Абдулһаким идрис: “қуяшни етәк билән япқили болмиғинидәк, хитайму уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуралмайду!”
2023.11.08
![Пул вә һоқуқ әрәбләр үчүн қериндашлиқтинму муһимму? Пул вә һоқуқ әрәбләр үчүн қериндашлиқтинму муһимму?](https://uygdev.rfaweb.org/uyghur/xewerler/erebte-uyghur-12072020103144.html/@@images/99278279-a56e-422b-8589-1c77b0a840d8.jpeg)
Хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян йәнә бир қетим тәшвиқат тиятири ойнап, ғәрбий асия вә шималий африқадики бир қисим мусулман дөләтлириниң вәкилләр өмикини уйғур елиға тәклип қилғанлиқи, шундақла уларниң еғизи арқилиқ өзлириниң уйғурларға йүргүзүватқан диний бастурушлири вә ирқий қирғинчилиқини пәрдазлап көрситишкә урунуватқанлиқи мәлум болмақта.
Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин бири болған “тәңритағ тори” ниң хәвиридә ейтилишичә, 11-айниң 1-күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй вә уйғур аптоном райониниң рәиси әркин туняз үрүмчидә мәзкур өмәкни күтүвалған.
Хәвәргә қариғанда, мәзкур өмәкниң әзалири сүрийә, пәләстин, сәуди әрәбистан қатарлиқ он нәччә ислам дөлитидин тәшкилләнгән икән. юқириқи дөләтләрниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитайниң тәрәпдари болуп келиватқанлиқи, шундақла кишилик һоқуқ кеңишидә хитайни қоллап аваз бериватқанлиқи һәммигә мәлумдур. Мәзкур өмәкниң “ислам дөләтлири вәкиллири” намида уйғур елидә зиярәттә болуши вә хитайниң мәнпәәти үчүн сөз қилиши, чәт әлләрдики паалийәтчиләр вә вәзийәт анализчилириниң җиддий инкасини қозғимақта.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси вә диний ишлар комитетиниң рәиси турғунҗан алавудун әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитайниң ғәризи ислам дөләтлиридики “диний затлар” ниң зиярити арқилиқ ислам дунясини алдаш икәнликини, әмма хитай һөкүмитиниң һечқачан өз мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
“тәңритағ тори” ниң хәвиридин мәлум болушичә, ма шиңруй “диний затлар” вә мухбирлардин тәшкил тапқан мәзкур өмәкләрни күтүвелиш йиғинида вәкилләргә сөз қилип, “америка вә ғәрб дөләтлиридики бир қисим хитайға қарши күчләр шинҗаңдики аталмиш миллий, диний вә кишилик һоқуқ мәсилилирини дәстәк қилип, өзлириниң ‛шинҗаң арқилиқ хитайни контрол қилиш‚ мәқситигә йәтмәкчи болуватиду, шундақла питнә-иғва тарқитиватиду” дегән. У йәнә “мән көпчиликниң техиму яхши саяһәт қилип, шинҗаңни толуқ чүшинишини, шинҗаңни дуняға обйектип тонуштуруп, һәқиқий вә гүзәл шинҗаңни аңлитишини үмид қилимән” дегән.
Мәркизи америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис әпәнди бу һәқтә җиддий инкас қайтуруп, хитайниң ислам дунясини өз йениға тартиш, уларниң баянатлирини суйиистемал қилиш арқилиқ өзиниң хәлқарадики образини яхшилимақчи болуватқанлиқи, шундақла муһаҗирәттики уйғурларниң уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидики дәва-дәстурлирини инкар қилмақчи болғанлиқини билдүрди.
Абдулһаким идрис әпәнди йәнә хитайниң мәзкур өмәкләрни уйғур елиға тәклип қилип әкелишидә алаһидә бир мәқситиниң барлиқини әскәртип өтти.
Хәвәрдә көрситилишичә, ма шиңруй йәнә бу түрдики тәшвиқат һәрикәтлириниң давамлиқ көпәйтилидиғанлиқидинму шәпә берип, “биз йәнә алақидар дөләтләр билән болған пикир алмаштуруш, һәмкарлиқ вә ортақ тәрәққиятни илгири сүрүш үчүн ‛сирттин илғарлиқни әкириш вә илғарлиқни сиртқа чиқириш‚ салмиқини давамлиқ ашуримиз” дегән.
Түркийә һаҗәттәпә университетиниң тарих пәнлири оқутқучиси, сиясий анализчи доктор әркин әкрәм әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилди. У, хитайниң ислам әллиридин бу хилдики өмәкләрни тәклип қилиши, үчинчи дуня әллирини өз сепигә тартиш, уларни өзиниң мәнпәәти үчүн қоллиниш, шундақла чәт әлләрдики уйғурларға терә тарақшитип, уларни йетим қалдуруш икәнликини тәкитләп өтти.
“тәңритағ тори” өз хәвиридә пәләстин, сүрийә вә кувәйттин кәлгән диний затларниң хитайниң уйғур райондики сиясәтлирини махтиғанлиқи, йәни “ғәрб таратқулири узундин буян шинҗаң тоғрисида ялған хәвәр тарқатти. Шинҗаңдики һәр милләт хәлқи кишилик һоқуқидин толуқ бәһримән болуветипту. Зораванлиқ вә террорлуқниң милләт яки дин билән мунасивити йоқ, у барлиқ дөләтләрниң ортақ дүшмини” дегәнликини нәқил кәлтүргән.
Һалбуки, доктор әркин әкрәм әпәнди хитайниң һөкүмәт хәвиридики бу баянларниң интайин устилиқ билән суйиистемал қилинған башқиларниң еғизи арқилиқ өзини безәп көрситиш тактикиси икәнликини оттуриға қойди.
Уйғурлар вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан туңган анализчи ма җү әпәнди бу һәқтики зияритимиз җәрянида, бир қисим мусулман дөләтлириниң өз мәнпәәтини көзләп хитайниң бу хилдики көз боямчилиқ оюнлириға дахил болуватқанлиқини, хитайниң әзәлдин тәшвиқат вә зораванлиқтин ибарәт икки хил васитини қоллинип, хитайни идарә қилип келиватқанлиқини илгири сүрди:
“биз бу нуқтида көзимизни йоған ечип мәсилиләрни ениқ көрүшимиз керәк, шундақла хитай тәрипидин асанла алданмаслиқимиз керәк, дәп ойлаймән. Әлвәттә, әрәб-ислам дөләтлириниң хитай мустәбитлири тәрипидә туруши бир номуссизлиқ, әмма бу хилдики тәшвиқатлар асасән хитай тәрипидин елип бериливатиду. Мениңчә, хитайниң тәшвиқатиниң һәммисила тоғра болуши натайин. Әрәб дөләтлиридики бәзи мунасивәтлик кишиләрдин игилишимчә, у дөләтләрдә хитайниң тәрипини тутуп елип бериливатқан тәшвиқатларниң көп әмәслики билиниватиду. Шуңа биз хитайниң сиясий истратегийәлик оюнлириға алдирап алданмаслиқимиз керәк, чүнки хитай компартийәсиниң һакимийәт йүргүзүшидики әң муһим сеһирлик қораллириниң бири дәл тәшвиқат болса, йәнә бири зораванлиқтур. Хитай сиясий тәшвиқатни ишқа салғанда меңә ююш вә алдаш васитилири билән дөләтни контрол қилиду. Мән хәлқара җәмийәтниң хитайниң бу түрдики алдамчилиқлириға йол қоймаслиқини, әқлий вә мәнтиқлиқ тәпәккурини қоллинип, хитайниң ейтқанлириға ишәнмәсликини тәвсийә қилимән.”
Анализчилар, нөвәттә хитайниң мусулман дөләтлирини иқтисадий вә сиясий җәһәттин өзигә қаритип, шундақла юмшақ күчини қоллинип, уларни уйғурлар мәсилисидә давамлиқ сүкүт қилишқа, хитайни һәр вақит қоллап аваз чиқиришқа үндәватқанлиқини илгири сүрмәктә.