Истанбул университетида уйғур мәдәнийәт вә рәсим көргәзмиси ечилди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.12.27
istanbul-senet-korgezmisi-01

Истанбул университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 25-декабир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-senet-korgezmisi-02

Истанбул университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 25-декабир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-senet-korgezmisi-03

Истанбул университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 25-декабир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-senet-korgezmisi-05

Истанбул университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 25-декабир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-senet-korgezmisi-06

Истанбул университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 25-декабир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-senet-korgezmisi-07

Истанбул университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт рәсим көргәзмисидә доктор райилә кашғәрли сөзләватиду. 2024-Йили 25-декабир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-senet-korgezmisi-04

Истанбул университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт рәсим көргәзмисидә истанбул университети әдәбият факултетиниң оқуғучиси мунәввәр гөкдағ сөзләватиду. 2024-Йили 25-декабир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-senet-korgezmisi-08

Истанбул университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт рәсим көргәзмисидин бир көрүнүш. 2024-Йили 25-декабир, истанбул RFA/Arslan

Йеқиндин буян түркийәдә уйғур мәдәнийитини җанландуруш вә қоғдашқа аит һәр хил паалийәтләр өткүзүлүп кәлмәктә.

25-Декабир чаршәнбә күни истанбул университетида уйғур мәдәнийити вә рәсим көргәзмиси ечилди.

Бу көргәзмә истанбул университетиға қарашлиқ “һазирқи заман түрк тиллири вә әдәбиятлири кулуби” тәрипидин уюштурулған болуп, көргәзмидә уйғурларниң мәдәнийәт вә өрп-адәтлири намаян қилинған. Уйғур кийим-кечәклиридин әтләс вә канва көңләкләр, әтләс көрпә вә ястуқлар, чалғу-әсваблири, саңза, печинә қатарлиқ йемәкләр, һәр хил май бояқ рәсимләр вә уйғур әдәбиятиға аит китаблар көргәзмигә қоюлди.

Көргәзмини истанбул университетиниң көп сандики оқуғучилири зиярәт қилди, көргәзминиң ечилиш мурасимида, истанбул университети тил-әдәбият факултети оқутқучиси доктор райилә кашғәрли ханим сөз қилип, уйғур мәдәнийитини қисқичә тонуштуруп өтти. Кейин мәзкур паалийәтни уюштурған истанбул университети һазирқи заман түрк тиллири вә әдәбиятлири кулубиниң әзаси вә истанбул университети әдәбият факултети оқуғучиси уйғур қизи мунәввәр гөкдағ сөз қилип, уйғур мәдәнийити вә әдәбияти тоғрисида тохталди. У, сөзидә уйғурларниң наһайити мол мәдәнийәткә игә хәлқ икәнликини тонуштуруп өтти.

У, уйғур әдәбиятини тонуштуруп абдуреһим өткүрниң “из” намлиқ шеириниң декламатсийә қилинған видийосини мисал қилип екранда көрсәтти.

Зияритимизни қобул қилған мунәввәр гөкдағ ханим мундақ деди: “истанбул университети узун тарихқа игә даңлиқ бир университет болуп, бу университетта пат-пат уйғурларға мунасивәтлик паалийәтләр өткүзүлиду. Бу қетим биз һазирқи заман түрк тиллири вә әдәбияти кулуби болуш сүпитимиз билән бу мәдәнийәт вә рәсим көргәзмисини ачтуқ, бу көргәзминиң университет оқуғучилириға уйғур мәдәнийитини тонуштурушта яхши тәсири болди дәп ойлаймән”.

Биз йәнә бу паалийәткә қатнашқан түрк қизи ләйла ханимни зиярәт қилип уйғурлар вә уйғур мәдәнийити тоғрисидики пикир-қарашлирини алдуқ. Ләйла ханим мундақ деди: “мән 8 йилдин буян уйғур қизлар билән дост болуп өтүватимән, уйғурларниң мәдәнийитини бәк яхши көримән, болупму уйғур тамақлири бәк ләззәтлик, кийим-кечәклири бәк гүзәл, улар иҗтимаий мунасивәттә инсанларға бәк яхши муамилә қилиду. Мән уларни бәк яхши көримән. Бу көргәзмиму бәк көркәм ечилипту, яқтуруп зиярәт қилдим, бу көргәзмини ачқан достлиримға тәшәккүр ейтимән”.

Ләйла ханим, уйғурларниң һазирқи әһвалиға қандақ қарайсиз? дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “уларниң һазирқи әһвали яхши әмәс, биз уларниң әһвалидин қайғуримиз, қолимиздин бир ишниң кәлмигәнлики бизму техиму азаблайду, бу қийин вәзийәтниң тезрәк өтүп кетишини үмид қилимиз, һеч қачан үмидсизләнмәслик лазим, һәр вақит ишәнч билән тик турушимиз керәк”.

Көргәзмидә сөһбәт зияритимизни қобул қилған хәдичә аслан исимлик түрк оқуғучи, уйғур әтләс көңликини кийгән болуп, у өзиниң уйғур қизиға охшап қалғанлиқини ипадилиди вә уни әтләс көңләк билән көргән зиярәтчиләрниң униңдин, -сиз уйғурму? дәп сориғанлиқини билдүрди.

Хәдичә аслан истанбул университетида уйғур мәдәнийитини тонуштурушқа қатнашқанлиқидин мәмнун болғанлиқини, һаяҗанлиқ вә гүзәл бир вақит өткүзгәнликини, бирақ уйғурлар учраватқан қийинчилиқларни ойлап көңлиниң йерим болидиғанлиқини ипадилиди вә мундақ деди: “уларниң қийинчилиқлардин қутулуп яхши күнләргә еришишини үмид қилимиз, уларму шуни үмид қилиду, худайим буйруса пат йеқинда уларниң әһвали яхши болуп кетишини күтимиз” .

Биз йәнә истанбул университетида ечилған уйғур мәдәнийәт вә рәсим көргәзмисиниң әһмийити тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн истанбул университети тил-әдәбият факултети оқутқучиси доктор райилә кашғәрли ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

 Униң билдүрүшичә, истанбул университетиниң һазирқи заман түрк тиллири вә әдәбиятлири бөлүмидики оқуғучиларға түркийәниң сиртидики түрк хәлқләрниң тили вә әдәбиятиниму дәрслик қилип өгитилидикән, шу қатарда уйғур тили вә әдәбияти муһим дәрслик вә асаслиқ пәнләрдин бири болуп дәрс өтилидикән. Шу мунасивәт билән мәзкур уйғур мәдәнийити вә рәсим көргәзмиси паалийити уюштурулған.

Доктор райилә кашғәрли ханим бу паалийәтниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “уйғурларни тонуштурған бу мәдәнийәт паалийити һәм бизниң оқуғучиларға нәзәрийә җәһәттин өгәткән уйғур әдәбияти вә мәдәнийитини әмәлийәттә көрүш имканийити бериду, һәм истанбул университетидики 20 дин артуқ бөлүмниң оқуғучилиридин зиярәтчиләр уйғур мәдәнийити билән тонушуп чиқиду, бу паалийәтниң узун тарихқа игә вә даңлиқ истанбул университетида уюштурулуши алий мәктәптә оқуватқан сәвийәлик инсанларға уйғурларниң мәдәнийитини тонуштуруш паалийити болуш сүпити билән наһайити муһим әһмийәткә игә”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.