай һөкүмити натсистларниң әксичә, йәрлик милләтни түптин өзгәртиш үчүн қаттиқ тиркишиватиду. У уйғурларниң миллий тәвәлики, җүмлидин мәдәнийити, тарихи, дини-етиқади, тили, турмуш усули, һәтта күндилик көңүл ечиш паалийәтлиригә охшаш уларниң һаятиниң һәрқайси тәрәплиригичә чоңқурлап кирип, уларни роһий җәһәттин хорлаватиду. Бу хил хорлаш әлвәттә биваситә өлтүрүштинму рәһимсиз вә рәзилдур. Мениңчә хитай коммунистик партийәси йәнә, ‛тарим мәдәнийәт саяһәт һәмкарлиқ бирләшмиси‚ ни қуруш арқилиқ районниң һәр хил йәрлик байлиқлиридин пайдилинип униңдин әң зор дәриҗидики иқтисадий мәнпәәткә еришишни мәқсәт қилиду. Ундин башқа йәнә, хитай бу хил усуллардин пайдилинип хәлқара җәмийәткә техиму көп ялған тәшвиқатларни тарқитиштәк нишаниға йетәләйду. ”

Хәвәрдә ейтилишичә, “келишим” тарим әтрапидики шәһәрләрдә биңтүән вә мәдәнийәт саяһәт амиллириниң бир гәвдилишишини ишқа ашуруш, әтраплиқ болған көп қатламлиқ иттипақ вә һәмкарлиқ мунасивити орнитиш, шундақла өзгичә тәбиий екологийә, тарих вә мәдәнийәт, “қизил мәдәнийәт” вә миллий өрп-адәт вә башқа мәдәнийәт саяһәт байлиқлирини үзлүксиз тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилидиғанлиқини тәкитлигән.

Хитай даирилири 2017-йили уйғур елида милйонлиған уйғурни лагерларға қамап, ирқий қирғинчилиқ сияситини башлиғандин буян “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” вә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси бәрпа қилиш” шоари астида уйғурларни һәр җәһәттин еритип түгитишкә урунуп келиватқанлиқи мәлум. Җүмлидин “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” қурулуши үчүн хизмәт қилидиған бир түркүм “қизил музейлар” вә “қизил мәдәнийәт шәһәрчиси” лириму шу җәрянда бәрпа қилинған иди.

Радийомизниң зияритини қобул қилған германийәдики инсаншунас пәнлири доктори вә уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне ситенберг (Rune Stenberg) әпәндиму бу һәқтики сөһбитимизгә дахил болди. У хитай компартийәси мәркизий комитетиниң биваситә контроллуқидики биңтүәнниң хитайниң уйғур районидики идеологийәлик җәһәттики сиясий пиланлирини әмәлгә ашурушта һалқилиқ рол ойнаватқанлиқини билдүрди. Шундақла йәнә, хитайниң өзиниң “қизил мәдәнийәт” ини уйғур мәдәнийитиниң орниға дәсситип, уни саяһәт түрлири арқилиқ ишқа ашуруватқанлиқини көрситип өтти.

Хәвәрдә көрситилгинидәк, “қизил рәң, қизил қәлб, қизил йол-қәлбниң мәнзили” темисидики бу қетимлиқ мәдәнийәт вә саяһәт байрими “қизил мәдәнийәт” , “қизил муддиа” вә “қизил саяһәтчилик” ни асас қилған болуп, бу қетимлиқ аталмиш “тарим мәдәнийәт-саяһәт байрими” да йемәкликләрни тетиш, шәкилсиз мәдәнийәт мираслири оюнлири, шәкилсиз мәдәнийәт мираслири һәқсиз шипаханилири, сәнәт номурлири вә рәсим көргәзмиси қатарлиқ паалийәтләр орун алған.

Бу һәқтики радийо сөһбитимиздә шең шө ханим йәнә, нөвәттә хитай коммунистик партийәсиниң уйғур районида йүргүзүватқан зулум сияситиниң йәнила давамлишиватқанлиқини, әмма уларниң “сахта тинчлиқ” яритиштәк бу қилмишиниң уруш районлириға қариғанда техиму қорқунчлуқ икәнликини илгири сүрди. Шуниңдәк у йәнә, хәлқара җәмийәтниң бу мәсилини техичә толуқ чүшинип йетәлмигәнликидин ибарәт бу реаллиқниң кишини толиму әпсусландуридиғини тәкитләп өтти.

 “хитай даирилириниң саяһәт, мәдәнийәт вә көңүл ечиш қатарлиқ һәр хил мәзмунлар билән бирләштүрүлгән бу хилдики ‛қизил қәлб, қизил йол, қәлбниң мәнзили‚ дегәндәк бу оюнлири әмәлийәттә, хитайниң мустәбит һөкүмранлиқиниң алаһидиликини биваситә намаян қилиду. Наһайити ениқки, хитай шәрқий түркистанда йәрлик хәлқләргә интайин чекидин ашқан вә рәһимсиз һөкүмранлиқ усулини қоллиниватиду. Әмма, хитай мәйли қандақла қәбиһ усулларни қоллиништин қәтий нәзәр, хәлқниң хитай коммунистик партийәсигә қарши туруш ирадиси вә еңини бу хилдики васитиләр арқилиқ йоқиталмайдиғанлиқини обдан билиду. Шуңлашқа у ишләпчиқириш қурулуш биңтүәнидин ибарәт бу һәрбий қурулмиларни биваситә сәпәрвәр қиливатиду. ”

Доктор руне ситенберг әпәнди ахирида, нөвәттә хитай һакимийитиниң уйғур мәдәнийити, тарихи вә кимликини йоқитишқа урунуватқан мушундақ пәвқуладдә мәзгилдә, уйғурларниң миллий тәвәлик җәһәттин һәр тәрәплимилик йоқитиш вә бузғунчилиқларға учрайдиғанлиқини тилға алди. Әмма, муһаҗирәттики уйғурларниң өз кимлики, мәдәнийити, тарихини сақлаш вә қоғдап җәһәттә күч чиқиришиниң зөрүрлүкини тәкитләп, бу һәқтики пикрини радийо аңлармәнлири билән ортақлашти.

Мутәхәссисләрниң билдүришичә, хитай нөвәттә биңтүән арқилиқ уйғур мәдәнийити вә тарихини бурмилап өзиниң “сәлтәнәтлик” тарихини яритиш мәқситигә йетиш үчүн “қизил саяһәт” нуқтилириға охшаш “қизил мәдәнийәт” тин ибарәт юмшақ васитиләр билән уйғур дияридики зулум сияситини вә мустәбит һөкүмранлиқини техиму күчәйтмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.