Көп уйғур тәшкилати шәрқий түркистан җумһурийәтлирини өмлүктә хатирилиди
2024.11.13
1933-Йили 12-ноябир қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 91 йиллиқи вә 1944-йили 12-ноябир ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 80 йиллиқи мунасивити билән 10-ноябир күни истанбулда нәччилигән уйғур тәшкилатлири бирлик вә өмлүктә хатириләш вә муһакимә йиғини өткүзди.
Уйғур академийәси вәхписиниң рәиси абдулһәмид қарахан әпәнди йиғинға риясәтчилик қилған болуп, йиғинға истанбулдики тәшкилат рәһбәрлири, зиялийлар вә оқуғучилар болуп көп санда киши қатнашти.
Йиғинда ечилиш сөзи сөзлигән тәклимакан уйғур нәшриятиниң мудири абдуҗелил туран, 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш үчүн бу йиғинни уюштурғанлиқини билдүрди. У, уйғур хәлқиниң йиллардин буян бу икки җумһурийәтни әсләп келиватқанлиқи вә йеңидин дөләт қуруш ғайиси билән яшаватқанлиқини тәкитлиди.
Йиғинда сөз қилған конядики сәлчуқ университети оқутқучиси доктор адилҗан әруйғур әпәнди, “җумһурийәтниң қурғучилири вә әҗдадлиримизниң бизләргә қалдурған мираси-исян әхлақи” дегән темида доклат бәрди.
У, мундақ деди: “исян әхлақи инсанниң өз қәдир-қиммитини қоғдаш һәрикитиниң нәтиҗиси, бу, кишигә зулум қилғучи түзүмгә қарши өзини мудапиә қилиш һоқуқидур. Әмәлийәттә исян әхлақиға игә болған кишиләр нормалда адаләт үчүн һәрикәт қилиду. Бу икки шәрқий түркистан җумһурийитини қурғанлар яки униң қурулушиға түрткә болған инсанларниң идийәсини яратқан нәрсини дәл мушу системиға яки хитайниң адаләтсизликигә қарши чиқиштин ибарәт исян әхлақиниң түрткиси дейишкә тамамән болиду”.
Йиғинда сөз қилған әнқәрәдики һаҗәттәпә университети тарих пәнлири дотсенти доктор әркин әкрәм әпәнди, “тарихтики икки җумһурийәтниң қурулуши вә йиқилиш сәвәблири вә хәлқарадики сиясий тәңпуңлуқлар” дегән темида тохталди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди сөзидә, шәрқий түркистанниң истратегийәлик әһмийәткә игә бир җуғрапийәлик район икәнликини, шуниң үчүн һон дәвридин башлап икки миң йилдин буян чоң күчләр арисида тоқунуш мәйдани болуп кәлгәнликини, көктүрк вә уйғур дөлитидин кейинки яқуп бәгниң қәшқәрийә дөлити вә униңдин кейин қурулған икки җумһурийәтниң қурулуш җәрянидики сиясий һәрикәтләргиму совет иттипақи, әнглийә, японийә вә хитай қатарлиқ дөләтләр давамлиқ қол селип кәлгәнликини әмәлий мисаллар билән сөзләп өтти.
Доктор әркин әкрәм мундақ деди: “хитай билән советлар иттипақи арисида достлуқ келишими имза қилинди. Келишимниң қошумчә икки маддиси болуп, бу маддиниң бирсидә советлар иттипақи буниңдин кейин шәрқи түркистан мәсилисигә арилашмайду вә шундақла 5-маддиға бинаән хитайниң ички ишлириға арилашмайду, дейилгән, совет иттипақи бу келишим билән шәрқи түркистанни (хитайға) сетивәтти вә ташқи моңғулистанни қолға чүшүрди. Бу келишимниң сәвәби билән 9-айниң 15-күни миллий армийә манаста тохтитип қоюлған вә ақсудики миллий армийәниму қайтурушқа һәм мушу келишим сәвәб болған. Икки җумһурийәтниң қурулуши вә йиқилиш сәвәблири шу чоң дөләтләр билән мунасивәтлик дәп қарилиду”.
Йиғинда сөз қилған мәркизи истанбулдики дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулһәмит, мундақ деди: “бу икки җумһурийәтниң қурғучилири болған сабит дамоллам, әлихан төрәм, әхмәтҗан қасими қатарлиқ бизниң лидерлиримизни һөрмәт билән яд етимиз, биз шу әҗдадлиримизниң бизгә қалдуруп кәткән шу роһини җанлиқ тутуш үчүн биз бу йәрдә болуватимиз, әгәр биз бүгүн дуняда шәрқий түркистан җумһурийитини қайта қуримиз вә вәтинимизни тәкрар шәрқий түркистан хәлқиниң игилик һоқуқиға игә бир земинға айландуримиз дәп күрәш қиливатимиз. Әнә ашуларниң бизниң роһимизға қалдурған шу ирадисиниң бир намайәндиси сүпитидә биз мушу йәрдә турдуқ. Бу инсанлар шундақ инсанларки, бизгә әркинликни, һөрийәтни вә мустәқиллиқни яшатқан вә бу ирадини бүгүнгичилик қәлбимиздә, роһимизда вә пүтүн вуҗудимизда җанлиқ тутушқа вәсилә қилди. Улар шундақ кишиләр болғанлиқи үчүн биз буларни хатирилишимиз, һәр вақит уларниң иззәт-һөрмитини қилишимиз лазим” .
Йиғин җәрянида дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун, уйғур академийәси рәиси доктор ришат аббас, уйғур һәрикити тәшкилати башлиқи рошән аббас, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мәсуллиридин өмәр қанат, уйғур тәтқиқат мәркизи рәиси абдулһаким идрис қатарлиқ әпәнди вә ханимларниң йиғинға йоллиған тәбрик видийолири йиғин әһлигә екран арқилиқ көрситилди.
Мәзкур йиғинда йәнә уйғур тарихчиси турғун алмас әпәнди туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи хатириләнди вә мәрһум турғун алмас әпәндиниң һаяти вә униң уйғур тарихшунаслиқиға қошқан төһписи, дуня уйғур язғучилар уюшмиси баш катипи абидә аббас нәсрин ханим тәрипидин әсләп өтүлди.
Йиғинда йәнә, дуня уйғур қурултийи вәхпиниң идарә һәйәт әзалиридин әкбәр нурлуқ әпәнди, шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлиридин мәрһум әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 110 йиллиқи мунасивити билән әхмәтҗан қасиминиң һаяти вә униң шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күришидики һәл қилғуч роли һәққидә доклат бәрди.
Йиғин ахирида йиғин тәртиплигүчи дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитети мудири абдуҗелил туран әпәнди йепилиш сөз қилди вә абдуҗелил туран әпәнди өзи нәшргә тәйярлиған вә дуня уйғур қурултийи тәрипидин нәшр қилинған “шәрқий түркистан җумһурийити” намлиқ китабни йиғинда доклат бәргән зиялийларға вә йиғинниң мувәппәқийәтлик ечилишиға һәссә қошқан вә һәмкарлашқан тәшкилат рәһбәрлиригә рәһмитини билдүрүп у китабни тәқдим қилди вә хатирә рәсимгә чүшти.
Йиғин ахирида, уйғур илим мәрипәт вәхписи рәиси һәбибуллаһ күсәни әпәнди, шәрқий түркистан җумһурийәтлирини қуруш вә милләтни қутулдуруш йолида әзиз җанлирини пида қилған барлиқ шеһитләргә атап дуа қилди.
Бу қетимқи йиғинниң өзгичилики шуки, уни көп тәшкилатлар бирликтә уюштурди. Дуня уйғур қурултийи вәхписи, уйғур академийәси, уйғур һәрикити тәшкилати, шәрқий түркистанлиқлар федератсийәси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур тәтқиқат мәркизи, шәрқий түркистан вәхписи, дуня уйғур язғучилар уюшмиси, уйғур илим мәрипәт вәхписи вә тәклимакан уйғур нәшрияти қатарлиқлар мәзкур җумһурийәт хатирә паалийитигә саһибханилиқ қилғучи тәшкилатлардур.