Ақсу вилайәтлик тәшвиқат бөлүм башлиқи илһам розиниң түрмидин чиқип 5 күндин кейин вапат болғанлиқи дәлилләнди
2023.03.13
Норвегийәдики уйғуряр фондиниң радийомизға инкас қилишичә, , ақсу вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүминиң сабиқ башлиқи илһам рози өткән һәптә түрмидин чиқип 5 күндин кейин, мушу 7-март, йәни сәйшәбә күни җан үзгән. Мухбиримизниң телефонини қобул қилған ақсу вилайәтлик партикомдики алақидар хадимлар, униң өлүм хәвирини инкар қилмаслиқ билән бирликтә, у вапат болуштин аввал түрмидә икәнликини дәлиллиди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.
Уйғуряр фодиниң йетәкчиси абдувәли аюп әпәндиниң алақидар қаналлири арқилиқ игилишичә, ақсу вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүминиң сабиқ муавин башлиқи илһам рози түрмидин қоюп берилип бәш күндин кейин җан үзгән. Дейилишичә, ақсу шәһәрлик игәрчи сақчихана хадимлири җаза муддитини өтәватқан илһам розини биңтүәндики бир түрмидин елип чиқип ақсу шәһиридики яшанғанлар санаторийәсигә орунлаштурған; түрмидин еғир кесәл һаләттә елип чиқилған илһам рози санаторийәдә 5 күн қалғандин кейин һаятидин айрилған.
Мәлум болушичә, ақсу вилайәтлик партком әрзийәт бөлүми башлиқи әйни вақитта вилайәтлик сиясий қанун комитетиниңму бир әзаси болуп, у илһам розиниң тутулуш вә кесилиш җәрянидин хәвәрдар икән. Мәзкур идарә башлиқи дәсләптә илһам розиниң әһвалидин хәвәрсизликини ейтти, әмма илгириләп сориған соаллиримиздин кейин, илһам розиниң вапатидин хәвири барлиқини етирап қилди. Әмма, хизмәт мәхпийәтликини сәвәб көрситип, илһам розиниң тутулуш, кесилиш вә түрмидин қоюп берилиш сәвәблири һәққидә мәлумат беришни рәт қилди.
Абдувәли аюпниң тонуштурушичә, 1965-йили шаярда туғулған илһам рози 1988-йили қәшқәр педагогика ониверситетиниң әдәбият факултетини пүттүргән. У хизмәткә чиққандин кейин иҗтимаий паалийәтчанлиқи вә натиқлиқи билән җәмийәттә тезла тонулған. Бир мәзгил шаяр наһийәлик оттура мәктәп, шаяр наһийәлик маарип идарисидә мудир вә ақсу вилайәтлик маарип башқармисида башқарма башлиқи болуп хизмәт қилған илһам рози 2010-йиллардин кейин аптоном район бойичә алқишқа сазавәр натиқ болуп баһаланған вә вилайәтлик тәшвиқат бөлүмигә муавин башлиқ болуп өстүрүлгән. У хизмәт җәряндики нутуқлирида, ялғуз хитай тәрәпниң тәшвиқатини қилипла қалмастин, аңлиғучилириға йәнә миллий аң вә миллий роһ тәрбийәсиниму елип барған. Болупму униң язғучи ялқун рози билән шаир абдуқадир җалалидинни бир қанчә қетим лексийә сөзләшкә дәвәт қилиши, униң тутқун қилиниши вә узун кесилишигә сәвәб болған.
Мәлум болушичә, униң пәрзәнтлири дадисиниң компартийә тәшвиқатини қилғанлиқи вә у уюштурған лексийәләрдики мәсилиләрдә дадисиниң мәсулийити йоқлуқини билдүрүп, сот һөкүмигә наразилиқ әрзи сунған.
Юқириқи әрзийәт идариси башлиқи, илһам розиниң пәрзәнтлириниң наразилиқ әрзиниң аптоном районлуқ сот тәрипидин рәт қилинғанлиқини ашкарилаш арқилиқ, мәрһумниң вапатидин аввал түрмидә икәнликини дәлиллиди.
Уйғуряр фондиниң илгирики ениқлашлиридин мәлум болушичә, илһам рози2019-йили оғли бәхтияр илһам билән бирликтә тутқун қилинған. Бәхтияр икки йилчә “тәрбийә” ләнгәндин кейин қоюп берилгән. У өзи болса, бөлгүнчилик билән әйиблинип 15 йиллиқ кесиветилгән.
Илһам розиниң тутқун қилиништин аввал сақ-саламәт икәнлики мәлум, әмма түрмидә немә сәвәбтин вә қандақ кесәлгә гириптар болғанлиқи мәлум әмәс.
Телефонимизни қобул қилған бир сақчи хадими, илһам розиниң игәчи сақчиханиси тәрипидин түрмидин ачиқилип чоңлар санаторийәсигә орунлаштурғанлиқини вә санаторийәгә келип 5 күндин кейин вапат болғанлиқини дәлиллиди.
Әмма хадимлар, илһам розиниң немә үчүн дохтурханиға яки өйигә апирилмастин санаторийәгә априлғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди. Абдувәли аюпниң илгири сүрүшичә, буниң сәвәби, униң кесилиниң ахирқи басқучқа келип қалғанлиқи вә уйғур елида санаторийәләрниң 2017-йилидин кейин лагер орнида ишлитиливатқанлиқидур.