Илһам тохти муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғанлиқиниң 10-йилида уни шәртсиз қоюп бериш садалири күчәймәктә

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.09.24
ilham-toxti-ilham-tohti-karton.jpg Хитай һөкүмитиниң муддәтсиз қамақ җазаси муддитини өтәватқан уйғур зиялийси илһам тохтиған атап ишләнгән картон. 2024-Йили январ.
Yettesu

Илһам тохти хитай түрмисидә муддәтсиз җаза муддити өтәватқиниға 10 йил толған бүгүнки күндә, хәлқара җәмийәтниң уни шәртсиз қоюп бериш һәққидики садалири барғансери күчәймәктә.

Бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, иқтисадшунас илһам тохти 2014-йили 1-айниң 15-күни бейҗиңдики өйидин тутуп кетилип, шу йили 9-айниң-23-күни үрүмчи оттура сот мәһкимиси тәрипидин “бөлгүнчилик” вә “дөләтни парчилаш” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Илһам тохти өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинип хитай түрмисидә җаза муддити өтәватқан 10 йилдин буян, у виҗдан мәһбуси сүпитидә ғәрб демократик дөләтлиридә “өз миллитиниң әркинлики үчүн күрәш қилған қәһриман” дәп тәриплинип кәлди. Йеқинқи йилларда у “сахароф әркинлик мукапати” қатарлиқ 10 дин артуқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапати билән мукапатланди; бирқанчә қетим “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзатлиққа көрситилди. Ғәрб демократик дөләтлиридики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һөкүмәтләр изчил һалда хитай һөкүмитидин уни шәртсиз қоюп беришни тәләп қилип кәлди.

Бу йил, йәни илһам тохти тутқун қилинғанлиқиниң 10 йиллиқи мунасивити билән “хәлқара кәчүрүм тәшкилати”, “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” вә “илһам тохтини қоллаш гурупписи” қатарлиқ көплигән тәшкилатлар баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин илһам тохтини қоюп беришни тәләп қилди. Илһам тохтиниң америкадики қизи җәвһәр илһамму мустәқил таратқуларниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң дадиси илһам тохтиға әркинлик бериши керәкликини тәкитлиди.

 “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” хитайниң бу йиллиқ “тавуз чағини”, йәни “айтоқач байрими” мәзгилидә елан қилған баянатида, “айтоқач байрими” ниң хитай әнәниси бойичә аилә әзалири җәм болидиған байрам икәнликини, хитай һөкүмитиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохтини дәрһал қоюп беришни тәләп қилған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баянатида мундақ дейилгән: “тавуз чағини байрими аилә әзалири җәм болидиған бир вақит, әмма уйғур алими вә паалийәтчи илһам тохтиниң өйидә болалмиғанлиқиға топтоғра 10 йил болди. У һаятини уйғурлар билән хитайлар оттурисидики чүшиниш вә диялогни илгири сүрүшкә беғишлиған иди. Униң қизи җәвһәр, хәлқара җәмийәтни дадисиниң өйигә қайтип келиши үчүн ярдәмдә болушқа чақирмақта”.

 “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” му 9-айниң 23-күни өзиниң тор бекитидә “хитай, өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилған иқтисадшунас илһам тохтиға әркинлик бериши керәк” дегән темида баянат елан қилған. Баянатта, “сахароф әркинлик мукапати” ға еришкән илһам тохтиниң хитай түрмисидики ялғуз кишилик камерда йетиватқанлиқи, һәтта аилисидикиләрниң зиярәт қилишиғиму йол қоюлмиғанлиқи тәкитләнгән, шундақла, хитай һөкүмитини илһам тохтини дәрһал қоюп беришкә чақирған.

 Илһам тохтиниң америкадики қизи җәвһәр дадиси тутқун қилинған 10 йилдин буян бу аилиниң бешиға кәлгән еғир күлпәтләр һәққидә, әркин асия радийосиға елхәт арқилиқ җаваб қайтурди. У хетидә мундақ дәп язған иди: “дадам әмдила 2 яшқа киргәндә бовам аләмдин өткән икән. Момам улуғ бир аял, у күчлүк һәм қәйсәр иди. У һаятида қайта той қилмиди, һаятини оғуллирини беқип қатарға қошушқа сәрп қилди. Һалбуки, момам өмриниң ахирқи бир қанчә йиллирини балилири вә нәврилири билән бирликтә хатирҗәм өткүзәлмиди. Униң нәврилиридин бири-йәни мениң нәврә туғқанлиримдин нуралийә ялқун 2017-йили 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди. У момамниң һалидин хәвәр еливатқан асаслиқ аилә әзалиридин бири иди. Дадам 2014-йили муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди. Мән болсам өсмүрлүк чеғимдин башлапла өйдин айрилип дуняниң у четигә әвәтилдим. Буларниң һәммиси, йәни арқа-арқидин кәлгән вәйранчилиқлар момамни йиқитти. У өткән он йилда өзиниң сөйүмлүк балилири вә нәврилиригә бир иш болушидин әнсирәп, һеч вақит хатирҗәм күн өткүзәлмиди. Ахири ғәм-әндишә вә еғир кесәллик, униң әң ахириқи енергийәсиниму хоритивәтти. Иншааллаһ, у һазир җәннәттә, йәни техиму яхши җайда. Әмди у һәммимиз үчүн дуа қилмисиму, ғәм қилмисиму болиду!”

23-Сентәбир күни радийомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилған җәвһәр илһам, 10 йилдин буян хитай түрмисидә йетиватқан дадиси илһам тохтиниң һазир үрүмчидики қайси түрмидә икәнликиниң ениқ әмәсликини билдүрди. У, туғқанларниң дадисини йоқлишиға йол қоюлмиғанлиқи, һәтта икки йил илгири, йәни 2022-йили кесәл билән вапат болған момиси насипхан қунахунниң өлүм хәвириниму йеқинда бир тасадипий аңлиғанлиқини билдүрди.

Илһам тохтиниң хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинишиға қарита, чәт әлләрдики уйғур җамаити, уйғур тәшкилатлири вә нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири өзлириниң үзлүксиз наразилиқини билдүрүп кәлмәктә. Булардин башқа, униң әсәрлири билән йеқиндин тонушқан хитай демократлири вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириму илһам тохтиниң муддәтсиз қамаққа һөкүм қилишиниң адаләтсизлик һәтта еғир җинайәт икәнликини тәкитләп кәлмәктә. Буларниң бири америкадики “хитайни өзгәртиш” тор бекитиниң мәсули сав яшө ханимдур.

23-Сентәбир күни радийомиз зияритини қобул қилған сав яшө ханим, хитай һөкүмитиниң илһам тохтини муддәтсиз қамаққа қамишини хитай тарихидики әң чоң адаләтсизлик, шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларни дүшмән билгәнликиниң бир ипадиси,-деди. Дәп тәриплиди.

 Сав яшө ханим мундақ деди: “илһам тохтиға җаза һөкүм қилинғанлиқиға 10 йил болди, әмма түрмидә йетиватқиниға 11 йил болай деди. Шәхсий нуқтидин десәм, мән илһам тохтиниң түрмигә қамалғинидин интайин азабландим, һәтта ғәзәпләндим. Чүнки хитай һөкүмити әгәр башқа милләтләрниң қобул қилишиға вә етирап қилишиға һәқиқий сәмимийити билән еришмәкчи болған болса, уйғурлар билән хитайлар оттурисидики өзара чүшиниш вә баравәрлик үстигә қурулидиған мунасивәттә, илһам тохти һөрмәтлинишкә тегишлик киши иди. Йәни у икки тәрәп оттурисидики сөһбәт вә диялогда көврүклүк ролини ойнайдиған шәхс иди. Әмма улар илһам тохтини әң хәтәрлик адәм дәп түрмигә қамиди. Илһам тохтини хәтәрлик адәм дәп түрмигә қамашниң өзи, хитай һөкүмитиниң, йәни компартийә һөкүмитиниң уйғурларни дүшмән дәп қарайдиғанлиқиниң ипадиси, дейишкә болиду.”

Радийомиз игилигән әң йеңи учурлардин мәлум болушичә, 23-24-сентәбир күнлири ғәрб демократик дөләтлиридики техиму көп кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бир қисим дөләтләрниң һөкүмәтлириму илһам тохтиға әркинлик берилиши керәклики һәққидә мәхсус баянатлар елан қилған. явропа парламентиниң 20 дин артуқ әзаси 24-сентәбир күни елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң илһам тохтини шәртсиз қоюп беришини тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.