9-Декабир “уйғур ирқий қирғинчилиқни хатириләш күни” мунасивити билән японийәдә паалийәтләр өткүзүлди
2024.12.11
Дуня уйғур қурултийи 2021-йили 18-ноябир күни иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғинини чақирип, уйғур дәвасини инсанийәтниң дәвасиға айландуруш үчүн, 9-декабир күнини “уйғур ирқий қирғинчилиқини хатириләш күни” қилип бекитип, пүтүн дуня миқясида кәң-көләмдә хатириләшкә чақириқ қилғаниди.
Бу мунасивәт билән японийә уйғур җәмийити хитайға қарши кәң-көләмлик наразилиқ намайиши вә һәр хил шәкилләрдики хатириләш паалийити өткүзди.
Җәмийәт мәсуллириниң билдүрүшичә, 7-декабир күни японийәдики уйғурлар, уйғурларни қоллаватқан парламент гуруппилири билән бирликтә токйоға йеқин ямато дегән шәһәрдә коча тәшвиқат паалийити вә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзгән. Булардин сирт хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән 8-декабир күни японийәниң токйо шәһиридә бирләшмә намайиш өткүзүлгән.
Йиғин ахирлашқандин кейин, нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси, дуня уйғур қурултийиниң вәкили савут мәмәт әпәнди-7декабир күнидики паалийәтләр тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу паалийәткә уйғурлар, бизни қоллаватқан японлар вә йәрлик парламент әзалири қошулуп көп санда киши қатнашти. Паалийәт җәрянида биз вә башқа қатнашқучилар қисқа нутуқлар сөзлиди. Андин сирт бу һәқтә мәхсус тәйярлиған тәшвиқат варақчилири вә лагер шаһитлириниң һекайилири әкс әттүрүлгән картон китаблар тарқитилди. Бу паалийәт икки саәт давамлашти.”
Униң ейтишичә, бу паалийәт тәхминән икки саәт давамлашқан болуп, намайишчиларниң нутқини аңлиған, варақча билән картон китабни оқуған японлар, намайишчилар билән сөзлишип, “силәр чоқум ғәлибә қилисиләр, биз силәрниң һәққаний дәвайиңларни қоллаймиз” дейишкән.
Уйғурларни қоллаш йәрлик парламентниң әзаси, канагава өлкиси ямато шәһриниң парламент әзаси накамура казуо әпәнди коча тәшвиқат паалийити җәрянида кишиләргә сөз қилип мундақ дегән: “йолучилар, силәр хитай һөкүмити шинҗаң уйғур аптоном районида уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини аңлап бақтиңларму? мән тунҗи қетим аңлиғанда 21-әсирдә мушундақ ишму йүз берәмду? дәп, өз қулиқимға ишәнгүм кәлмиди. Бу һазирму давамлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидур. Һазир японийә уйғур җәмийити бу тоғрулуқ тәйярлиған варақчиларни тарқитиватиду. Көрүп чиқишиңларни үмид қилимән”.
Коча тәшвиқат паалийити ахирлашқандин кейин бир залда гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлгән. Мәзкур йиғинда уйғур шаһитларниң һаяти әкс әттүрүлгән филим көрситилгән. Андин савут мәмәт әпәнди сөз қилип, хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини испатлар билән оттуриға қойған.
10-Декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән һәр йили японийәдә хитайға қарши паалийәтләр өткүзүлмәктә. Бу йил 8-декабир күни, японийәдики уйғурлар японийә пайтәхти токйониң әң ават җайида 14 милләтниң тәшкилатлири билән бирликтә бирләшмә намайиш өткүзгән. Савут мәмәт әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “биз һәр йили моңғул вә тибәтләрниң қатнишиши билән бирләшмә паалийәт елип бараттуқ. Һазир бирләшмә намайишқа қатнишидиған әзалиримиз көпәйди. Бу йил 14 аммиви тәшкилат қатнашти. Мәсилән, уйғур, тибәт вә моңғуллардин сирт миянмар, камбоджа, иран вә украина қатарлиқ дөләтләрдин аммиви тәшкилатларму иштирак қилди. Йиғинда мән лондондики уйғур соти чиқарған қарар тоғрисида мәлумат бәрдим; уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштурғандин сирт, уйғурлар таки әркинликкә еришмигичә бу күрәшни тохтатмайдиғанлиқини аңлаттим. Йиғин ахирлашқандин кейин намайиш елип бардуқ”.
-2021Йил 12-айниң 9-күни хәлқара уйғур сот коллегийәси хитай һөкүмити садир қиливатқан җинайәтни ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилған күн болуп, шуниңдин буян 9-декабир күни хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини әстә тутуш, уни унтумаслиқ вә уни тохтитиш үчүн һәр хил паалийәтләр өткүзүлүп кәлмәктә.