Б д т ниң “ислам вәһимиси” мәҗлисидә уйғурлар мәсилиси муназирә қозғиди
2023.03.16
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) 2022-йили мәхсус қарар елип һәр йили 15-март күниниң “хәлқара ислам вәһимисигә қарши күрәш күни” қилип бекитилгәнликини елан қилғаниди. Улар бу күнни таллашта 2019-йили 15-март күни “ақлар үстүнлүки” нәзәрийәсиниң зәһәрлишигә учриған брентон таррант (Brenton Tarrant) ниң йеңи зеландийәниң крайистчурч (Christchurch) шәһиридики икки мәсчиттә җүмә намизиға топланған мусулманлардин 51 кишини етип өлтүрүши, 40 кишини еғир яридар қилишидәк террорлуқ һуҗум вәқәсини хатириләшни мәқсәт қилғаниди.
2023-Йиллиқ тунҗи нөвәтлик “хәлқара ислам вәһимисигә қарши күрәш күни” ни хатириләш мәҗлисиниң пәвқуладдә паалийити 10-март күни б д т ниң ню-йорк шәһиридики баш штабида чақирилди. Бу қетимқи хатириләш мәҗлисиниң рәиси, пакистанниң ташқи ишлар министири билавал бутто зәрдари (Bilawal Bhutto Zardari) алди билән сөз алди. У сөзидә ислам динини чүшәнмәслик, болупму ислам дини билән ислам тониға оринивалған кишиләрниң қилмишини пәрқләндүрмәслик һәққидики хата чүшәнчиләр сәвәбидин келип чиққан ислам һәққидики түрлүк әндишиләр вә вәһимиләр, шуниңдәк ислам диниға болған өчмәнликниң инсанийәт дунясиға елип келиватқан паҗиәлирини әң төвән чәккә чүшүрүшниң муһимлиқини алаһидә тәкитлиди. Униң қаришичә, тинчлиқ вә өзара һөрмәт пиринсипи асасидики ислам дини “11-сентәбир вәқәси” дин кейин техиму илгирилигән һалда башқиларни кәмситиш, зораванлиқ вә өчмәнлик қилишниң сәвәбигә айландуруп қоюлған. Нәтиҗидә ислам динини террорлуқ билән бағлап чүшиниш сәвәбидин техиму көп паҗиәләр оттуриға чиқишқа башлиған. Әмма бу хил еғир ақивәтләр изчил дуняниң диққитидин мустәсна болуп кәлгән.
Б д т ниң баш катипи антонийо гуттерес (António Guterres) му шу қатарда сөз алди. У нуқтилиқ қилип өткән йиллардин буян дуня миқясида әвҗ еливатқан ислам вәһимисиниң һазир өчмәнлик уруқи теришта муһим рол ойнаватқанлиқини, “ислам” сөзиниң мәнбәси “тинчлиқ” мәнисидә икәнликини, әмма бу һәқтики зиядә вәһимә сәвәбидин бу һәқтики чүшәнчиләрниң чәттә қеливатқанлиқини тәкитләш билән биргә дуня җамаитиниң бу хил сәлбий йүзлинишкә қол қовуштуруп қарап турушиға болмайдиғанлиқини тилға алди. У “қуран кәрим” ниң “тәвбә” сүрисидин нәқил кәлтүрүп “йеқинқи йилларда сәрсан болуп йүргән вә панаһлиққа еһтияҗлиқ болған мусапирларға әң зор дәриҗидә ишикини ачқанлар ислам әллири болди, һалбуки икки милярд мусулман һазир бир қисим кишиләрниң нәзиридә қорқунч вә вәһиминиң мәнбәси болуп қалди” дәп көрсәтти.
Бу қетимқи йиғинда сөз қилған вәкилләрниң бири хитай вәкили болди. Хитай вәкил нөвәттә хитай һөкүмитиниң өзара һөрмәт пиринсипи бойичә иш көрүватқанлиқини, хитайниң ислам вәһимисини түгитиш саһәсидә актип иш көрүп, ислам дуняси билән қоюқ алақә орнитиватқанлиқини, хитайниң һәрқачан “һечқандақ бир мәдәнийәт яки хәлқ башқа бир мәдәнийәт яки хәлқтин үстүн” дәп қаримайдиғанлиқини, шуниңдәк өзлириниң изчил башқа мәдәнийәт вә хәлқләргә һөрмәт билдүрүп келиватқанлиқини тилға алди.
Һалбуки хитай вәкил тилға алмиған уйғурларға хас мәдәнийәт, миллий кимлик вә ислам дини кимликини вәйран қилиш урунушлири америка һөкүмитиниң б д т дики даимий турушлуқ баш әлчиси линда гренфейлд (Linda Thomas-Greenfield) ханимниң еғзидин оттуриға қоюлди. У нөвәттики ислам вәһимисиниң хәтири вә зиянлирини тилға елиш билән биргә хитай һөкүмитиниң қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни садир қиливатқанлиқини, бу җәрянда уйғурларниң миллий вә диний кимлик сәвәбидин әң зор дәриҗидә зиянкәшликкә учриғанлиқини алаһидә оттуриға қойди. Шуниңдәк “хәлқара җәмийәт бу қәбиһликләрни әйибблиши, хитай һөкүмити лагерларға қамалғанларни тездин қоюветиши лазим” дәп көрсәтти.
Әмма сөз нөвити өзигә кәлмигән болсиму хитай вәкиллири дәрһал буниңға наразилиқ билдүрди. Улар сөзидә “уйғурларниң қирғин қилиниши дегәнләр пүтүнләй америка тоқуп чиққан асассиз әйибләштин башқа нәрсә әмәс. Қирғинчилиқ қилғанлар һәққидә сөз қилиш тоғра кәлсә америка өз вақтида индиянларни қирип ташлиған, шуниңдәк сүрийә, афғанистан вә ирақта аяллар вә балиларни өлтүргән. Уларниң шинҗаң мәсилисини дәстәк қилип туруп дөлитимизниң йүзигә қара чаплишиға қәтий қарши туримиз” дегәнни алаһидә тәкитлиди.
Хитай һөкүмитиниң мушу хилдики муқамни товлиши тунҗи қетимлиқ иш әмәс болуп, улар илгириму америка вә бир қисим ғәрб әллириниң өзлири көчүп кәлгән җайлардики йәрлик аһалини қирғин қилғанлиқини дәстәк қилип өзлирини ақлашқа урунуп кәлгәниди. Болупму ғәрб дуняси ортақ һалда “тарихтики бир қетимлиқ зор хаталиқимиз” дәп тән алған бу ишларни хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қилишини йоллуқ қилип көрситишкә дәстәк қилиши изчил һәрқайси мутәхәссисләрниң тәнқидигә учрап келиватқанлиқи мәлум. Бу һәқтә сөз болғанда мустәқил сиясий анализчи илшат һәсән бу хилдики мәнтиқиниң һечқандақ логикилиқ асасқа игә әмәсликини, буниң пәқәт сиясий алдамчилиқтин башқа нәрсә әмәсликини алаһидә тәкитләйду.
Мәлум болушичә, алдинқи йиллири “ислам вәһимиси” тоғрисида хатирә күн бекитиш мәсилиси оттуриға қоюлғанда хитай биринчи болуп буниңға аваз қошқан һәмдә мушундақ бир хатирә күнни бекитишниң муһимлиқини тәкитлигән. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса шу вақитта бу һәқтә сөз қилип “шәрқий түркистанда ислам диниға вә уйғурларға җәң елан қилған бир һөкүмәтниң мушундақ бир тәшәббусни оттуриға қоюши қара юмурдин башқа нәрсә әмәс” дегән иди. Бу һәқтә сөз болғанда илшат һәсән “бу һал хитай һөкүмитиниң икки йүзлимиликтә қайси дәриҗигә берип йәткәнликини көрситиду” деди.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити ислам дунясини контрол қиливелиш арқилиқ өзлириниң “ислам вәһимиси” саһәсидә үлгилик рол ойнаватқанлиқини пәш қиливатқан болсиму, нөвәттә уларниң бу җәһәттики “сиясий оюнлири” дуняни алдиялмайду, дәп қаралмақта.