Атушта есил сортлуқ йәрлик үзүмләр бу йил херидарсиз қелип, деһқанлар зиян тартқан

Мухбиримиз қутлан
2015.11.04
turpan-kocha-uzum-305.jpg Турпан яшлар кочиси үзүм бариңи. 2005-Йили 10-феврал.
wikipedia.org


Атуш йезилирида өстүрилидиған есил сортлуқ йәрлик үзүмләрниң бу йил херидарсиз қалғанлиқи вә уйғур деһқанлириниң зиян тартқанлиқи һәққидики хәвәрләр иҗтимаий таратқуларда инкас қозғимақта.

Радийомиз бу һәқтики хәвәрләрни дәлилләш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, йәрликтин ениқ мәлумат елишқа тиришти.

Атушниң шоруқ кәнтидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур деһқан бу һәқтә мунуларни билдүрди:

“шундақ, бу йил атушниң үзүмлири херидарсиз қалди, сетилмиди, деһқанлар зиян тартти. Мениң үзүмлүк беғим йоқ, әмма әтраптики деһқанлар һәм юрт - җамаәтниң үзумлирини саталмайватқанлиқидин хәвирим бар. Ичкиридин мәхсус үзүм сетивелиш үчүн келидиған содигәрләрму кәлмиди.”

У бизниң бу йиллиқ үзүмниң баһаси һәққидики соалимизға мундақ җаваб бәрди:

“бу йил баһа бәкла чүшүп кәтти, йерим баһа чүшүп кәтти, буниң сәвәбини шәхсән мән уқалмидим. Үзүм содигәрлириниң немә сәвәбтин бу йил атушқа үзүм сетивелиш үчүн кәлмигәнликиниму билмидим. Амалсиз қалған деһқанлар үзүмлирини соғуқ сақлаш искилатлирида сақлашқа мәҗбур болмақта. Илгири ичкий өкилиләргә вә һәтта пакистан қатарлиқ чәт мәмликәтләргә сетилидиған үзүм бу йил сетилмиди. Әтраптики вилайәт, наһийәләрдә, йәни қәшқәр, ақсу тәрәпләрдиму үзүмниң баһаси чүшүп кәткәнликини аңлаватимиз. Буниңға һөкүмәтму үнүмлүк чарә қилалмиди болғай…”

Қизилсу областлиқ һөкүмәттин атушниң азақ йеза қумсеғир кәнтигә “хизмәт гурупписи” тәркибидә чүшкән мәвлан исимлик бир кадирму зияритимизни қобул қилди.

У зияритимиз җәрянида мунуларни билдүрди: “биз областлиқ һөкүмәттин бу йил 3 - айда азақ йезисиниң қумсеғир кәнтигә хизмәт гурупписи болуп чүштуқ. Һазир йерим йилдин ашти. Сизгиму мәлум, һәр йили талашта қалидиған атуш үзүми бу йил сетилмиди, херидарсиз қалди. Бу әһвалда атуш деһқанлириниң иқтисадий зиянға учриши ениқ. Шуңа биз хизмәт гурупписидикиләр деһқанлар билән содигәрләр арисида қатрап йүрүп уларни баһада келиштүрүшкә вә үзүмләрни вақтида бир тәрәп қилишқа көп тириштуқ. Һалбуки, ичкиридин келидиған чоң үзүм содигәрлири кәлмигәчкә, үзүмләрни вақтида бир тәрәп қилғили болмиди.”

Хизмәт гурупписиниң кадири мәвлан йәнә мунуларни илгири сүрди: “аңлишимизчә, ичкий өлкиләрдики қизил һарақ ишләпчиқиридиған завутлар зиян тартқанмиш. Шуңа завут хоҗайинлири бу йәрдин зор миқдарда үзүм сетивелиштин әнсиригән болса керәк. Ундин башқа йәнә немә сәвәб бар, буниңға мән ениқ бирнәрсә дейәлмәймән. Чүнки мән муқимлиқ хизмити қиливатқан кадир болғанлиқим үчүн бу һәқтә ениқ бирнемә десәм сөзүмгә игә болсам болиду!”

У бизниң “ичкий өлкиләрдики үзүм содигәрлириниң бу йил уйғур аптоном райониға кәлмәслики бу йәрдики сиясий вәзийәт, йәни муқимсизлиқ амиллири билән мунасивити барму - йоқ?” дегән соалимизға өз алдиға җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтти һәмдә юмшақ баһанә - сәвәб көрситип давамлиқ сөзлишишни рәт қилди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.