Америка дөләт мәҗлиси хитай комитетиниң қош рәислири илһам тохтини нобел тенчлиқ мукапатиға көрсәтти
2025.04.01
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң қош рәислири сәйшәнбә күни мәктуп йоллап, өзлириниң уйғур зиялиси илһам тохтини 2025-йиллиқ нобел тенчлиқ мукапатиға көрсәткәнликини елан қилди. Улар нобел комитетиға әвәткән бу мәктупида йәнә моңғул паалийәтчи хада, хоңкоң паалийәтчи җимми ләй, хитай христиан попи ваң йи вә журналист хуаң шучинниму бу мукапатқа бирликтә көрсәткәнликини билдүрди.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң қош рәислиридин авам палата әзаси крис смит билән кеңәш палата әзаси җәф мерклийниң нобел комитетиға әвәткән мәктупида, “бу нобел тенчлиқ мукапати өзи вә аилисигә кәлгән зор бәдәлгә қаримай башқиларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдиған бу шәхсләргә берилгәндә, у дуняниң һәр қайси җайлирида яшайдиған милярдларчә хәлқниң ипадилигән тенчлиқ вә әркинликкә болған истикиниң хитай компартийәсиниң һөкүмранлиқи астидики хәлқ билән һеч пәрқи йоқлиқидәк сигнални бериду” дегән.
Бу икки қош рәис мәктупида йәнә, “уйғур зиялиси илһам тохтиниң қилған хизмәтлири хитайда кишилик һоқуқ вә қанун билән идарә қилишни тенчлиқ билән қолға кәлтүрүш йолини таллиғанлиқиға вәкиллик қилиду. Униң көрсәткән хизмәтлири хитай даирлириниң йеқинқи йиллардин бери уйғур районида елип барған қәбиһ җинайәтлирини нәзәргә тутқинимизда техиму муһим орунни игиләйду” дегән.
Бу америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң илһам тохтини тунҗи қетим нобел тенчлиқ мукапатиға көрситиши болмастин, бу комитет илһам тохтини өткән йилиму көрсәткән икән. Мәлум болушичә, буниңдин илгири муһаҗирәттики уйғур давасиниң байрақдарлиридин бири болған рабийә қадир ханим вә тонулған уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийи, уйғур һәрикити тәшкилати вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиму нобел тенчлиқ мукапатиға көрситилгән.









