Илһам тохти аниси насипхан қунахунниң вапатидин хәвәрсиз турмақта

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2024.09.19
ilham-tohti-ilham-toxti-anisi-apisi.jpg Илһам тохти хитай сақчилири тәрипидин тутқун қилинғандин кейин, аниси униң бейҗиңдики өйидә йиғлаватқан көрүнүш. 2014-Йили 16-январ.
AP Photo/Andy Wong

Норвегийәдики “уйғуряр фонди” йеқинда түрмидә җаза өтәватқан пирофессор илһам тохтиниң аниси насипхан қунахунниң буниңдин икки йилчә аввал вапат болғанлиқи һәққидә учур алған. Учурда илһам тохтиниң анисиниң йүзини көрәлмигәнлики, һәтта өлүмидин хәвәрсиз қалдурулғанлиқи әскәртилгән.

Мәлум болушичә илһам тохти тутқун қилинған күни аниси насипхан бейҗиңда илһамниң өйидә туруватқан болуп, тутқундин узун өтмәй юрти атушқа қайтип кәлгән. Йүрәк парисиниң қолиға койза селинғиниға өз көзи билән шаһит болған насипхан аниниң атушқа кәлгәндин кейин әслидә бар болған қан бесим вә йүрәк кесили техиму еғирлашқан. “уйғуряр фонди” ниң йетәкчиси абдувәли аюпниң игилишичә, 10 йилчә көз йеши қурумиған насипхан ана, 2022-йилиниң бешида көрүш қуввити тамамән йоқалған һаләттә атуш шәһәр ичидики өзи олтурушлуқ аилиликләр қорусида 76 йешида җан үзгән.

Телефонимизни қобул қилған мәзкур аилиликләр қорусидики аһалиләр комитети хадими насипхан аниниң өлүм учури һәққидә мәлумат беришни кәскин тонда рәт қилди. Мәзкур қоруниң аманлиқ хадими болса, насипхан аниниң өлүминиң йеқин уруқ-туғқанлири биләнла узиғанлиқини баян қилди. Өлүмниң аддий вә тинч узиғанлиқини илгири сүргән бу хадим, өлүм мурасими җәрянида сақчиларниң мусибәтлик аилини яки заратгаһлиқни назарәт қилидиған ишларниң болмиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә илһам тохтиниң анисиниң дәпнә ишлириға қатнаштурулмиғанлиқини дәлиллиди.

Нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан сабиқ сақчи йолвас әпәнди илһам тохтиниң анисиниң өлүм мурасимиға қатнишалмаслиқ әһвали һәққидә тәсиратлирини баян қилди.

Мәсилини писхологийә нуқтисидин көзәткән йолвас әпәндиниң қаришичә, өлүм хәвири гәрчә аччиқ болсиму өлгүчиниң йүзини көрүш, вәсийәтлирини аңлаш, хисләтлирини әсләш вә униң үчүн дуа қилиш мусибәт игисиниң қәлбидики азабни йениклитиду. Шуниңдәк һал сорап кәлгән юрт җамаәтниң дуа-тиләклири мусибәт игисиниң қәлбидики җараһәтни давалайду. Өлүм хәвирини кечикип яки уштумтут әһвалда аңлаш болса җудалиқ туйғусиға һәсрәт вә гунаһкарлиқ туйғусини қетип, мусибәт игисини һәссиләп азаблайду.

Шуңа йолвас әпәнди хитай даирилириниң илһам тохтини анисиниң өлүмидин хәвәрсиз қалдурушини “инсанийлиқтин чиққан қилмиш” дәп әйибләйду вә илһам тохтиға үстиләп берилгән бир җаза дәп қарайду. Йолвас әпәндиниң әскәртишичә, демократик дөләтләрниң түрмә қанунлири мәһбусни өзгәртишни мәқсәт қилған болғачқа, мәһбусниң биваситә аилә әзалири вапат болған мәзгилдә аилисини зиярәт қилишиға рухсәт қилиш арқилиқ, мәһбусқа инсаний нуқтидин тәсир көрситиш йолини тутиду. Диктатура вә мустәмликичи дөләтләрниң түрмә қанунлири мәһбусни роһий вә җисманий җәһәттин йоқ қилишни мәқсәт қилған болғачқа, мәһбусларға бундақ бир инсаний мәрһәмәтни артуқчә дәп қарайду һәмдә бу мәзгилни үстиләп җазалашниң бир пурсити, дәп тонуйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.