Данийәдә уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ елип берилди
2024.08.28

Бүгүн, йәни 28-авғуст күни данийәниң пайтәхти копенһагендики “данийә кишилик һоқуқ институти” да уйғур ирқий қирғинчилиқи тема қилинған гуваһлиқ паалийити өткүзүлгән.
Бу қетимлиқ гуваһлиқ бериш паалийитигә голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ, “голландийә уйғур кишилик һоқуқ фонди” дин әнвәр әрдәм, голландийәдики яш язғучи вә сиясий паалийәтчи әхмәтҗан қасим қатарлиқлар қатнашқан.
“голландийә уйғур кишилик һоқуқ фонди” дин әнвәр әрдәм зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи гуваһлиқ бериш паалийитигә 50 тин артуқ юқири қатламдики кишиләр, данийә парламентиниң әзалири вә сиясәтчиләр, тәтқиқатчилар, шундақла данийәдики даңлиқ гезитләрниң мухбирлири қатнашқанлиқини билдүрди. У йәнә өзиниң бу қетимлиқ гуваһлиқ бериш паалийитидә оттуриға қойған муһим баянлири һәққидә мәлумат бәрди.
Лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимму радийомизниң зияритини қобул қилип, өзлириниң бүгүн әтигәндә голландийәдин данийәгә йетип кәлгәнликини, шундақла өзиниң данийә кишилик һоқуқ институтида уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бәргәнликини билдүрди.
Қәлбинур ханимниң билдүрүшичә, у гуваһлиқ бериш паалийитиниң ахирида данийәдики бир гезитниң зияритини қобул қилған болуп, өзиниң лагерда көргәнлири вә хитайниң ирқий қирғинчилиқ сияситини әмәлий мисаллар һәм дәлил-испатлар билән тонуштурған. У өзини зиярәт қилған данийәлик мухбирниң “сениң узун муддәтлик арзуюң немә?” дегән соалиға “шәрқий түркистанниң хитай ишғалийитидин қутулуши, уйғур хәлқиниң һөр вә әркин һаятқа еришип, өзлириниң мустәқил дөлитидә яшишидур” дәп җаваб бәргәнликини тәкитлиди.
Бу қетимқи гуваһлиқ бериш паалийитигә голландийәдики яш язғучи вә сиясий паалийәтчи әхмәтҗан қасимму қатнашқан болуп, у өзиниң “әйни вақиттики ‛җәнвә әһдинамиси‚ниң роһиға асасән б д т вә униңға әза дөләтләрниң бу қирғинчилиқни тохтитиш мәҗбурийити барлиқини, шундақла данийәниңму бу мәсулийәтни ада қилиши керәкликини” оттуриға қойғанлиқини билдүрди.
Бу паалийәтни “голландийә уйғур кишилик һоқуқ фонди” тәшкиллигән болуп, бу тәшкилатниң рәиси әнвәр әрдәмниң билдүрүшичә, бу бир нәччә күн ичидә данийәдики әң чоң күнтахта ширкитиниң тәклипигә бинаән хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқ сиясити, уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси, хитайда ишләпчиқирилған күнтахтиниң қараңғу йүзи һәққидә гуваһлиқ бериш паалийити өткүзүлидикән.