Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулушиниң пүтүп чиқиши мунасивити билән ечилиш мурасими өткүзүлди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.11.29
istanbul-uyghur-mehellisi-02

Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулуши пүтүп ечилиш мурасими өткүзүлди. 2024-Йили 28-ноябир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-uyghur-mehellisi-01

Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулуши пүтүп ечилиш мурасими өткүзүлди. 2024-Йили 28-ноябир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-uyghur-mehellisi-03

Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулуши пүтүп ечилиш мурасими өткүзүлди. 2024-Йили 28-ноябир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-uyghur-mehellisi-04

Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулуши пүтүп ечилиш мурасими өткүзүлди. 2024-Йили 28-ноябир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-uyghur-mehellisi-06

Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулуши пүтүп ечилиш мурасими өткүзүлди. 2024-Йили 28-ноябир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-uyghur-mehellisi-07

Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулуши пүтүп ечилиш мурасими өткүзүлди. 2024-Йили 28-ноябир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-uyghur-mehellisi-05

Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулуши пүтүп ечилиш мурасими өткүзүлди. 2024-Йили 28-ноябир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-uyghur-mehellisi-08

Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулуши пүтүп ечилиш мурасими өткүзүлди. 2024-Йили 28-ноябир, истанбул RFA/Arslan

istanbul-uyghur-mehellisi-09

Истанбулда “уйғур мәһәллиси” қурулуши пүтүп ечилиш мурасими өткүзүлди. 2024-Йили 28-ноябир, истанбул RFA/Arslan

Канада ярдәм җәмийити IKNA билән истанбулдики уйғур илим вә мәрипәт вәхписиниң һәмкарлиқида пиланланған 96 туралғуси болған 6 бинаниң бир қисминиң пүтүп уйғурларниң көчүп кириши мунасивити билән 28-ноябир пәйшәнбә күни ечилиш мурасими өткүзүлди вә лента кесилди. Ечилиш мурасими җәрянида уйғур аилиләргә өйләрниң ачқучлири тапшуруп берилди.

Ечилиш мурасимиға канада ярдәм җәмийити IKNA рәиси иҗаз таһир, истанбулдики дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмид, уйғур академийәси вәхписиниң рәиси абдулһәмид қарахан, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор алимҗан буғда қатарлиқ 10 дин артуқ иҗтимаий тәшкилатниң мәсуллири, канададин кәлгән һәйәт вә истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр-аял болуп көп санда киши қатнашти.

Ечилиш мурасимида уйғур илим мәрипәт вәхписиниң рәиси һәбибулла күсәни, канада ярдәм җәмийити IKNA ниң рәиси иҗаз таһир әпәндиләр сөз қилип уйғур мәһәллиси вә йеңидин селинған биналар тоғрисида тохталди.

Канада ярдәм җәмийити IKNA рәиси иҗаз таһир әпәнди мундақ деди: “силәр қәшқәрдин шәрқий түркистандин кәлгәнләр, бизниң диндашлиримиз, бизниң қериндашлиримиз, биз силәрни қериндашлиримиз дәп яхши көримиз, чүнки биз бир үммәтниң әзалири болимиз, мән шу сәвәбтин та канададин бу йәргә силәргә қериндашлиқ меһрини йәткүзгили кәлдим, мән силәрни өз қериндишим дәп қучақлаймән, һәм силәргә ярдәм қолини сунған сахавәтчиләргә бу тоғрисида бәргән вәдимизни әмәлгә ашуруш үчүнму силәргә бу хил ярдәмләрни қилиш интайин муһим дәп билимән, биз һәммимиз бир қериндаш, дуняниң қәйиридә қериндишимиздин бирәрси азаб чәксә бизму тәң азаблинимиз, чүнки биз бир бәдәнгә охшаймиз, бәдинимизниң бир әзаси ағриса қалғиниму қийналғанға охшаш силәр зулумға учрисаңлар бизму тәң азаблинимиз, биз шу сәвәбтин силәргә ярдәм қилишни изчил давамлаштуримиз”.

Биз бу һәқтә толуқ мәлумат елиш үчүн уйғур мәһәллиси қуруватқан уйғур илим вә мәрипәт вәхписиниң рәиси һәбибулла күсәни әпәндини зиярәт қилдуқ. Униң билдүрүшичә, пиландики 6 бинадин һазирчә икки бина пүтүп чиққан болуп һәр бир бина 16 туралғу өйни өз ичигә алидикән. Ечилиш мурасимида 20 уйғур аилигә өйләрниң ачқучлири тапшуруп берилгән, қалған 12 өйниң ачқучини тәдриҗий тапшуридикән. Униңдин башқа биналар алдимиздики бир икки ай ичидә пүтидиған болуп, биналарниң һәммиси пүтсә җәмий 96 уйғур аилә олтуруш имканиға еришидикән.

Һәбибулла күсәни әпәнди уйғур мәһәллиси қурулушиниң мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бизниң мәқситимиз, бу уйғур мәһәллисидә уйғурлар үчүн бир иҗтимаий топлуқ һасил қилиш вә йоқилип кетиш хәвпигә дуч келиватқан әслимизни, йилтизимизни, миллий кимликимизни сақлап қелиш вә шундақла уйғурларниң иқтисадий бесимини йәңгиллитиш, миллитимизниң кәлгүси үмиди болған балилиримизни пәнний, диний вә роһий җәһәттин сағлам тәрбийәләш. Мушу йәрдә һәммимиз қериндаш болуп ғериблиқтики роһий бесимни йәңгиллитип, бир биримизгә игә чиқип мушу йәргә топлишип яшисақ, тилимизни, динимизни өрп-адитимизни вә уйғурларға хас мәһәлливи күлтүримизни сақлап қалалаймиз”.

Униң билдүрүшичә, уйғур мәһәллисигә йәнә уйғур содигәрләрниң мәбләғ селиши билән икки данә тиккүчилик карханиси вә рәхт тоқуш завути қурулған болуп, ишсиз қалған уйғурларға ишләш имкани яритип берилидикән.

Йеңидин ясалған биналар канада ICNA ярдәм җәмийитиниң иқтисадий ярдими билән селинған болуп, бу, туралғу қийинчилиқи бар уйғур аилилиригә әрзан баһада иҗаригә берилидикән.

Уйғур илим-мәрипәт вәхписи уйғур содигәр-сахавәтчиләрниң қоллиши билән 2015-йили селимпашада оқу уйғур билик мәктипи вә ятиқи қурулған. Уйғур яшлирини дини, миллий вә илим-пән бойичә тәрбийәләш вә қоллашни мәқсәт қилған бу ятақлиқ мәктәп 9 йилдин буян оқу-оқутуш маарип паалийәтлирини давамлаштуруп кәлмәктә икән. Оқу уйғур билик юртиға йеқин йәрдә раһәт қоруси дәп атилидиған йәнә бир олтурақ райони қурулған болуп у йәрдә һазир 90 әтрапида уйғур аилиси олтурақлашқаникән.

Һәбибулла күсәниниң билдүрүшичә, йеңи селинған биналарда олтурақлашқан уйғурларни қошқанда һазир уйғур мәһәллисидә 200 әтрапида уйғур аилиси, әр-аял вә өсмүрләр болуп җәмий 1000 дин артуқ уйғур яшайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.