Тарих ирқий қирғинчилиқ җинайитини әсир атлиғандин кейинму сотқа тартиду
2024.08.21
1939-Йили натсист германийәси полшаниң данзиг районида “стутхоф” намлиқ бир җаза лагерини қурған. Германийә 2-дуня урушида мәғлуп болған 1945-йилиға қәдәр қирғинчилиқ давамлашқан бу лагерда 65 миң йәһудий, полша партизанлири вә совет әсирлири өлтүрүлгән.
Әмдила 18 яшқа киргән ирмгард фурхнер (Irmgard Furchner) исимлик бир герман қизи әйни чағда мана мушу лагерда катиплиқ хизмити билән шуғулланған. Гәрчә у мәзкур лагердики қирғинчилиқларға биваситә қатнашмиған болсиму, бу қирғинчилиқларға қоманданлиқ қилған паул вернер хоппе (Paul Werner Hoppe) ниң катипи болғанлиқи үчүн “данзиг җаза лагеридики қирғинчилиқта мәсулийити бар” дәп қарилип, 2022-йили 12-айда итзехо районлуқ сот мәһкимиси тәрипидин 97 йешида 2 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған. Ирмгард фурхнер өзиниң һечқандақ бир җинайәткә шерик болмиғанлиқини илгири сүрүп, алий сотқа әрз сунған.
2024-Йили 20-авғуст күни германийә федератсийә алий соти ахирқи қарарни елан қилип, “итзехо районлуқ сот мәһкимисиниң һөкми күчкә игә” дәп йәкүн чиқарған. Бу хәвәр германийәдики барлиқ ахбарат васитилириниң қизиқ темисиға айланди. Чүнки ирмгард фурхнер һазир 99 яшта болуп, униңға берилгән бу җаза тунҗи қетим җаза лагерида хизмәт қилған аддий бир пуқраға берилгән җаза болуп һесаблинидикән. Сот вә тәптиш хадимлири “ирмгард фурхнер җаза лагерида ишләткән хәт бесиш машинисиму қатиллиқниң қошумчә материяли болалайду” дәп қариған.
Германийәдә нәшрдин чиқидиған “күндилик гезит” ниң 20-авғуст елан қилған “буниң хизмәт формиси билән алақиси йоқ” намлиқ хәвиридә мундақ баян қилинған: “ирмгард фурхнер бүгүн 99 яшта. У әйибләнгән җинайәтләр бундин 80 йил илгири йүз бәргән. У 1943-йилидин 1945-йилиғичә данзиг әтрапидики стутхоф җаза лагерида хәт басқан. Баш сотчи габрили сиренер һөкүм елан қилиш муқәддимисидә кишиләр арисида муназирә қозғап ‛шунчә узун вақит өткәндин кейинму җинайәт сүрүштүрүләмду?‚ дәп соал қойди вә буниңға: ‛қанунниң җаваби наһайити ениқ: қатиллиқниң вақти өтмәйду‚ дәп җаваб бәрди.”
Ундақта, 2016-йилидин буян уйғур диярида елип берилған вә һелиһәм давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқлар күнләрниң биридә тарихниң сотиға тартилиши мумкинму?
Бу соалимизға германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәнди “чоқум шундақ болиду” дәп җаваб бәрди. Униң илгири сүрүшичә, дуня тарихида әсирләр илгири йүз бәргән ирқий қирғинчилиқларниңму сориқи қилиниватқанлиқиға даир мисалларни көпләп учратқили болидикән.
“сүрәтләр гезити” 20-авғуст елан қилған “әрз мәғлуп болди, федератсийә алий соти җаза лагериниң катипи үстидин чиқирилған һөкүмни тәстиқлиди” намлиқ хәвәрдә баян қилинишичә, ирмгард фурхнер 10 миң 505 қатиллиқ делосиға четилип әйибләнгән. Бирақ һазир 99 яшқа киргән бу аял, җинайәт садир болған дәврдә әмдила 18 яшқа киргән бир қиз болғанлиқи һәмдә һазирға қәдәр униң әмәлий җинайитигә даир һечқандақ дәлил тепилмиғанлиқи үчүн 2 йиллиқ қамақ җазаси берилгән.
Норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәр әпәндиниң баян қилишичә, уйғур ирқий қирғинчилиқида мәсулийити болғанлар һаман бир күни тарихниң җазасиға учрайдикән. У сөзидә, өзи йетәкчилик қиливатқан “уйғур әдлийәси архип амбири” ниң келәчәктики сот үчүн шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиққа даир мәлуматларни архиплаштуруп меңиватқанлиқини тилға алди.
“дуня гезити” 20-авғуст елан қилған “федератсийә алий соти сабиқ җаза лагери катипи үстидин һөкүм елан қилди” намлиқ хәвәрдә шәрһлинишичә, 2-дуня урушидин буян натсистларниң җаза лагерлиридики қирғинчилиқлири билән биваситә алақиси болған нурғунлиған инсанлар сотлинип кәлгән. Бирақ йеқинқи йиллардин буян, әйни чағлардики қирғинчилиқлар билән биваситә алақиси болмиған болсиму, лекин маддий вә мәниви тәрәпләрдин бу қирғинчилиқларға һәссә қошқанларму тәкшүрүлүп сотлинип кәлмәктикән. Ирмгард фурхнер җаза лагеридики һечкимгә зулум қилип бақмиған болсиму, зулум қилғучиниң катипи болғанлиқи үчүн бу җинайәтләргә шерик һесабланған.