Истанбулда икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш паалийити өткүзүлди
2024.11.15
12-Ноябир күни мәркизи истанбулдики хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-йили ғулҗада қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш йиғини өткүзүлди.
Хатириләш йиғини қуран кәрим тилавити, шәрқий түркистан вә түркийәниң истиқлал маршини оқуш билән башланди. Хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди сөз қилип, тарихтики икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулған күнини тәбриклиди, шундақла миллий мустәқиллиқ йолида һаятини қурбан қилған барлиқ вәтән шеһитлирини һөрмәт билән әсләп өтти.
Һидайәтулла оғузхан, уйғур хәлқиниң мустәқиллиққа болған ишәнчиниң күндин күнгә ешиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: “биз бүгүн шәрқий түркистан җумһурийәт күнимизни тәнтәнә билән тәбрикләватимиз, хәлқимизниң мустәқиллиққа болған интилиши вә ишәнчисиниң күнсайин күчийип бериватқанлиқини көрүватимиз. Бу шәрқий түркистан мустәқиллиқ дәваси отиниң һечбир заман өчмәйдиғанлиқиниң ипадисидур”.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди ахирида мундақ деди: “вәтән ичидә йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқни тохтитиш, дәпсәндә қилиниватқан иззәт-абруйимизни қоғдап қелиш, шундақла хәлқимизниң мәниви вә ирқий җәһәттин тамамән йоқилип кәтмәсликниң алдини елиштики бирдин бир чарә шуки, у болсиму мустәқиллиқтур. Шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи йолидики ирадимизни техиму мустәһкәм қилиш үчүн һәммәйләнни ортақ һәрикәт қилишқа чақиримән”.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси абдурешит абдулһәмит әпәнди сөз қилип, мундақ деди: “атилиримиз милләтни қутқузуш үчүн немә қилиш керәклики тоғрисида көп ойлинип, ахири мустәқил бир дөлити болмиса болмайдиғанлиқини чоңқур тонуп йәткән иди. Шуниңдин кейин улар 1933-йили вә 1944-йили икки қетим шәрқий түркистан җумһурийитини қуруп, уни шәрқи түркистан хәлқигә тәқдим қилди. Бүгүн бизниң роһимизда яшаватқан мустәқиллиқ идийәси дәл ашу икки җумһурийитимизниң бизгә қалдурған һөрлүк, игилик һоқуқ вә өз өзимизгә хоҗа болуштин ибарәт муқәддәс роһниң намайәндисидур. Әлвәттә, биз алди билән өзимиздә, қәлбимиздә қутулушқа болған толуқ ишәнчни бәрпа қилишимиз, шәрқий түркистан җумһурийитини вәтинимиздә қуруп чиқиштин бурун уни қәлбимиздә қорушимиз керәк”.
Йиғинда сөз қилған зәйтинбурну райониниң шәһәр башлиқи өмәр арисой әпәнди, йиғин әһлигә хитаб қилип мундақ деди: “бүгүн силәр билән биллә болғанлиқимдин толиму хушалмән. Шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш мунасивити билән бу җумһурийәтни қуруш йолида һаятини тәқдим қилған пүтүн шеһитлиримизни һөрмәт билән әсләймән. Һәммимиз билимиз, вәтән дәваси муқәддәс дәвадур, бу дәва йолида тиришиватқанларға аллаһтин ярдәм тиләймән, мән йәнә бир қетим шеһитлиримизни рәһмәт вә миннәтдарлиқ билән әсләймән, һәммиңларға алий еһтирам билдүримән”.
Йиғинда сөз қилған сабиқ парламент әзаси, пирофессор, доктор җәлал әрбай әпәнди, уйғурларниң ялғуз әмәсликини тәкитләп мундақ деди: “шәрқий түркистан дәваси пәқәт уйғур қериндашлиримизниңла дәваси әмәстур. Һеч шүбһә йоқки, бу дәва йәнә өзбек, қазақ, қирғиз, түркмән, әзәрбәйҗанлиқларниң вә шундақла анатолийә түрклириниң дәвасидур. Өзини мусулман түрк дәп һесаблиған пүтүн инсанларниң дәвасидур” .
Җамаәт әрбаби абдуқадир япчан мундақ деди: “шәрқий түркистанда қурулған мустәқил җумһурийитимиз йиқилип, вәтинимиз ишғал қилинғиниға 91 йил болди. Вәтинимизни ишғал қилған хитайлар 91 йилдин буян хәлқимизгә еғир зулум селип бүгүнки күндә һәтта өйлиримизгичә бесип кирип орунлашти. Һалбуки, хитай бизниң мустәқиллиқ ирадимизни һәргиз йоқ қилалмиди, чүнки хитайлар өйлиримизгичә бесип киргән болсиму, әмма бизниң роһимизни вә қәлбимизни ишғал қилалмиди. Хитай бизниң һәммә нәрсилиримизни тартивалалиши мумкин, әмма бизниң мустәқиллиқ роһимизни вә иманимизни һәргизму тартивалалмайду. Бизниң һаман бир күни чоқум мустәқил дөләт қуридиғанлиқимизға ишәнчимиз камилдур”.
Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор алимҗан буғда мундақ деди: “әҗдадлиримиз 20-әсирниң алдинқи йеримида икки мустәқил җумһурийәтни қурди, бирақ бу җумһурийәтләрни қолимизда туталмидуқ, вәтинимиз йәнә асарәт астиға чүшүп қалди. 1949-Йилидин тартип та бүгүнгичә хәлқимиз вә чәт әлдә муһаҗир болуп туруватқан бизләр, шу җумһурийәтлиримизни хатириләп, үчинчисини чоқум қуримиз дәп һәрикәт қилип туруватимиз. Буниң үчүн наһайити көп күч сәрп қилишқа, еғир бәдәлләрни төләшкә тоғра келиду, биз һәммимиз вәтинимиз чоқум бир күни мустәқил болиду, ай юлтузлуқ көк байриқимиз вәтинимиздә җәвлан қилиду, дәп ишинишимиз лазим”.
Хатириләш йиғинда уйғур яшлири 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуш җәряни тәсвирләнгән тиятирни көрсәтти. Уйғур яшлири йәнә мустәқиллиқ вә ойғиниш тоғрисида тәйярлап кәлгән шеирлирини җараңлиқ декламатсийә қилип, йиғин әһлиниң қизғин алқишиға еришти.
Ахирида, шәрқий түркистан җумһурийәтлирини қуруш йолида җанлирини пида қилған қәһриман шеһитләрниң роһиға атап дуа қилиш билән йиғин ахирлашти.