Һиндонезийә түрмисидики әхмәт бозоғлан: “хитайға қайтурулмаслиқим үчүн уйғур вә хәлқара җамаәттин ярдәм тәләп қилимән”
2020.11.06
Һиндонезийә түрмисидики 4 уйғурдин үчиниң хитайға қайтурулғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалғили икки һәптидин артуқ вақит өткән болсиму, әмма хитай вә һиндонезийә даирилири бу һәқтә техи рәсмий мәлумат бәрмиди. Бу төт мәһбустин нөвәттә техи һиндонезийәдә җаза муддитини өтәватқанлиқи ениқ болған әхмәт бозоғлан алдинқи күни мухбиримизниң зияритини қобул қилип, һиндонезийәдә өзи билән бирликтә тутулған вә бир түрмидә ятқан үч сәпдишини хитайға қайтурулди дәп пәрәз қилидиғанлиқини билдүрди. Шуниң билән бир вақитта у йәнә өзиниңму хитайға қайтурулуп кәтмәслики үчүн хәлқара җамаәттин ярдәм тәләп қилди.
Соал: әссаламу әләйкум, сиз әхмәт бозоғлан боламсиз?
Җавап: вәәләйкум әссалам, шундақ, мән әхмәт бозоғлан болимән.
Соал: вақтиңиз қис икән. Нәқ гәпкә өтәйли, өзиңизниң яки өзүңларниң һиндонезийәгә қандақ келип қалғиниңларни қисқичә дәп беришни халамсиз?
Җавап: болиду, биз түркийәгә меңиш сәпиридә йол издәп бир мәзгил һиндонезийәдә туруп қалған, бу җәрянда қолимиздики паспорттин мәсилә байқилип тутулуп қалдуқ. Биз тәкшүрүливатқан мәзгилдә бу ишқа хитайму арилашти. Хитай бизни сорақ қилди, хитай бизгә бирмунчә ишларни артти вә бизни “қара чапан” дәп тонуштурди. Шуниң билән үч сәпәрдишим 6 йиллиқтин, мән 8 йиллиқ кесилдим.
Соал: үч сәпәрдишиңизниң әһвали һәққидә сиз немиләрни билисиз?
Җавап: мениң билидиғиним, бу үч достумниң 6 йиллиқ җаза муддити тошқан иди, әмма паспорт мәсилиси сәвәплик төләйдиған җәриманиси бар иди, әгәр у җәриманини төлимисә, йәнә 6 ай йетиши керәк иди, хитай шу җаза пулини төләп уларни елип кәтти.
Соал: хитайниң шу җаза пулини төлигәнликини сиз қандақ билдиңиз?
Җавап: җаза муддити тошқан күни кечә саәт 12 гә 10 минут қалғанда, 3 достумни чақиртип елип чиқип кәтти. Уларни шу җаза пулиниң консулхана тәрипидин төләнгәнлики һәққидики қәғәзгә қол қойғузупту. Имзаға басқан бармақлирдики көк рәңни көрдүм, хошлишиватқан вақтимизда улар өзлириму дәп бәрди.
Соал: силәр бир камирда йетиватқанму?
Җавап: төтимиз айрим-айрим төт өйдә, әмма сөзлишип туруш имканимиз бар иди, улар түрмидин айрилидиған чағда йерим саәтчә хошлишиш пурситимиз болди.
Соал: түрмә хадимлири ениқ һалда хитай консулханиси җәриманәңларни төлиди, дәптиму?
Җавап: яқ, пәқәтла консулуңлар төлидила дәпту. Түрк консули яки хитай консули төлигәнликини демәпту.
Соал: шу рәсмийәтләргә имза қоюватқан чеғида янлирида адвокати йоқмикән?
Җавап: йоқкән, чүнки ахбаратчилар билип қалду, дәп адвукатиниму чақирмапту, һәтта достлирим сақчиларниң әтрапдикиләргә мухбирлар уқуп қалмисун, гәп сорап аварә қилиду, дегәнлириниму аңлапту.
Соал: бу пурсәттә уйғур яки хәлқара җамаәткә дәйдиған гәп-сөзлириңиз барму?
Җавап: вақтим бәк аз қалди, бәш минутла гәп қилишимға рухсәт бар. Дәйдиғиним: бизни хитай “қара чапан” дәп әйиблиди, биз “қара чапан” ниң немиликини билмәйдиған кишиләр. Бизниң түркийәгә йол издәпла һиндонезийиәгә келип қалған йеримиз бар, башқа һеч ишни билмәймиз. Мән уйғур вә хәлқара җамаәтниң маңа ярдәм қиилишини, хитайға қайтурулуп кәтмәсликим үчүн түркийә яки башқа бир дөләткә берип панаһлинишимға ярдәмлишишини тәләп қилимән.
Соал: “қара чапан” дегиниңиз терорлуқ әйиблмисиму?
Җавап: шундақ, хитайниң терорлуқ әйиплмиси.... Кәчүрүң, вақтим тошуп қалди....
Соал: мушу соһбәт хатиримизни ахбаратқа ашкарилишимға қошуламсиз?
Җавап: қошулимән, рәхмәт...