Алмутада уйғурлар “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” ни хатирилиди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2024.12.11
Йеңи нөвәтлик америка һөкүмити уйғур мәсилиси бойичә кейинки қәдәмни қандақ елиши мумкин? Америка хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиғанлиқи мунасивити билән ишләнгән картон.
Yettesu

Буниңдин төт йилға йеқин вақит илгири, йәни 2021-йили 1-айда америка һөкүмити хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан һәддидин ашқан бастуруш сияситини рәсмий йосунда ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп атиғаниди. Шу йили 9-декабир күни болса, әнглийәдә қурулған мустәқил “уйғур сот коллегийәси” көплигән пакитлар асасида хитай һакимийитиниң уйғурларға қарши йүргүзүватқан җинайәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитти.

Долқун әйса рәһбәрликидики дуня уйғур қурултийи бир йилдин кейин 9-декабир күнини “дуня уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” қилип бекитишни тәшәббус қилди. У өткән йили 27-сентәбирдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 54-нөвәтлик йиғининиң айрим йиғинида сөзгә чиқип, хитай һакимийитиниң уйғур елидики сияситини қаттиқ әйиблигән иди. Әнә шуниңдин кейин һәр мәмликәтләрдә яшаватқан уйғурлар, шу җүмлидин дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкиллириму бу күнни хатириләшни күн тәртипигә қойған. Шу мунасивәт билән бу йилму 8-декабир күни алмута шәһириниң султанқорған мәһәллисигә җайлашқан “қорған” ресторанида хатириләш мурасими өткүзүлди.

Алмутада өткүзүлгән “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” ни хатириләш мурасимидин көрүнүш. 2024-Йили 8-декабир
Алмутада өткүзүлгән “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” ни хатириләш мурасимидин көрүнүш. 2024-Йили 8-декабир
RFA/Oyghan

Хатириләш мурасимиға риясәтчилик қилған дуня уйғур қурултийи вәкиллириниң бири рәһим мәнсуроф униң асасий сәвәбини чүшәндүрүп өтти. Андин азадлиқ вә әркинлик үчүн қурбан болған шеһитләргә атап қуран тилавәт қилинди.

Мурасимда сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийиниң баш мәслиһәтчиси, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди хитай һакимийитиниң уйғурларға қарши йүргүзүватқан җинайәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитиштә уйғур лагер шаһитлириниң һәмдә “уйғур сот коллегийәси” ниң чоң рол ойниғанлиқини алаһидә тәкитлиди. У мәзкур қарарниң қандақ қилип мәйданға кәлгәнлики һәм униң әмәлгә ашурулуши һәққидә тәпсилий тохталди.

Алмутада өткүзүлгән “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” ни хатириләш мурасимидин көрүнүш. 2024-Йили 8-декабир
Алмутада өткүзүлгән “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” ни хатириләш мурасимидин көрүнүш. 2024-Йили 8-декабир
RFA/Oyghan

Радийомиз зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң вәкили гүлпәм зордунова ханим қазақистандики уйғурларниң һәр қандақ бир хатириләш мурасимини йәрлик һакимийәтләр билән келишкән һалда һәмдә җәмийәтлик бирләшмиләрниң қоллап-қуввәтлишидә өткүзүшниң муһим әһмийәткә игә икәнликини, уйғурлар тәқдиригә аит мәлуматларни хәлққә йәткүзүшниң, маарип, мәдәнийәтни маддий вә мәниви қоллап-қуввәтләшниң зөрүрлүкини оттуриға қойди.

Гүлпәм зордунова хитайниң уйғурларға қарши йүргүзүватқан “ирқий қирғинчилиқ” сияситини қаттиқ әйиблиди һәм уйғурларға бәхт вә мустәқиллиқ тилиди.

Зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң вәкили бәхтияр союзоф әпәнди мундақ деди: “раст, һазир америка башлиқ демократик дөләтләрниң коммунистик хитайниң тарихий вәтинимиздики уйғурларға һәм башқиму қериндаш түркий-мусулман хәлқләргә қарши йүргүзүватқан сияситини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ вә ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ дәп елан қилсиму, бәзи мусулман вә бир қанлиқ һәм қериндаш түркий мәмликәтләрниң сүкүт сақлап ятқанлиқи мени вә башқиму қериндашларни қаттиқ әпсусландуриду. Биз қазақистанда хитайниң хәлқимизгә қаратқан зиянкәшликини яшлиримизға, кейинки әвладларға чүшәндүрүшимиз керәк. Һазир көплигән яшлиримиз уйғурларниң бешиға келиватқан дәрд-әләмни чүшәнмәйду. Биз мушундақ паалийәтләргә әнә шу яшлиримизни көпләп җәлп қилишимиз керәк. Чүнки келәчәктә уйғур дәвасини қилидиған, хәлқимизниң еғир җапасини хәлқара тәшкилатларда оттуриға қоюп, униң һоқуқини қоғдайдиған яшлиримизниң сепини көпәйтиш муһим әһмийәткә игә. Шуниң үчүн уларни оқутуш керәк, тәрбийәләш керәк”.

Бәхтияр союзоф шуниңдәк дуня уйғур қурултийиниң һәр мәмликәтләрдики әзалири яки вәкиллириниң сиясий саватини көтүрүш, мукәммәлләштүрүш үчүн әмәлий һәрикәтләрни қиливатқанлиқини һәм келәчәктә бу ишни техиму җанландуруш лазимлиқини билдүрди.

Игилишимизчә, қазақистандики уйғурлар һәр қандақ хатирә мурасимлириға чоң қизғинлиқ билән қатнишип, қазақистан һөкүмитиниң қанунлирини сақлиған һалда, уйғур диярида йүз бериватқан миллий бастуруш һәрикәтлиригә қаттиқ наразилиқини билдүрмәктә. Улар дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкиллири уюштуруватқан паалийәтләргә қатнишиватқан болсиму, йәнила буниңға болупму яшларниң дегүдәк көңүл бөлмәйватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.