Абдулһаким идрис: “хитай билән һәмкарлишиватқан һиндонезийә университетлиридиму уйғур қирғинчилиқини аңлаттуқ! ”
2023.12.18

Баш шитаби америка пайтәхти вашингтондики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис әпәндиниң 8-декабир күни һиндонезийәниң җакарта шәһиридә башланған паалийәтлири давамлашмақта. Уйғур қирғинчилиқи мәсилиси бу қетим һиндонезийәдики бәш шәһәрдә 10 мәйдан аңлитилидиған болуп, абдулһаким идрис 11-декабирдин 15-декабирғичә бир қанчә университет вә тәтқиқат мәркәзлиридә уйғур қирғинчилиқи тоғрисида доклат бәргән. Абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, у һиндонезийәдики хитай билән һәмкарлишиватқан университетлардиму уйғур қирғинчилиқини аңлатқан. Бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн абдулһаким идрис әпәнди билән телефонда сөһбәтләштуқ. У бу һәқтә мундақ деди: “бизниң шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқни аммиви җамаәткә, зиялийларға вә университетлардики оқутқучи-оқуғучиларға аңлитиш паалийитимиз давамлишиватиду. Биз 12-айниң 12-күни һиндонезийә дөләтлик оқуғучилар уюшмиси мәркизидә уйғур қирғинчилиқи, хитайниң ислам диниға уруш елан қилиши вә уйғурларниң еғир вәзийити тоғрисида доклат бәрдуқ.”
Абдулһаким идрис әпәнди һиндонезийәниң һәр қайси шәһәрлиридә давамлишиватқан уйғур қирғинчилиқини аңлитиш паалийитигә кишиләрниң қизиқишиниң наһайити юқири болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “13-декабир күни җакартадики әләзһәр ислам университетида доклат бәрдуқ. 12-Айниң 14-күни йәнә җакартадики парамәдина университетида уйғур қирғинчилиқи тоғрисида доклат бәрдуқ. Шу күнниң өзидә йәнә һиндонезийәниң бандуң шәһиридә уйғур қирғинчилиқи тоғрисида лексийә сөзләш вә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан еғир бесим сиясити баян қилинған китабимниң һиндонезийә тилидики тәрҗимисини тонутуш паалийити өткүзүлди. ”
Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ баш тәптиши, уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис язған “қизил қиямәт: хитайниң түрк-ислам дунясини сүмүрүши вә уйғур қирғинчилиқи” мавзулуқ китаб 2021-йили түркчә һәм инглизчә икки тилда нәшр қилинған болуп, йеқинда һиндонезийә тилиғиму тәрҗимә қилинған. Аптор әсәрдә “хитайниң шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқи һазир қизил қиямәтниң нәқ өзи болуватиду” вә “шәрқий түркистанниң мустәмликә қилинишиниң тарихий җәрянлири вә буниң дәлил-испатлири” дегәндәк темиларни нуқтилиқ йорутуп бәргән.
Мәзкур китаб тоғрисида зияритимизни қобул қилған ислам һәмкарлиқ тәшкилати яшлар комитетиниң баш катипи атлан антори әпәнди мундақ деди: “бүгүн абдулһаким идрис әпәндиниң китабини тонуштуруш паалийити наһайити яхши өтти. Бу китаб паалийәткә қатнашқучиларниң қизиқишини қозғиди. Болупму мусулманлар үммити болған уйғурлар дучар болуватқан мәсилиләр оттуриға қоюлған бу китаб һиндонезийәликләргә шәрқий түркистанни, болупму уйғурларниң еғир вәзийитини аңлитишта зор әһмийәткә игә дәп ойлаймән. ”
Абдулһаким идрис әпәнди һиндонезийәдики паалийәтләрниң мувәппәқийәтлик болуватқанлиқини баян қилди. У бу һәқтә мундақ деди: “биз бәргән доклатлар аңлиғучиларниң зор қизиқишини қозғимақта. Улар қизиқип көплигән соалларни сориди. Әң көп соралған соаллар ‛биз уйғурларға немә қилип берәләймиз? бунчивала еғир зулум болған туруқлуқ немә үчүн бизниң булардин хәвиримиз болмиди? немә үчүн һиндонезийә һөкүмити бу мәсилигә позитсийә билдүрмәйду?‚ қатарлиқлар болди. Бәзи оқуғучилар ‛уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүш бизниң инсаний вә диний бурчимиз. Бундин кейин өзимиз бу хил йиғинларни уюштуруп уйғур қирғинчилиқини аңлитимиз‚ дейишти. ”
Абдулһаким идрис әпәнди бу қетимқи һиндонезийә зияритиниң бурунқиларға охшимайдиған бир тәрипи хитайдики университетлар билән зич мунасивити болған университетларда уйғур қирғинчилиқини аңлитиш болғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “биз доклат бериш йиғини өткүзгән университетларниң бәзилиридә хитайниң куңзи институти бар икән. Биз шу йәрләргә кирип, уйғур қирғинчилиқи билән хитайниң ислам диниға қарши җәң ачқанлиқини тәпсилий оттуриға қойдуқ. ”
Абдулһаким идрис әпәнди һиндонезийәдики паалийитиниң 20-декабир күнигичә давамлишидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бизниң һиндонезийәдики паалийитимиз 20-декабирғичә давамлишиду. Биз доклатлиримизда һиндонезийә һөкүмитигә болған тәләплиримизни оттуриға қойдуқ. Һиндонезийәдики аммиви тәшкилатлардин күткән тәләплиримизниму оттуриға қойдуқ. Шундақла һиндонезийәдики алий мәктәпләр, тәтқиқат мәркәзлири вә оқутқучиларниң уйғурлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрисида доклат тәйярлиши керәкликини тәкитлидуқ. ”
Абдулһаким идрис әпәндиниң ейтишичә, 15-декабирда һиндонезийәниң бандуң шәһиридә әң чоң исламий тәшкилатларниң бири болған “пәрсис” тәшкилатиниң саһибханлиқида уйғурлар һәққидә доклат бериш йиғини өткүзүлгәндин сирт, абдулһаким идрисниң китабини тонуштуруш паалийити өткүзүлгән. Бу паалийәттә уйғур дияриға бирқанчә қетим берип кәлгән һиндонезийәлик аззам муҗиһит әпәнди гуваһлиқ бәргән. У сөзидә “мән уйғурларға ‛әссаламу әләйкум‚ десәм улар ‛вәәләйкум әссалам‚ дәп җаваб берәлмиди. Чүнки бундақ җаваб қайтуруш җинайәт һесаблинидикән” дәп көргәнлирини сөзләш арқилиқ абдулһаким идрис доклатида оттуриға қойған әһвалларниң растлиқини испатлап бәргән. Охшаш паалийәт 18-декабир күни һиндонезийәниң мәдан шәһиридики нусантара ал вашлияһ муслим университетидиму өткүзүлгән.
Абдулһаким идрис әпәнди 8-декабир күни җакартадики исламий мәктәптә, 9-декабир күни муһаммәдийә җамаитиниң оқуғучилар уюшмисида вә 10-декабир күни һиндонезийәниң макассар шәһиридики муһаммәдийә университетида доклат берип, уйғур қирғинчилиқини аңлатқан иди. Абдулһаким идрис әпәнди бу йиғинлардиму хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи, уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити, уйғурлар “шәрқий түркистан” дәп атайдиған бу земинниң тарихи, җуғрапийәлик вә истратегийәлик орни, шундақла мусулманлар дунясиниң уйғур қирғинчилиқи һәққидә сүкүттә турувелиши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тәпсилий мәлумат берип өткән иди.